План урока по ?трап бил?н тонушуш на тему ?ериндаш х?ли?л?р достлу?и (0 класс)


Мавзуси:
Мәхсити:
Усули:
Көрнәклик:
Қолланған
әдәбият:
Дәрисниң бериши:
Уюштуруш қисми:
Өткәнни пишиғдаш:
Мәхсәт қоюш басқучи:
Йәкүнләш:
Кериндаш хәлиқләр достлуғи
а) Қазақстанда яшаватқан хәлиқләрниң инақлиғи, өмлиги тоғрисида сөһбәт жүргүзүш
б) Аң- сәвийәсини, тонуп билиш қабилийәтлирини риважландуруш
в) Инсанпәрвәрликкә, достлуққа, бирликкә, меһриванлиққа тәрбийәләш.
Чүшәндүрүш, соал-жавап, сөһбәт.
Хәритә, буклет, һәр хил миллий кийимләрниң рәңлик сүрәтлири.
1. «Мән мәктәпкә барғанда» М. Тохтахунов.
Алмута, «Мир» нәшрияти 2015жил
2. «Қоңғурақ» А. Һезимов.
Алмута, «Жазушы» нәшрияти 1987жил

Балиларниң зеһнини дәрискә жәлип қилип, дөләтлик гимнни орунлаймиз.
Балилар, бизниң Вәтинимиз қайсу мәмликәт?
Бизниң Президентимиз ким?

Бүгүн биз, сөйүмлүк Вәтинимиз – Қазақстан һәққидә сөзлишимиз. Хәритигә нәзәр ташлисақ, көрүватимиз, қазақ йериниң қанчилик бепаян орун елип, нурғунлиған хошна хәлиқләр билән һәмдостлуқта яшаватиду. Бизниң мәмликитимиздә 135 милләт инақлиқта туруп, әмгәк қилмақта.
Президентимиз, Нурсултан Әбишоғли Назарбаев дәйду: «Қазақстанда яшаватқан һәр бир адәм, өзини мошу әлниң пәрзәнди дәп сәзмигичә, келәчәккә ишәнмигәнчә, бизниң ишимиз илгири болмайду. Көп милләтлик әл болғинимиз – бизниң байлиғимиз.
Әл бирлиги – әң есил хасийәт. Өз хәлқини сөйгән адәм, өз жутиға яхшилиқ тиллигән киши башқа хәлиқләрниму һөрмәтләйду, өз миллитини һеч кимгә қарши қоймайду.
Бу дунияда бизниң бирла Вәтинимиз бар, у – мустәқил Қазақстан.»

Камила: Үч тилни билиш - жаһанға йолланма.
(Н.Ә.Назарбаев)
Алинура: Владей хоть сотнями языками, но не забывай свой родной язык (Иван Борозенец)
Дилинур: Ана тіліміз- халықтық қадыр – қасиетіміз бенелдігіміздің мәні, тот баспайтын арқауы. Анамыздың ақ сүтімен бойымызға таралған тілімізді ұмыту – бүкіл ата бабамызды, тарихымызды ұмыту. (Б. Момышұлы)

