Урок-игра по математики: М?ж?зл?р м?йдани


Тәкшүрди:
5-11 синиплар ара саламәтлигигә бенаән өйдә оқутилидиған оқуғучилар арисида өткүзилиду
Дәрисниң мавзуси: Мөжүзләр мәйдани
Дәрисниң мәхсити: 1) Оқуғучилар математикилиқ билимини мустәһкәмләш
2)Оқуғучиларниң логикилиқ пикирләш қабилийитини ашуруш,оюн арқилиқ математика пәнигә қизиқтуруш
3)оқуғучиларни инақлиққа достлуққа,бирликкә тәрбийәләш.
Дәрисниң шиари: Һәммимиз бирдәк биз камситишни билмәймиз
Оюндин -билимгә,һәммә утуқ елимгә!
Дәрисниң жүриши:
I-һөрмәтлик устазлар, оқуғучилар. Бүгүн биздә өйдә оқутилидиған оқуғучилар меһманда. Һәммимизгә мәлумки 17.11-27.11 арилиғида мәктивимиздә математика – информатика һәптилиги өткүзиливатиду. Һәптиликтә нурғун иш-чариләр жүргүзүлди. Бизму өйдә оқутилидиған оқуғучилар арисида « мөжүзиләр мәйдани» оюнини өткүзмәкчимиз.
II.Оюнниң жүрүши:
Биринчи турға төвәндики 3 соалға жавап бәргән оқуғучилар чиқиду
Асасий программида оқуйдиған оқуғучиларға қоюлидиған соаллар :
үч булуңлуқниң булуңлар қошундиси қанчигә тәң?
Бир саатта қанчә минут бар?
Үч булуңлуқниң икки тик булуңи болуши мүмкүнму
Қошумчә программида қоюлидиған соаллар:
5*5, 7*7
1кг пахта егирму, 1кг тузму?
Квадратниң переметри немигә тәң ?
І-турға чиққан үч оқуғучи төвәндики соалға жавап бериду:
Үч булуңлуқниң чоққисидин чиқип қариму қарши тәрипиниң оттурисини қошидиған кесиндә қандақ атилиду?
Медиана
ІІ-турға чиқидиған оқуғучилар төвәндики соалларға жавап бериду:
Асасий программида оқуйдиған оқуғучилар үчүн соаллар:
Булуңни өлчәйдиған әсвап немә дәп атилиду.
Қошуш әмәлниң бәлгүси
Сәлбий вә ижабий санни ажритип туридиған сан
Паралель түзләр немә дәп атилиду
Қошумчә программида оқуйдиған оқуғучилар үчүн:
1)10+10, 6*6, 7*7,
2) үч сәрәңгә билән төрт санини йезиң
3) елиш әмәлиниң бәлгүси
ІІ-турға қоюлидиған соаллар:
Геометриялиқ фигурини тәң иккигә бөлүдиған түзни қандақ атайду?
Биссектриса
ІІІ-турға чиққан оқуғучилар төвәндики соалларға жавап бериду:
Асасий программида оқуйдиған оқуғучилар үчүн соаллар:
Барлиқ тәрәплири тәң үч булуңлуқ қандақ атилиду?
Тоху бир пути билән турса үч кг болиду, әгәр икки тупи билән турса қанчә кг болиду
632459381000816609381000А) -6 модули қанчигә тәң
Б) кесиндини өлчәйдиған әсвап
Қошумчә программида оқуйдиған оқуғучилар үчүн соаллар:
100+200
5*5
9*9
ІІІ-тур қоюлидиған соал: Қедим заманниң қайси грек математиги бокс бойичә олимпиада чемпиони болған? У алим математик, философ, спортсмен болған.
Пифагор
Һәр бир турдин йеңип чиққан оқуғучилар финалға қатнишиду.
Финалға қоюлидиған соал:
Алдимизда келиватқан 1-декабрь қандақ күн дәп нишанлиниду?
Президент

III.Ғалип чиққан оқуғучини тәбрикләймиз вә мукапатлаймиз

« Билал Назим намидики оттура мәктәп мәктәп йенидики ихчам мәркизи билән » коммуналлиқ мәмликәтлик мәһкимиси
«Мөжүзиләр мәйдани»
(өйдә оқутулидиған оқуғучилар арисида өткүзүлидиған конкурс)
Өткүзгән муәллим: Сохратова М Я

2014-2015 оқуш жили