1 синип Д?рис плани ?й ?айванлири бил?н явайи ?айванлар яки с?т ?мг?чил?р
1-синип Дуниятонуш
Дәрис мавзуси: Өй һайванлири билән явайи һайванлар яки сүт әмгүчиләр
Дәрис мәхсити:
1.Балиларға өй һайванлири вә явайи һайванлар яки сүт әмгүчиләр тоғрилиқ чүшәнчә бериш.
2.Мәнтиқий ойлаш, әстә сақлаш,өз ойлирни толуқ йәткүзүш қабилитйәтлирини ашуруш.
3.Һайванларни қоғдашқа,ғәмхорлуқ қилишқа тәрбийиләш.
Дәрис түри: Арилаш
Қоллинидиған усуллар: Чүшәндүрүш,соал-жавап,көрситиш.
Көрнәкиликләр: Һайванатларниң сүрәтлири,трек схема,кәсмә сүрәтләр
Дәрис ара бағлиниш: Ана тили, қазақ тили.
Дәрисниң бериши
І. Уюштуруш пәйти (Психологиялиқ тәярлиқ)
Балилар һәмимиз бир-биримиз билән қол тутушуп өзимизниң бар иссиғимизни,бар яхши кәйпиятимизни бир-биримизгә берәйли.Әнди меһманларға бурулуп өзимизниң бар иссиғимиз билән яхши кәйпиятимизни меһманларға берәйли.-дәп алиқанлирини ечип пүдәйду.Һәммиси баш егип салам бериду.
Тәбиәт бизниң анимиз, Тәбиәтни сөйимиз. Һәммини үгинимиз, Дуниятонуш дәрисидин
Балилар биз бүгүн силәр билән тәбиәт патшалиғиға сәяһәткә баримиз. Мону немә балилар «Таж» бүгүнки дәрискә ким яхши қатнишип өз билимини жуқури дәрижидә көрсәтсә шу бала тәбиәт патшалиғидики тажға егә болиду.
ІІ.Өй тапшурмисини тәкшүрәш
Өй тапшурмиси «Өсүмлүкләрни қоғдаш».
Балилар биз тәбиәттики өсүмлүкләрни немә қилишимиз керәк? Қоғдап ,көпәйтишимиз керәк. Өсүмлүк адәмниң кими? Дости,достқа дост болушни билиш керәк. Йәнә өсүмлүкләрни қоғдаш үчүн немә қилишимиз керәк? Сүрәт билән иш.Икки сүрәтни бир-бир билән селиштуруш.Пайдиси вә зийини тоғрилиқ ейтип өтүш.
ІІІ.Өткән мавзуни пишиғдаш
Демәк балилар өсүмлүкләр биз үчүн немә? Қосақ ачқанда-тамақ Уссиғанда-су Иссиқта-көләңкә,сайә Соғда-баш-пана Ағриғанда-дора, Рәнжигәндә хошал қилидиған тәбиәтниң әжайип гөзәл көрки.
ІV. Мәхсәт қоюш пәйти
Балилар биз бүгүн силәр билән чоң бир бөләкни башлаймиз.Бу һайванлар дегән бөләк.Бүгүнки мавзумиз «Өй һайванлири вә явайи һайванлар яки сүт әмгүчиләр».
V.Йеңи мавзу
303974546799500962025286385001109345276225Өй һайванлири билән явайи һайванлар яки сүт әмгүчиләр
00Өй һайванлири билән явайи һайванлар яки сүт әмгүчиләр
29597352565400049974524003000
2881630952500088392011557000
Трек схема арқилиқ балиларға йеңи мавзуни чүшәндүрүш.Мошу йәрдә һайвнларниң қазақ тилида атилишини ейтип кетиш.
Һайванлар –жанлиқ тәбиәтниң муһим қисими.Өсүмлүкләр өсидиған йәрниң һәммисини һайванлар маканлайду.Һайванлар икки топқа бөлиниду.Бири өй һайванлири ,иккинчиси явайи һайванлар.Балилар билән бирликтә һайванларниң атлирин атап трек схемиға чаплаш.Өй һайванлирини мал дәпму атайду,уларни адәмләр қолда бақиду.Явайи һайванлар тәбиәттә мустәқил яшашқа маслашқан.Явайи һайванлар билән өй маллири балилирини емитип,сүт билән бақиду.Шуниң үчүн уларни «сүт әмгүчи» һайванлар дәп атайду. Кала ,өшкә,төгә,ат-өй һайванлири.Улар адәмгә гөш,яғ бериду.Ат еғир ишларда ярдәм бериду.Жуңидин иссиқ кийимләрни тоқуйду.Өй һайванлири пайдилиқ. Адәмләр уларға чөп,йәм,су берип бақиду.(Төгә,қой,сийир,ат), (Пил,шир,бөрә,түлкә,ейиқ,тийин)Өзлири билидиған өй һайванлири билән явайи һайванлар тоғрилиқ сораш.
Сәгәкләндүрүш минути «Қамажай»
Дәптәр билән иш
Өй һайванлириниң атлирини дәптәргә йезиш.
Ат,(кала)сийир,қой,өшкә, төгә. (Өй һайванлирини қазақ тилиға аудуруш)
Ат-жылқы,бие қой-қой сийир-сиыр өшкә-ешкі төгә-түйе вә ш. о.
Чайнворд һайванланиң атлирни тап.
17208510160000А Т Б О Т
У Ү Ө С Ө
Ө Л Р А Г
Ш К Ә Д Ә
Н Ә Қ О Й
Ат, түлкә, бөрә,төгә, өшкә, қой.
Хәлиқ болжамлиридин ейтип кетиш. Ат еғиниса,күн бузилиду. Қойлар бир-бири билә үсүшсә шамал чиқиду.Мөшүк иссиқ орун издисә,күн соғ болиду.
Қизиқ мәлуматларни оқуп бериш. Һайванларға қуйруқ немә үчүн керәк?
VІ. Пишиғдаш
Тепишмақларниң жаваплирни тепиш.Жававида чиққан һайванни плакатқа чаплаш.Явайи һайванларниң терисидин аяқ кийимләрни,чапанларни вә башқиму нәрсиләрни тикиду.
Путиға қарап күлиду, Қуйриғиға қарап жиғлайду (Түлкә) Қар үстидә жүриду, Соғни зади билмәйду. Бешида өскән дарбийип, Юмшақ қар ичидә, Йопурмақсиз шахлири. Дайим сәкрәп ойнайду.(Тошқан) Алиду униң қенини,
Дора болиду шипалиқ. (Буға)
Өй һайванлириниң пайдиси тоғр.сораш Көзини жумиду , Төрт лап-лап әгир саплап, Көзини ачиду. Икки диң-диң,бир шип-шип.(Төгә) Тивишини чиқармай, Аста маңиду (Мөшүк)
Нәгә болса барисән, Адәмгә садиқлиғи чиң, Минсәң учур қанитиң. (Ат) Күзәттә икки қулиғи диң.(Ишт)
VІІ.Өйгә тапшурма бериш.
Өй һайванлири билән явайи һайванлар тоғрилиқ толуғирақ билип келиш вә өзигә яққан һайванниң сүритини селип келиш.
VІІІ. Дәрисни йәкүнләш.Балиларниң билимини баһалаш.
Тәбиәт патшалиғиниң тажиға егә болған балини ейтип тажни бериш.