План урока по тил ?ст?р?ш на тему ?й ?ушлири в? ?айванлири (0 класс)


Мавзуси:
Мәхсити:
Усули:
Көрнәклик:
Дәрисниң бериши:
Уюштуруш қисми:
Өткәнни пишиғдаш:
Мәхсәт қоюш басқучи:
Йеңи мавзу:
Сәргитиш минутиси:
Өткәнни пишиғдаш:
Йәкүнләш:
Өй қушлири вә һайванлири
а) Балиларни өй қушлири вә һаванлири билән тонуштуруш.
б) Өй қуш вә һайванларни явайидин айрип, хисләтлирини билишкә
үгитиш.
в) Қуш, һайванларни қоғдап қоғдап, гөзәлликкә тәрбийәләш.
Чүшәндүрүш, соал-жавап, сөһбәт.
Өй вә явайи қушлар билән һайванларниң рәңлик сүрәтлири.

Балиларниң зеһнини дәрискә жәлип қилиш.
Балилар, силәр қандақ қушларни билисиләр?
Һайванлардин қайсини билисиләр?

Бүгүн биз, балилар, қушлар билән һайванларниң сүрәтлирин көрүп, атап чиқайли: ким, қайсу?
Әнди, қени, сәп салайли(өй қушлирини көрситип), бу қушларни «Өй қушлири» дәп атайду. Немә үчүн? Чүнки уларни адәмләр өйдә беқип, өстүриду. Шундақла өй һайванлирини бақиду. Уларниң адәмгә болған пайдиси көп:
– Тоху, ғаз, өдәк, индюкларни көрсәк, уларниң пәйлиридин адәмләр тәхи тикиду, гөшини тамаққа ишлитиду.
– Қой, өшкә, ат, кала болса пайдилиқ сүт бериду, жуңидин һәр хил жиплар егирилип, нәччә түрлүк кийим- кечәкләр тоқилиду. Терилиридин һәр қандақ буйумлар ясайду.
Ишт, мөшүкләрму адәмгә ярдәмчи: ишт өйни сақлап олтарса, мөшүк – чашқанларни тутуп, сәрәмжанлайду.
Явайи қуш, һайванлириға кәлсәк, улар тәбиәттә әркин яшап, өзини- өзлири қамдап, өмүр сүриду. Өй һайванлири билән биз йеқин болалисақ, явайи һайванлар билән ундақ болалмаймиз, чүнки улар адәмгә үгәнмигән. Арисида – бөрә, йолвас, ейиқ охшаш һайванлар жиртқуч болуп, адәмләргә хәтәрлик туғдириду
Балилар орнидин туруп, мәшиқни орунлайду:
Ормандики ейиқниң,
Бөлжиргини көп екән.
Терип, терип алайли,
Терип, терип алайли,
Янчуқларға салайли.
Балилар билән, рәңлик сүрәтләрдин пайдилинип, қуш, һайванларниң өй билән явайини ажритип, уларниң хисләтлирини тоғрисида сөһбәтлишимиз. Белингваллиқ оқутуш мәхситидә, балиларға қуш билән һайванларниң намлирини Ана тили билән тәң Мәмликәт (қазақ) тилида угитимән.
– Биз бүгүн дәристә немиләр билән тонуштуқ?
– Қушлар билән һайванлар нәччә топқа бөлүнидикән?
Паал қатнашқан балиларни, махтап, баһалаймән.