Планирования Физика п?нидин оюн элементлирини пайдилиниш «Билим дохтурханиси»


Физика пәнидин оюн элементлирини пайдилиниш
«Билим дохтурханиси»
Г. Пахрамова
Әмгәкчи оттура мәктиви
Дәрис мавзуси: Бесим
Дәрис мәхсити: 1.Бесим вә униң хусусийәтлири, түрлири һәққидә чүшәнчә бериш;
2. Оюн элементлири арқилиқ тапқурлуққа, өз-өзини дурус баһалашқа, тил байлиғини
риважландурушқа дәвәт қилиш;
3. Топ билән иш жүргүзүш арқилиқ достлуққа, инақлиққа, һәмкарлиққа тәрбийиләш;
Дәрис түри:
Усул:
Көрнәкликләр: электронлуқ китап, карточкилар, сүрәтләр.
Дәрисниң бериши
1.Уюштуруш
- Балилар, бизниң бүгүнки дәрисимиз башқа дәрисләргә қариғанда өзгичә. Бизгә биринчи қетим физика пәни өтүлватқанлиқтин бизниң билимимизни тәкшүрүш үчүн «Билим дохтурханисидин » дохтурилиримиз кәпту.
2. Өй тапшурмисини сораш
Балилар силәрниң бүгүнки өй тапшурмисини қанчилик дәрижидә орунлап кәлгиниңларни чиш дохтури тәкшүрәймән дәйду, андақ болса қени балилар чиш дохтуриниң тапшурмисини көрәйли.Тапшурма бойичә билимимизни бирдин дохтурлиримиз өзлири баһалап, анализини ейтип олтуриду.
Чиш дохтур тапшурмиси: «Сүрәтләр сөзләйду». Сүрәттә қайсу күч тәсвирләнгән, күч ениқлимисини, формулисини, өлчәм дирлиги тоғрисида чүшәндүриду.
І топқа берилгән сүрәт тәң-тәсирлик күч бойичә елинған
ІІ топқа берилгән сүрәт сүркүлүш күчи бойичә елинған
ІІІ топқа берилгән сүрәт әвришимлик күчи бойичә елинған
Тур бойичә ейтилидиған анализлар;
«5» баһа үчүн: Силәрниң чишлириңлар яхши сақлинипту, эмальлириму зәхминләнмигән. Ярайсиләр,
чишлириңларни мошу териқида сақлаңлар!
«4» баһа үчүн: Силәрниң бираз чишлириңларниң эмальлири бузулуп, қуртлашқа башлапту.
Чишлириңизни күндә «билим» чиш жуюш пастиси билән тазилап турсиңиз сақийип
қалиду.
«3» баһа үчүн: Силәрниң еғизиңларда сақ чиш қалмиған охшайду. Чишлириңларни дурус
күтмисәңлар 20 яшқа кәлгичә чишсиз қалисиз. Шуңа чишлириңизға «күч» дегән мазни
йеқип туруң.
3. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
- Балилар бүгүнки бизниң йеңи дәрисимизгә дохтурлиримиз һава райиниң бирдә соғ, бирдә иссиқ болушиға бағлиқ улар бизгә тумониң алидини елиш үчүн «Бесим» дегән таблеткилар елип кәпту. Бу таблеткиларни пайдиланмай туруп биз униң қоллиниш йоллири билән тонушайли.
Мисаллар арқилиқ дәрисини башлаймән.
1 – мисал: 90 –сүрәт бойичә
Бесим
Ениқлимиси формулиси Өлчәм бирликлири
1.Бәлгүлүк бир бәткә чүшидиған күч тәсириниң нәтижисини характерлайдиған миқдар.
2. Бесим бәткә тик йөнилиштә тәсир қилидиған күчниң мошу бәтниң мәйданиға нисбити арқилиқ ениқлиниду. Бесим = күч мәйданр = F SХәлиқара бирликләр системисида бесим өлчәм бирлиги паскаль (қисқичә Па)билән өлчиниду
гПа=100 Па
кПа=1000 Па
МПа=1 000 000 Па
Бесим формулисидин биз әнди бәткә перпендикуляр йөнилиштә тәсир қилидиған күчни вә күч чүшидиған бтниң мәйданини тапсақ, у чағда,
F=pS S=Fр 1м2=0,0001см2
Бесимниң өлчәм бирлигиниң Паскаль дәп елинишиниң сәвәви, француз алими Блез Паскаль нурғунлиған күзитишләр асасида суюқлар билән газларниң бесимни һәммә тәрәпкә бирдәк йәткүзидиғанлиғини испатлиди.
-Балилар силәр бир – биримизгә болған достлуғимизни, топ екәнлигимизни көрсәтмәйватимиз , қени андақ болса, мән достлуқ тоғрисида музыка қойимән һәр топ өз достлуғиңларни һәр хил иш – һәрикәтләр билән көрситишиңлар керәк.
