План-конспект по грамоте 1 класс буква Л на уйгурском языке


Тәкшүрүлди М.А. Камалова
ДӘРИС: Сават ечиш
МАВЗУСИ: Лл тавуши вә һәрипи МӘКТӘП: А. Розибақиев намидики №153-мәктәп-гимназия
КҮНИ: 07.11.2016 МУӘЛЛИМНИҢ ИСИМ - ФАМИЛИЯСИ: Джаруллаева Диларям Хакимжановна
СИНИП: 1 «В» ҚАТНАШҚАНЛАР САНИ: ҚАТНАШМИҒАНЛАР САНИ:
С
ДӘРИСНИҢ МӘХСИТИ: ҖИМИ ОҚУҒУЧИЛАР БИЛИШКӘ ТЕГИШ:
Лл һәрипи вә тавуши, сөзләрни боғумға бөлүш,
Лл һәрипидин башлинидиған сөзләрни ейтиш
Оқуғучиларниң көпчилиги билишкә тегиш:
Лл һәрипиниң сөз ичидики орнини тепиш,
Сөзләрни боғумға бөлүш,
Лл һәрипидин башлинидиған сөзләрни ейтиш
Бәзи оқуғучилар билишкә тегиш:
Лл һәрипидин башлинидиған сөзләрни ейтиш
Шу сөзләрдин жүмлә қураштуруш
Созуқ вә үзүк тавушларни ажритиш
Бурундин бар билими Аа, Тт, Пп, Нн, Мм, Рр, Уу һәрип вә тавушлирини билиду
РЕҖӘ
Реҗиләнгән вақит Реҗиләнгән паалийәт Мәнбәләр
Дәрисниң беши
Шатлиқ чәмбири:
Мәнму хошал болимән,
Сәнму хошал болисән.
Ечилған күн нурида
Достлар билән хошал мән
- Сандуқчиниң ичидә йошурунған сөзләр бар екән.
- Бу қандақ сөзләр екәнлигини биз рәсимләрдин тепип көрәйли.
Ойлиниңлар

- лимон, лаза, лампа, ләгләк, ләңмән
- Балилар, немини байқидиңлар? Бу сөзләрниң қандақ өзгичилиги бар? Сөзләр қайсу һәриптин башлиниватиду?
- Л һәрипидин. Демәк, бүгүн биз силәр билән қайсу һәрип билән тонушимиз? Л һәрипи билән.
- Қени, һәммимиз л-л-л дәп көрәйличу, қандақ ойлайсиләр созуқ тавушму яки үзүк тавушму? Дурус, үзүк тавуш, немишкә? Сәвәви биз «л» дәп ейтқанда қандақту бир тосалғу арқилиқ ейтимиз, шу сәвәптин бу үзүк тавуш болуп һесаплиниду.
- Әнди мошу сөзлиримизни боғумларға бөлүп көрәйли.
ли-мон, ла-за, лам-па, ләг-ләк, ләң-мән Дәрисниң оттуриси
- Өткән һәрипләрни қайтилап өтәйли.
- А, Т, П, Н, М, Р, У
Һәригә бал жиғишқа ярдәмлишәйли.
Боғумларни оқуңлар:
ту, му, ра, ар, ма, на, ап, уп
Сөзләрни оқуңлар:
ун, нур, тут, пут, тумар, Аруп, Мурат, ана, парта, тапан, нан, нар, анар, рама
рама, анар.
- Балилар, силәрниң оюңларчә, оқуғучилар қандақ болуши керәк? Улар синиптин сирт вақитта немә билән шуғуллиниши мүмкин?
- Алмас билән Алишер иккиси қишниң күни синиптин сирт вақтида бир-бири билән қар етишип ойнайдекән. Мана қизиқ! Һәр бир атқан қарда боғумлар вә сөзләр йезилған екән. Уни етиш үчүн силәр шу боғум вә сөзләрни оқушиңлар керәк. Қени оқуп көрәйли
Оқуңлар:
ла мал та ла пал та ал ма
а ла тал ла та лам па ал тун
Жүмлиләрни оқуңлар:
Аман, алма ал.
Ана, мана лаза.
Апам алтун үзүк алди. Қой, ат, өшкә – мал.
Бош чақмақларни толтуруңлар. Чиққан сөзләрдин жүмлә түзүңлар.
а л м а л а л м а а л т у н л ә ң м ә н
Мәшиқ:
Ухлаватқан кепинәк
Туюқсизла оханди
Аста-аста мидирлап,
Жуқуриға көтирилди
Учуп-учуп айлинип
Ухлиғуси кәлмиди
Күнгә қарап хошал болуп
Көңли шатлиққа толди.
Дәптәр билән иш:
Сөзләрни боғумларға бөлүңлар
Элементларни йезиңлар
Лл һәрипини йезиңлар
Хуласә
- Бүгүн қайси һәрип билән тонуштуқ?
- Лл һәрипи билән.
- Дәрис чүшинишлик болдиму? Чүшәнгән болсақ баш бармиғимизни жуқури көтирәйли, чүшәнмигәнләр болса төвәнгә чүширимиз.