план интелектуальной игры по истории Казахстана


Хайруллаева З.А. Билал Назим намидики оттура мәктивиниң тарих пәни муәллими. Алмута облуси.Яркәнт шәһири. Ойлан тап! Интеллектуаллиқ шоу оюни Дәрис мәхсити:оқуғучиларниң тарих пәнигә болған қизиқишини ашуруш,алған билимини пишиғдаш вә йеңи билим елишигә оқуғучиларни интилдүрүш. Түри:оюн дәриси. Уссули:соал-жавап. Көрнәкликлири:гезитләр,плакатлар,карточкилар,сөзтепишмақлири. Дәрисниң бериши: Оюнниң шәртлири: 1.Бәйге 2.Көкпар 3.Ретини тап 4.Ким тапқур 5.Тарихий бир вақиәни көрситиш Һәр бир синиптин 7 оқуғучидин қатнишиду. 1-тур «Бәйге» Шәрти:Соалларға илдам жавап берип топлар балл жиғиду. 1.Оттура әсирләр тарихи қайси вақитни өз ичигә алиду?/6-17ә.ә./ 2.Франк мәмликитини 768-814ж.ж. башқурған ким?/Улуқ Карл/ 3. «Түркий» терминниң дәсләп тарихий мәлуматларда пәйда болуш вақти?/542ж./ 4.Түркий қағанитиниң Шәриқ вә Ғәрип болуп бөлүнүши?/603ж./ 5.Айша Биби мәқбиринң селиниши?/11-12ә.ә./ 6.Қарлуқ қағанати өмүр сүргән жил?/756-940ж.ж./ 7.Рим империясиниң иккигә бөлүнүш вақти?/395ж./ 8.Император І Юстинианниң дөләт башқурған жиллири?/527-575ж.ж./ 9.І Крест жүрүши?/1095-1096ж./ 10. Англия вә Франция арисидики 100 жиллиқ уруш?/1337-1453ж.ж./ 11.Франциядики Жакерия қозғилиңи?/1358ж./ 12.Әрәп қәбилилири қайси жили ислам динини қобул қилди?/630ж./ 13.Жумһурийитимиздә «Желтоқсан қозғилиңи»қайси вақитта болди?/1986ж./ 14.Қарахитай мәмликити қачан қурулди?/1212ж./ 15.Европидики дәсләпки университети қачан пәйда болди?/11ә./ 16.Рус шәһәрлирниң аниси дәп қайси шәһәрни атайду?/Киев/ 17.Түркий хәлиқлириниң арисида әң төвәнки ижтимаий синип?/татлар/ 18. «Алтун адәм» ядикарлиғи қайси йәрдә тепилған?/Ишиктә шәһири йенида/ 2-тур «Көкпар» Шәрти:Топ билән иш.Һәр бир топқа бир мавзу бойичә тапшурма берилиду.Саоалға жававини тәярлиқ қилиш үчүн 5минут вақит берилиду./Жавапқа 5 балл/ 1.Датиларни билиш тарихни оқуп үгинишигә асас боламду? 2.Хәритиниң тарихни оқуп үгинишидә роли қандақ? 5 минут музикилиқ антракт. 3-тур. «Ретини тап». Шәрти:плакаттики сөзләрниң орни авуштурулуп берилиду,сөзләрни дурус рәтләп орниға қоюш керәк.
Түркий қағанати Феодал
Польша Хәлиқ
Ислам Бумын
Этнос Мәккә
Феод Гнездо
Оғыз Католик
Рим чиркоси Жабғу
Сот реформиси Гурхан
Қарахан ІІ Генрих
Найман Харадж
Реконкиста Сатуқ Боғра хан
Йәр селиғи Владимир Мономах
Қарахитай Сәккиз
Киев Қайтуруп елиш
4-тур «Ким тапқур» Шәрти:2 топқа бир сөзтепишмақ берилиду.Жававини тапқан топқа 20 балл берилиду. «Қазақстан тарихи» Түркийләр. 1.Түркий қағанати./Тардуш/ 2. Түркий тиллиқ қәбилә/Үйсүн/ 3. Түркийләрниң қедимий йезиғи./Руна/ 4.Қедимий үйсүн, дулат әвлатлири./Түркийләр/ 5. 6-8ә.ә.қалған ядикарлиқ./Күлтекин/ 6.Қәбилиниң нами./Теле/ 5-тур Шәрти:Тарихий бир вақиәни көриниш ретидә көрситиш. Йәкүнләш.Қазилар топи әң нурғун балл жиққан топни ениқлайду вә уни тәбрикләйду.