4.Дәрисни пишшиқдаш
- Әнди балилар, бизниң «Бесим» таблеткиси тоғрисида қанчилик дәрижидә мәлумат билгинимизни «жүрәк дохтури» жүригимизниң соқушиарқилиқ тәкшүрәйдикән, қени балилар андақ болса тапшурмиға қарайли.
Бу тапшурмида бизгә 6 соал берилгән топ бирикип, бир вараққа жүрәк соқушимизни тәкшүрәйли.
Дурус болса «-», хата болса «» сизиқ қойимиз.
1.Бесим Р һәрипи билән бәлгүлиниду.2. Бесим = мәйдан күч 3. SI системида бесим паскаль билән өлчиниду.4.МПа = 1 000 000 Па5.Паскаль инглиз алими6. Бәлгүлүк бир бәткә чүшидиған күч тәсириниң нәтижисини характерлайдиған миқдарни бесим дәп атаймиз.
«5» баһа үчүн: Өтүлгән анализниң нәтижиси бойичә жүрәк соқушиңлар яхши, саламәтлигиңларни
мошундақ дайим сақлаңлар!
«4» баһа үчүн: Жүрәк ағриғи сизләрни бәзидә қийнайдиған охшайду. Алдини елиш үчүн һәр күни
«Паскаль» таблеткисини ичип, «физика» уколини салдуруңлар.
«3» баһа үчүн: Төвәндикичә анализ көрсәткүчиси билән жүрүш интайин хәтәрлик. Силәргә
саламәтлигиңларни яхшилар қолға елишиңларни сораймән. Давалаш үчүн «Физика вә
астрономия» диагностикилиқ мәркизигә берип тәкшүриниңлар.
5. Дәрисни бәкитиш.
- Балилар көрүш қабилийитимизни тәкшүрәш үчүн «көз дохтуриму» кәпту қени тапшурмисини көрәйли. Тапшурмида һәр бир топқа һесаплар берипту қени ишләймиз.
Топ һесаплири.
100 см2 мәйданға 50 Н күч тәсир қилиду. Бесимни ениқлаң. (5кПа)
100 см2 мәйданда 5кПа бесимға тәсир қилидиған күчни ениқлаң. (50 Н)
50 Н күчкә перпендикуляр йөнилищтә 5 кПа бесим чүширилиду. Күч чүширилгән мәйдан немигә тәң? (100 см2)
«Көз дохтуриниң» анализи:
«5» баһа үчүн: Силәрниң көзлириңлар рошән вә яхши көридикән. Көзлүриңларға зәхим йәткүзмә
мошу териқида сақлаңлар.
«4» баһа үчүн: Силәрниң көзлириңларниң қарчуғи сәл ажизлинипту. Шуңа силәр һәптисигә икки
қетим болсиму «қошумчә һесап» диагностикилиқ мәркизигә бериңлар.
«3» баһа үчүн: Силәрниң көрүш қабилийитиңлар бәк төвәнләп кетипту, йеқиндики адәмниму
тоналмайсиләр. Даваланмисаңлар көрмәй қелишииз мүмкин. Шуңа көзиңизгә
«физика» көз әйнигини қадап, «формула» дорисини көзиңларға қуюп туруңлар.
Әнди мошу тәкшүрүштин сақ – саламәт чиққан топ ениқлайли.
1 – орун алған топқа: Балилар силәр бүгүн физика билим дохтурханисиниң тәкшүрүшидин утуқлуқ өттүңлар, силәрни чин қәлбимиздин тәбрикләймиз вә силәргә соға үч айлиқ тәтилдә Маями арилиға жйлашқан бәш юлтузлуқ меһманханиға дәм елишқа йолланма берилиду. Мубарәк болсун!
2 – орун алған топқа: Тәкшүрүшләр нәтижисидә силәрниң саламәтлигиңларда бәзи келишмәсликләрниң, ағриқларниң барлиғи ениқланди. «Биринчи байлиқ тән сақлиқ» екәнлигини әнди уни күтишниң әң үнүмлүк йоли «Билим» екәнлигини әстин чиқармаңлар. Саламәтлигиңларни яхшилаш үчүн силәргә «Қарлиғаш бесим» лагериға путевка берилиду, йолуңлар болсун!
3 – орун алған топқа: Силәр балилар саламәтлигиңлар биләг ойнимаңлар. Үч ай бойи «Китапхана» диагностикилиқ мәркизидә тәкшүрүштин өтүшкә йолланма вә мәктәп йенидики «қуяш» дәм елиш лагериға путевка берилиду. Пәхәс болуңлар!

Топлар І топ ІІ топ ІІІ топ
Чиш дохтури Жүрәк дохтури Көз дохтури
6. Баһалаш
7. Өйгә тапшурма бериш§33 бәт 136
Панфилов наһийәси
Яркәнт шәһири