Сувенир кигиз ?й ясаш



Шонжы №5 орта мектебінің технология пәні мұғалімі
Шамиев Садырахун Важитович Технология 8- синипМавзу: Сувенир кигиз өй ясаш Дәрисниң мәхсити: 1. Аддий нәрсиләрдин сувенир буюмларни ясашни үгитиш. 2. Оқуғучиларни еринмәй, сәрәмжан вә рәтлик әмгәк етишқа тәрбийиләш һәм мустәқил ишләшкә адәләндүрүш
3. Әмәлиятта қурал- жабдуқларни пайдилиниш вә ясилидиған буюмниң айрим қисимлирини өз алдиға ясаш
Дәрисниң түри: практикилиқ иш
Дәрисниң типи: арилаш дәрис
Дәрисниң усули : чүшәндүрүш, соал -жавап, әмәлий иш
Дәрисниң көрнәкилиги: Ясалған буюмлар, сувенир ясашқа керәк материаллар вә қурал-жабдуқлар.(қапақ чөмүч, қомуч, йелим, лак)
Дәрисниң берилиши:
I Уюштуруш қисими
а) Саламлишиш, түгәлләш
ә) Дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
б) Оқуғучиларниң диққитини дәрискә бөлүш
II Өй тапшурмисини сораш
1.Өйдә ясап кәлгән сувенир буюмлирини көрүш
2. Яхши ясалған буюмларни атап өтүш
3. Дәрискә әкәлгән материал вә қураллирини тәкшүрүш
III Йеңи дәрис
Техника бехәтәрлиги
Һәр бир милләттә қолдин ясалған сувенир буюмларни һәдийә қилиш адити бар. Сувенир буюмларни ясаш көрүнгән адәмниң қолидин келивәрмәйду. Буниңға чевәрликтин бурун, чидамлиқни тәләп қилиду
Балилар, кигиз өй тоғрисида немә билисиләр?
Балилардин жавап елип, қошумчә чүшәнчә бериш.

Сувенир буюмларни ясашниң асасий мәхсити :
а) Қалған аддий материалларни ишлитиш
б) Чирайлиқ соғатлиқ буюмларни ясаш
в) Көргәзмиләргә қоюдиған буюмларни ясаш
Бүгүнки бизниң ясайдиған кигиз өй көргәзмигә қойидиған сувенир
болғанлиқтин, биз аддий материал ретидә қапақ, қомучни таллап алдуқ.
IY Ишниң бериши:
1. Қапақни дүглитип, һәрә билән кесип, кигиз өйниң асасини (керегени) тәйярлаш
2.Кесилгән қапақниң түви тәрипидин шаңирақ ясаш
3.Тилинған қомучни суға чилап, ток қиздурғуч билән увуқниң формисини ясаш
4.Керегениң бәлгүләнгән жайидин қош қанатлиқ ишикниң орнини кесиш
5.Ишик орнидин кесилип чиқан қисимиға, тилинған қомучларни чапилап, ишик ясаш
Y Әмәлий иш
1. Иш орнини тәйярлаш вә материал , қураллар билән тәминләш
2. Техника бехәтәрлигигә диққәт бөлүш
3.Оқуғучиларни топларға бөлүш
I топ Кереге ( кигиз өйниң асасини ясаш)
II топ Шаңирақ ( шаңирақ ясаш)
III топ Қош қанатлиқ ишик ( ишик ясаш)
YI Дәрисни йәкүнләш
кигиз Өйниң үстигә япидиған?
тегене Қимиз қуюдиған қача?
төр Меһманлар олтиридиған жай?
едән Йәргә төшәйдиған яғач?
гиләм Тамға асидиған нәрсә?
текимәт Едәнгә салидиған нәрсә?

YII Баһалаш
YIII Өйгә тапшурма
Кигиз өйни давамлаштуруп ясаш, безәлләндүрүш