Д?рис плани:К?мч?клик бели?лар: акулилар в? скатлар


ПП 7.41
вақти Биология (Синип: 7 а,б,в)
Тәкшүрәлди: _____________

Көмчәклик белиқлар: акулилар вә скатлар.
Биология пән муәллими: Абамсалимова С.Т
№150 умумий билим беридиған мәктәп
Дәрис мәхсити:
билим бериш: Көмчәклик белиқларниң көпийиши вә тәрәқий етиш әһмийитини билиш.
Акулилар вә скатларниң айримичилиқлири тоғрисида ейтиш.
тәрәққий әттүрүш: Оқуғучиларниң пәнгә дегән қизиқишини арттуруш, логикилиқ ойлаш вә ижадийәтлик қабилийәтлирини тәрәққий әттүрүп, өз бети бойичә издинишкә тәлпүндүрүш. Экологияли билимини тәрәққий әттүрүш.
тәрбийә бериш: оқуғучиларни уқуптулуққа, мәдәнийәтликкә, гигиенилиқ тәрбийә бериш арқилиқ тазилиққа вә экологиялиқ тәрбийә бериш арқилиқ адәмгәрчиликкә тәлпүндүрүш, адәмзатқа һажәтлик бар байлиқниң қайнар көзи- тәбиәтни сақлашқа , күтүшкә тәрбийләш.
Дәрисниң түри: йеңи дәрис
Дәрисниң уюштуруш түри: слайд түридә чүшәндүрүш қошумчә тапшурмилар пайдилиниш.
Дәрисниң дидактикилиқ материаллар билән тәминлиниши:
ПП7.41,ЭУ 7.41,СЛ7.41
Пәнарилиқ бағлиниш: Химия, биология, экология.
Дәрисниң берилиши:
Һәрикәт Оқуғучилар һәрикити
уюштуруш СаламлишишОқуғучиларни түгәлләш, бәлгүләш
1-һәрикәт
Өй тапшурмиси Хордилиқларниң өзигә хас бәлгүлири Хордилиқларниң омуртқисизлар билән охшаш бәлгүлири
1.Тәнниң ахирқи бошлуғи болуши
2.Хордиси бар
3.Қан айлиниш системиси-туюқ
4.Көплигән айқулақ йочуқлири бар
5.Тени үч қәвәттин ибарәт
6.Тени икки тәрәплик симетриялик
7.әсәб нәйчиси бар

2-һәрикәт
«мейигә һужум» Хордилиқлар,Хорда,Әсәб нәйчиси,Айқулақ йочуқлири, Баш устихансизлар,Постпутлуқлар
Балилар топ болуп өз ой-пикирлирини ейтиду
3-һәрикәт
«әжайип биология» Оқуғучилар биологияниң башқа пәнләрдин айримчилиқлирини ейтип чепишиду.
Био – бу һаятлиқ дегән мәнани билдүриду бу мәнаниң алидиған орни көп. Мәнасини ечип баһалиниду
Йеңи дәрис мавзуси
Көмчәклик белиқларниң баш қисмида алға созулған тумшиғи болиду.Жутқунчиғиниң икки тәрипидә 5-7 жүп айқулақ йочуқлири бар.
Териси икки қәвәттин туриду.Сиртқиси –эпидермис,көп қәвәтлик эпителий, ички-һәқиқий терә қәвити бириктүргүчи тоқулмисидин
түзүлгән. Озуқ һәзим қилиш әзалири билән озуқ һәзим қилиш бәзлиридин озуқ һәзим қилиш системиси түзилиду.
Көмчәклик белиқлар-йәккә жинислиқ.Атилиқлирида жүп атилиқ бәз вә жүп тухум йоли, анилиқлирида жүп анилиқ бәз вә жүп уруқ йоли болиду. Көмчәклик белиқларниң көпчилиги ичтин уруқлиниду.
Анилиқлири уруқланған кра чачиду, бәзи түрлири тирик қумчақ туғиду. Икралириниң сани аз.

4-һәрикәт
«мән қизиқтим»
Оқуғучилар, мән бүгүн силәрдин дәрискә дегән интилишиңларни қизиқарлиқ билән қатинашқанлиғинңларға разимән.
Һә, силәрчу бүгүнки дәристин алған билимиңларни вә 8-синипта қизиқарлиқ мавзуларниң көп екәнлигини ейтип чиқиду.
«алмлар сөзләйду» Биологияниң асаслирини салған алимлар билән тонушуп чиқиду вә өзлири бир-бир алимдин йезип чиқиду.
5-һәрикәт
Йәкүнләш Ланцетникқа хас бәлгүләр Ләһәңгә хас бәлгүләр
1.Қан айлиниш системиси-туюқ
2.Баш скелети бар
3.Әсәб системиси әсәб нәйчисидин ибарәт
4.Паал һаят кәчүриду
5.Ичтин уруқлиниду
6.Жутқунчақниң икки йеқида көплигән айқулақ йочуқлири бар
7.Ички-скелети хорда
8.Жүп үзүш қанити бар
9.Хордисиниң қалдуғи сақланған
10.сирттин уруқлиниду
11.Аналь төшүги бар
12.Озуқ һәзим қилиш системиси клоака билән ахирлишиду
13.Туюқ үчийи қатламланған
6-һәрикәт
Өйгә тапшурма Дәрисликни оқуп, қошумчә тапшурмиларни орунлап келиш
7-һәрикәт
баһаларни қоюш Баһалирини қоюш
8-һәрикәт
Оқуғучиларниң дәристин алған тәсәвури Рефлексия
1. Бүгүн мән билдим…
2. Интайин қизиқ болди…
3. Қийинчилиқ болди…
4. Мән мәхситимгә йәттим…
5. Мән үгәндим…