Конспект урока по грамоте на уйгурском языке хулас? д?рис


Тәкшүрүлди___________М.А.Камалова
Бөлүм: Мусабиқә
Дәрис : Сават ечиш
Мавзуси : «Хуласә дәрис. Биз немә үгәндуқ?» Мәктәп: №153 мәктәп-гимназия
Күни : 17.02.2017
Синип: 1 «З» Муәллимниң исим-фамилияси:
Турдиева Гулвера Фархатовна
ОҚУШ
МӘХСИТИ оқуш түрлирини( боғумлап оқуш, пат-пат учришидиған сөзләрни оқуш, туташ оқуш, чүшинип оқуш) қоллинилиду.
Дәрисниңмәхсити: ЖИМИ ОҚУҒУЧИЛАР БИЛИШКӘ ТЕГИШ: Өтүлгән тавушларниң ейтилиши вә йезилиши бойичә билимини мустәһкәмләйду.Боғум түзиду, боғумдин сөз түзиду, тапшурмиларни орунлайду.
ОҚУҒУЧИЛАРНИҢ КӨПЧИЛИГИ БИЛИШКӘ ТЕГИШ: Сөзләрни туташ вә чүшинип оқуйду. Тавушлуқ тәһлил қилиду.
БӘЗИ ОҚУҒУЧИЛАР БИЛИШКӘ ТЕГИШ:Ихчам мәтинләрни оқуп берәләйду. Соаллар арқилиқ мәтинниң мәзмунини ейтиду.
Бурундин бар билими сөз һәриптин түзилиду, созуқ вә үзүк тавушлар билиду, тавушларниң, сөз, жүмлиләрниң шәртлик бәлгүлирини. Тавуш вә һәрип, жүмлиләрниң ениқлимилирини билиду.
Режә
Реҗиләнгән вақит Реҗиләнгән паалийәт Мәнбәләр
Уюштуруш қисми
10 минут
Асасий қисим
минут
Уюштуруш пәйти:
Саламлишиш.
Муәллимниң алдида,
Тик олтарғин партида.
Бәргән һәр бир соалға,
Тәйяр турғин жавапқа.
Балилар, бүгүн биз силәр өткән һәрипләрни тәкрарлаймиз вә пишиқдаймиз.
Бу бөлүмдә қайси һәрипләр вә тавушлар билән тонуштуқ?
Тавушни биз немә қилимиз?
Һірипничу?
Балилар, қараңлар бизгә смешариклар меһманға кәпту.
Дәристә дурус жавап бәргән оқуғучиға смайликларни беридекән. Қени, ундақта дәрискә яхши қатнишип берәйли.
1-тапшурма. Бу ким? Бараш билән Лосяш. Бараш билән Лосяш өйлиригә тегишлик һәрипләрни жиғип бериңлар.
-Балилар, биздә икки өй бар, бири қизил Барашниң өйи, бири көк Лосяшниң өйи. Берилгән һәрипләрни тегишлик өйләргә
орунлаштуруш керәк.

Ярайсиләр балилар! Қени, бир-биримизгә чавақ челип қояйли.
2- тапшурма. Крошниң тапшурмиси. Икки иккидин жиғип, боғумларни қошуп сөз түзүңлар, тавушлуқ тәһлил қилиңлар.

Я-ңақ, Һа-сан, ба-һар, ас-ман, фон-тан.
Ярайсиләр! Бир-биримизгә чавақ чалайли..
3-тапшурма. Савуньяниң тапшурмисини орунлап көрәйли.
Оюн « Қалаймиқан» сөзләрни орниға қоюп, жүмлә түзүңлар.
Қиш түгиди. Әтияз пәсли кәлди. Күн иссиди. Қарлар еришқа башлиди.
Ярайсиләр! Қени бир-биримизгә чавак челип қояйли.
Сәргитиш пәйти.
Бир һәптидә нәччә күн?
Бир һәптидә йәттә күн.
Дүгләп кәлди дүшәнбә
Сәкрәп кәлди сешәнбә
Чамдап кәлди чаршәнбә
Пайлап кәлди пәйшәмбә
Улуқ жүмә, шекәр шәнбә
Дәм алимиз йәушәнбә.
4-тапшурма. Нюшаниң тапшурмиси. Ребусларни йешиңлар. Сөзләрни боғумға бөлүп йезиңлар.
Ф Шарф
905440195378УС Ғ Т ус-таз
ки-тап
1046117110483 И У пул
1387761210778 Ш Л ма-ли-на


кесилгән һәрипләр
Хуласиләш қисми

Кар-Карыч билән бир дәм евалайли.
Cәргитиш пәйти.
Ухлап ятқан кепинәк
Туюқсизла ойғанди.
Аста-аста мидирлап
Жуқириға көтирилди.
Учуп-учуп айлинип
Ухлиғуси кәлмиди
Күнгә қарап хошал болуп
Көңли шатлиққа толди.
Яхши, дәм еливалдуқ.
5-тапшурма. Копатыч билән Пин иккисиниң тапшурмиси.
1- қатар 1 боғумлуқ сөзләргә, 2-қатар 2 боғумлуқ
сөзләргә, 3-қатар 3-боғумлуқ сөзләргә сөз ойлаш
Балилар, смешарикларниң тапшурмилирини интайин яхши орунлидиңлар, қени уларға рәхмәт ейтип, хошлишайли.
Баһалаш. Ким қанчә смайлик жиғип алди? Санайли. Ярайсиләр!
Балилар, силәргә рәхмәт, бүгүнки дәристә интайин яхши қатнишип бәрдиңлар.
Рефлекция
Бүгүн биз немә қилдуқ?
-Силәргә дәрис яқтиму? Яқса, баш бармиғимизни жуқуриға, оттура болса оттуриға, яқмисиа төвәнгә қаритимиз.
һөсни хәт
Қошумчә әхбарат
Назарәт қилиш соаллири Муәллимниң өз дәрисигә баһа бериши:
Дәрис мәхситигә йәттимму?
Оқуғучилар немә үгәнди?
Балилар арисидики мунасивәт қандақ болди?
Оқуғучилар арисидики уюштуруш/оқутуш паалийити утуқлуқ болдиму?
Режиләнгән вақитни үнүмлүк пайдиландимму?
Режидин қандақ йәкүн чиқардим вә немишкә?
Хуласә баһа Дәрисниң әң утуқлуқ пәйтлири:
1.
2.
Дәрисни утуқлашқа вә төһписини қошқан икки утуқлуқ пәйт:
1.
2.
Кәлгүси дәрисни өткүзүшкә өз төһписини қошидиған бүгүнки дәристин синип вә шәхсий һәрбир оқуғучи тоғрилиқ немә билдим?
1.
2.


А. Розибақиев намидики №153-мәктәп – гимназия
right136943Хуласә дәрис.
Биз немә үгәндуқ?
00Хуласә дәрис.
Биз немә үгәндуқ?

Башланғуч синип муәллими:
Турдиева Г.Ф