УРОК по математике 8 санини ?ошуш в? елиш (1класс)


Бариева Сахадятхан Айсажановна Кичик Ақсу оттура мәктиви
Кичик Ақсу оттура мәктиви мәктәпкичә болған ихчам мәркизи билән мәмликәтлик мәһкимисиниң башланғуч синип муәллими Бариева Сахадятхан
Математика 1-синип
89-дәрис
Дәрис мавзуси: 8 санини қошуш вә елиш.
Дәрис мәхсити:
А)Өткән мавзулар бойичә билимини пишшиқдаш, йеңи мавзу бойичә 8 санини қошуш вә елиш тоғрилиқ чүшиник бериш.
Ә) Логикилиқ ойлаш қабилийитини вә дәрискә болған қизиқишини ашуруш.

Б) Дурус санашқа ,мустәқил һесап ишләшкә, бир-бирини һөрмәтләшкә, тәбиәтни қорғашқа тәрбийиләш.
Қоллинидиған усул: Чүшәндүрүш,соал-жавап,көрситиш
Дәрис түри: Арилаш
Көрнәклик:слайд
Дәрисниң бериши
1.Уюштуруш қисми
Диққитини дәрискә жәлип қилиш,психологиялик тәйярлиқ.
-Шеирни балиларға тиңшитиш.
8-март- Ханим-қизлар күни,
Нәйдәк жараңлар анамниң үни.
Асмандики ай түнни йорутса,
Анамниң меһри йорутар дилни.
-Балилар шеирда немә тоғрисида ейтиливатиду?
-8-март кимләрниң мәйрими?
-Бүгүнки дәрисимизгә паал қатнишип, анилиримизниң мәйримигә 4 вә 5 баһани соға қилайли.
-Балилар бизниң дәрисимизгә бир мөшүк меһманға кәпту.
-Мөшүккә диққәт билән қарайличу, қайсу чөчәкниң қәһримани.
-Мөшүк биздин ярдәм сорап кәпту.
-Униң қуйриғини Мақта қиз кесивапту.
-Бу чөчәкни биләмсиләр, қайсу хәлиқниң чөчиги?
-Немә үчүн қуйриғини кесивалған?
-Биз мөшүккә ярдәмлишимизму?
-Мақта қиз чөчигидики қәһриманлар өз тапшурмилирини елип кәпту.
-Барлиғимиз диққәт қоюп, һесапларни тез ишләп мөшүкниң қуйриғини Мақта қиздин елип берәйли.
2. Өй ишини тәкшүрәш.
Калиниң тапшурмиси:Өй тапшурмисини тәкшүрүш №3Кала қандақ һайванға ятиду?Кала сөзини 3 тилда ейтип бериңлар?.
№ 3 һесапни тәкшүрәш ,баһалаш.
Шәрти:
Йоған қошуқ-10-? ошуқ
Кичик қошуқ-7
Й:10-7=3
Ж: Йоған қошуқтин 3 тал ошуқ.
-Кала өй һайвиниға ятиду.
-Кала-сиыр-корова
3. Өй тапшурмисини йәкүнләш
Дәрәқниң тапшурмиси:Бирдин онғичә тоғра вә әксинчә санап бериңлар?Дәрәқниң пайдиси барму?Дәрәқ сөзини 3 тилда ейтип бериңлар?.
-1,2,3,4,5,6,7,8,9,10. 10,9,8,7,6,5,4,3,2,1.
-Дәрәқ-ағаш-дерево

4. Йеңи мавзуниң мәхситини ейтиш.
Икки қолуңда чиң тутуп “нөлни”,
Оң қолни оңға, солға бур солни.
Йеңи рәқәмни һасил қиларсән,
У қандақ рәқәм, ейтип берәрсән.
-Балилар шеир қайсу сан тоғрисида ейтилватиду?
-8 сани қандақ сан?
-Бүгүнки дәристә 8 санини қошуш вә елишқа мисал вә һесапларни ишләймиз.
5.Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Қизларниң тапшурмиси: 1. № 1. Қошулғучлириниң бири 8 болидиған қошундиларни түзүш.2. Қошуш әмәлиниң компонентлирини атаңлар.3. №2. Алғучи 8 болидиған айримиларни йезиңлар.4. Елиш әмәлиниң компонентлирини атаңлар.5. Қиз сөзини 3 тилда ейтип бериңлар?.
-№1 вә №2 мисалларни балиларға чүшәндүрүш

-Қиз-қыз-девочка
6. Йеңи мавзуни чүшәнгинини тәкшүрүш
Дуканчиниң тапшурмиси: 1. №3. Йешил вә қизил кесиндиләр узунлиқлириниң айримисини қизил вә көк кесиндиләр узунлиқлириниң қошундиси билән селиштуруңлар2. Дукан сөзини 3 тилда ейтип бериңлар?.

-Дукан-дүкен-магазин
Сәгәһләндүрүш минути
Тохуниң тапшурмиси:№4. Һесапларни түзүңлар вә чиқириңлар.Тоху сөзини 3тилда ейтип бериңлар?.
№ 4. Һесапни тахтида алгоритм бойичә ишлитиш.
Сүрәтләр бойичә көрситиш,чүшәндүрүш.
А.чинә-9 А.чинә-9-? ошуқ
К.чинә-7-? Кам К.чинә-7
Й: 9-7=2 Й: 9-7=2
Ж: 2 кичик чинә кам Ж: 2 апқур чинә ошуқ.
7.Дәрисни йәкүнләш
-Шуниң билән балилар силәр мөшүкниң қуйриғини елип бәрдиңлар, һәммиңларға көп рәхмәт.
-Дәрискә паал қатнашқан оқуғучиларниң билимини баһалаш.
8. Өйгә тапшурма бериш.
№45 һесап, 135 -бәт.