Презентация на тему ?д?бият н?з?рий?си: ??з?л, рубайи, поэзия
Дәрисниң мавзуси: Әдәбият нәзәрийәси: ғәзәл, рубайи, поэзияДәрисниң мәхсити: а) әдәбиятшунаслиқ, әдәбият нәзәрийәси, ғәзәл, рубайи тоғрисида чоңқур чүшиник бериш;ә) һәр қайсисиға алаһидә тохтилип, мисалларни кәлтүрүш арқилиқ оқуғучиларниң мавзу бойичә чүшинигини кәңәйтиш;б) оқуғучиларни билимликкә, тәртип – интизамлиққа тәрбийиләш;Дәрисниң түри: йеңи дәрисҚоллинилған көрнәкликләр: интерактивлиқ тахта, слайдлар, схемиларПайдиланған әдәбиятлар: 9 – синип уйғур әдәбияти дәрислиги, “Мектеп” 2013ж С. Моллавутов, Д. Рәйһанов, мәтбуат васитилири Дәрисниң берилишиІ. Уюштуруш қисимІІ. Өй тапшурмисини сорашНәвбәтийниң һаяти вә ижадийитиНәвбәтийниң бизгичә йетип кәлгән әсәриӘмгәклириниң алаһидилиги, мәзмуниІІІ. Өй тапшурмсини тест арқилиқ йәкүнләш Тест тапшурмилири 1. Йүсүп Хас Һажип “Қутадғу билик ” дастанини нәччинчи жили йезип тамамлиди? А. 1019 – ж В. 1074 – ж С. 1069 - ж2 . Маһмут Қәшқәрийниң әсәрини көрситиң. А. “Қутадғу билик” В. “Дивану луғәтит түрк ” С. “Әтәбәтул һәққайиқ”3. Ә. Йүгнәкийниң “Әтәбәтул һәққайиқ” әсәри нәччинчи әсәргә тәәллуқ. А. ХІ ә В. ХІІ ә С. ІХ ә4. Насир Рәбғузий қайси шәһәрдә дунияға кәлди? А. Турпан В. Қумул С. Қәшқәр 5 . “Йүсүп- Зуләйха ” қиссисиниң муәллипини ениқлаң. А. Н. Рабғузий В. Ә. Навайи С. Сәккакий 6. Лутфий яратқан дастанни көрситиң. А. “Гүл вә Нәвруз” В. “Ләйли - Мәжнун” С. “Шаһ Бәһрам вә Диларам”7. Узун вә қисқа боғумларниң муттәсир тәкрари нәтижисидә вужутқа кәлгән квантативлиқ шеирий система қандақ дәп атилиду? А. Аруз вәзни В. Чачма вәзни С. Бармақ вәзни8. Әлишир Навайиниң “Пәрһат –Ширин” дастаниддики сәлбий образлар. А. Пәрһат, Ширин В. Хисрәв, Шируйә С. Меһинбану, Шапур, Бәһрам9. “Тәзкирәи чиһитән”, “Сәпәрнамә” охшаш әсәрләрниң муәллипи А. Зәлилий В. Әрший С. Харабатий 10. Йүсүп Хас Һажип тәхминән нәччинчи жили туғулған? А. 1085 – ж В. 1069 – ж С. 1019 - ж Тест жаваплири Баһалаш нормативи1 – С “5 ” - 9 -10 2 – В “4 ” - 7 - 83 – С “ 3 ” – 5 - 64 – С “2 ” - 5 тин төвән5 – А6 – А7 – С8 – В9 – А10 - С ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш Әдәбий жанрлар Лирика Эпос Драма Ғәзәл – умумән шәриқ поэзиясидә кәң таралған жанр. Ғәзәл кам дегәндә 3 бейиттин, көп болғанда он икки бейиттин ибарәт кичик һәжимлик шеир.Қапийә схемиси: а – а, б – а, в – а, ...Әй, сәба, бәргил хәбәр ул шәһсуарим кәлдиму?Лутф етиб һалим сорарға һәм диярим кәлдиму?Кәлсә ярим, һәр заман ғәмкин көңүл тәскин тапар,Хәстә көңлүм шад етәргә нәвбаһарим кәлдиму? VІ. Схема, слайдлар арқилиқ мавзуни пишшиқдаш вә йәкүнләш.VІІ. Оқуғучилар билимини баһалап, өйгә тапшурма бериш Бир ғәзәл вә рубайи ядлаш