Бизниң хәритидики кичиккинә чеккит - Яркәнтни алайли. Қазақ, рус, уйғур, корей, тунган вә башқакөплигән милләт вәкиллири инақ яшап, әмгәк қиливатиду. Һәр милләт өз мәдәнийтини сақлап, урпи адәтлиригә беқинип, ана тилида сөзләйду. Амма бәхит, адиллиқ, течлиқ парлақ келәчәк үчүн күрәш уларниң һәммисиниң бешини бириктүриду.
Әнди мәктивимизни алайли. Биз һәқиқәтән бәхитлик балилар, шундақму? Чүнки ана тилимизда оқуватимиз, әркин яшап, һәр қандақ арманлиримизға қол йәткүзәләймиз.
Мән мәктәпкә барғанда
Гульвира: Пухта билим елиш үчүн, мән мәктәпкә баримән.
Нахша ейтип, қошақ қетип, сазимни шох чалимән.
Турған: Билим йоли-нурлуқ қуяш, мән мәктәпкә баримән.
Илим канин әждат охшаш, мәнму тинмай қазимән.
Низахун: Билим йоли-бәхит йоли, мән мәктәпкә баримән.
Әшу йолда өмүр бойи, от-гүлхандәк янимән.
Сабина: Арманлирим тола мениң, мән мәктәпкә баримән.
Әшу йолда өзәмгә хас, излиримни салимән.
Икки қолниң достлуғи
Ислам: Кетипсән, дәп, кирлишип, чин көңлидин бирлишип
У қол жуйди бу қолни, бу қол жуйди у қолни.
Андин кейин чеқишип, бир- бирсигә беқишип,
Иккимизгә ортақ, дәп, уят бекар турсақ дәп,
Қилишип достлуқ сөзни, жуйди паккиз уз- көзни.
☺☺☺
Реһимжан: Номус өмрүңгә зеннәт, номус шуңлашқа қиммәт.
Болса ар- номус сәндә, болмиғайсән шәрмәндә.
☺☺☺
Даутжан: Суниң тиниғи яхши, сөзниң ениғи яхши.
Ким һарини сақлайду, уни хәлиқ яқлайду.

Балилар, силәр чөчәкләрни яхши көрәмсиләр?
Ундақ болса, биз бүгүнки мавзуримизға бенаән «Теремок» чөчигигә кәлтүрүлгән ремикс «Шаңирақ»көрүнүшни меһманлиримизға һавалә қилайли.
Шаңирақ
Қазақниң кәң даласида бир кийгиз өйи турғидәк. Шаңирақниң егилири қазақ балилири екән. Улар күндилик ишлар билән шуғиллинип, бош болғанда: «Өйгә меһман кәлсимиғу» дәп арманлайдикән.
Күнләрниң күнидә уйғур балилири сәяһәткә чиқип. «Қазақниң йери кәң, чирайлиқ екән, дәйду. Берип көрәйли» дәп, кетип барса, алдида шу өй көрүнгидәк. «Ирадә, қараң әву өйниң чирайлиқлиғини. Берип көримизму?»
Көрәйли. (ишикни чекип) Өйдә адәм барму?
Биз бар, силәр ким?
Биз уйғур балилири, силәрниң гөзәл елиңларни көрәйли дәп клдуқ.
Келиңлар, меһман болуңлар
Шуларға охшаш: рус, татар, тунган, грузин балилири жиғилип, вақитни көңүллүк өткүзүпту. Арисида бири:
Балилар, зерикип олтармай, сөз оюнини ойнайличу?
Ойнайли!
Қени, Илхам, башлайли.
Улақ дегинә?
Улақ
Сөзгә дайим сал қулақ
* * *
Чақмақ дегинә?
Чақмақ
Болма һеч қачан ақмақ
* * *
Лаза дегинә?
Лаза
Жүргин жуюнуп таза
* * *
Қармақ дегинә?
Қармақ
Йегин вақтида тамақ
* * *
Сүзмә дегинә?
Сүзмә
Мевиләрни хам үзмә
* * *
Белиқ дегинә?
Белиқ
Болған яхшиғу силиқ
* * *
Алма дегинә?
Алма
Оқи, һеч кимдин қалма
* * *
Саман дегинә?
Саман
Һорун балилар яман
* * *
Кава дегинә?
Кава
Тенгә сап һава дава
Дилинур: Балилар, силәр кәтмәңлара, һәммимиз бир шаңирақ астида дос болуп өмүр сүрәйли!
(Балилар хор билән «Солнечный круг нахшисини орунлайду»)
Қазақстанда дсотлуқта яшаватқан милләтләрдин қайсини билисиләр?
Мошунуң билән дәрисимиз аяқлашти. Бүгүн дәрискә паал қатнашқан балиларниң һәммиси «Әла» баһасиға егә.