Поурочное планирование по музыке на тему Уссул?а тил п?т?рг?н Индияли?лар 5 класс
Тәкшүрүлди
Синип:5 Пән: Музыка Күни:
Дәрисниң мавзуси: Уссулға тил пүтәргән Индиялиқлар.
Индияниң чрайлиқ сазлиқ рагаси.
Дәрисниң мәхсити: а)Индия хәлқиниң рага уссул сәньити
билән тонушуш.
ә)Нахша ейтиш қаидилирини сақлаш .
б)башқа милләтләрниң усуллирини үгүтүш
арқилиқ, өз хәлқимизниң уссуллириға болған
муһәбитини ойғитиш,эстетика түридә тәрбийә
бериш.
Қоллинидиған усул: соал-жавап, сөһбәт.
Қоллинидиған дидактикилиқ материаллар:Дәрискә керәклик материаллани қоллиниш.
Дәрисниң түри: Йеңи мавзу.
Дәрисниң бериши:
Уюштуруш қисми: Саламлишиш.
Оқуғучиларни түгәлләш.
Дәрискә жәлип қилиш.
Өй тапшурмисини сораш: Индия театири тоғрусида чүнүк бериш.
Өй тапшурмисини йәкүнләш: Оқуғучилардин соал-жавап берип өй тапшурмисини йәкүнләш.
Йеңи мавзуни чүшәндүрүш: Индия музыкантлири үчүн Рага ейтиш тәбийәт билән тил тепиши пар кәлгән.Шуниң үчүн Рагани орунлайдиған музыкант тәбийәтниң үнини тиңшап,өзиниң ички жан сирини,тәвринишини шуниңға лайиқлиған.
Бир қизиқ вақийәгә қулақ салайли! Бир күни индияниң Тансен атлиқ атақлиқ музыкант өз вақтиға дурус кәлмәйдиған Рагани орунлайду.Тансен язда иссиқ вақитта орунлайдиған отлуқ рагани ейтқанда патша сарийидики чирақлар өз-өзидин көйүп,кейин музыкантниң өзи отқа оранған. Тиңшап олтарған хәлиқ уни аран өчүрүп аман елип қалған екән.
Гайи бир рагаларниң магиялиқ күчи бар. Улар булутларни чақирип ,ямғурни яққузуп,шамал чиқиридиған күчкә егә болған.
Рага адәмниң сезими билән сирлишип,тәбийәт билән тил тепишалайдиған әжәйип бир музыка болуп тепилиду.
Музыка тиңшаш: Рави Шанкар орунлушида индияниң «Рагасидин»
Үзүндә тиңшап көрәйли!
Ситар әсвавида орунлуғучи Рави Шанкар дуния йүзигә бәлгүлүк музыкантларниң бири! Индияниң класикилқ мзыкисини аләм хәлиқлиригә тонуштуришида Рави Шанкар өзиниң зор үлүшини қошти.Европиниң көплигән мзыкантлири Рави Шанкардин дәрис алған. Шуларниң бири TҺе Веа Iеs топиниң гитара чалғучиси Джордж Харрисон Рави Шанкардин ситар әсвавини үгәнгән.
60-жилдин артуқ аләм сәхнилиридә һүнәр көрсәткән Рави Шанкар
Гинесс китавиға йезилған.
Йеңи мавзуни йәк күнләш:1Индия класикилиқ усул сәньити қандақ
Пәйда болди?
2.Индия усулиниң нәччә түри бар?
3.Индия усуллирини көрситәләмсиләр?
Өйгә тапшурма: Индияниң рагаси тоғрисида мәлумат бериш.
Билимини баһалаш: Дәрискә паал қатнашқан оқуғучиларниң билимини баһалаш.