Т?м?р в? уни? бирикмилири 9-синип


Қисқа муддәтлик план
Тәкшүрүлди: -------------------------
МирзалимоваМукаддасЮлдашевна
А.Розибақиев намидики №153мәктәп-гимназияниң химия пәни муәллими
Пәни: химия Вақти: 9а- 29 .01 9б-28 .01 , 9в-29.01 9г- 26.01 9д- 28.01
Синипи: 9а,б,в,г,д
Дәрисниң №, мавзуси: № 38 –дәрис
§ 31. Төмүр вә униң бирикмилири
Дәрислик Химия . 9-синип. Алмута «Мектеп» 2013
Авторлар: И.Нұғыманов, Р.Жумадилова, Ж.Кембебаева.
Дәрисниң мәхсити:
Билимлик: төмүр вә униң бирикмилири тоғрисида үгиниду. Мавзудики терминларниң тәржимилирини үгиниду.
Риважландуруш: оқуғучилар өз алдиға мисалларни йешиш йоллирини анализ қилишни, мавзу тоғрисида соалларни қоюш, таллаш, жавап бериш. Бир бирини вә өзини өзи баһалаш қабилийәтлири риважлиниду.
Тәрбийәвий: өз ой пикирини очуқ ейтишта, бир-биригә соал қоюп, жавап беришта, өз ара мунасивәт қилишта сөзләш мәдәнийитини сақлайду. Өз өзини башқуруш, өз өзини рәтләшкә үгиниду.
Өлчәмлик ойлаш қабилийити: 9 синип
Күтилидиған нәтижиләр: Төмүр вә униң бирикмилириниң формулирини, мавзу бойичә һесап ишләшни билиду мавзу бойичә алған билимини пайдилинип тест тапшурмилирини орунлайду. Мавзу бойичә тапшурмиларни орунлашни билиду, өзини вә өзгини тиңшайду, баһалайду.
Өз көз қаришини, ой-пикирини әркин ейтип испатлайду.
Дәрис типи Йеңи мавзу
Пәнарилиқ бағлиниш Қазақ тили, рус тили, математика
Қоллинидиған усулар Блум таксономияси, кластер
Дәрис көрнәклиги флипчарт, тапшурмилар,
Көрнәклик: флипчартлар
Дәрисниң бериши:
Дәрис этаплири
вақти Муәллим иш-һәрикити Оқуғучиниң иш-һәрикити
Уюш-
туруш
\ана тилида\ Синип оқуғучилири билән саламлишиш
Өй тапшурмиси.

Оқуғучилар тиңшайду вә дәрискә тәйярлиниду. Өз орнини тепип олтириду,
Өй тапшурмисини тәкшүрүш
\икки тилда\
Билиш
Барлиқ синипниң иши
«Ким чапсан?» Дәрижилик соаллар
1-дәрижә.
Алюмнийға умумий тәриплимә бериңлар
Физикилиқ хусусийәтлири
Елиниши
2- дәрижә.
Алюминий бирикмилириниң формулилирини йезиңлар
3-дәрижә.
Алюминийниң химиялик хусусийәтлири Оқуғучилар өтүлгән мавзуларни йәкүнләш үчүн: формулиларға нам бериду.
Йеңи мавзу
\Ана тилда\
Чү
ши
ниш § 31. Төмүр вә униң бирикмилири
Химиялик бәлгүси:Fe
Атом түзүлүши: +26 2)8)14)2)
Нисбий атомлуқ бәлгүси: 56
Төмүр 4 период, 8 топниң В топчисида орунлашқан металл.
Тәбиәттә тарилиши. Төмүр тәбиәттә тарилиши жәһәттин кислород, кремний вә алюминийдин кейинки төртинчи орунда туриду. Йәр қатлимидики массилиқ үлүши 5% . Тәбиәттә учришидиған бирикмилири: магнетит,гематит, лимонит, пирит, сидерит. Тәбиәттики минерал сулириниң тәркивигә сульфат вә гидрокарбонат түридә кириду. Тирик организмида қанниң қизил тәнчилири тәркивидики гемоглобинда болиду, у кислородниң тошушқа қатнишиду.
Физикилиқ хусусийәтлири.
Таза төмүр күмүчтәк ақ рәңлик әгилгүч металл, зичлиғи 7,87г/см3. 1539 0С –да суюлиду. Төмүрниң алаһидилиги оңай магнитлиниду.
Химиялик хусусийәтлири. Төмүр активлиғи оттура металл ретидә химиялик реакциягә қатнишиду. Ташқи қәвитидики икки электронини берип +2 гичә вә ташқи қәвәтниң астидики аяқлашмиған өәвитидин бир электронни берип, +3 кичә оксидлиниду. Адәттики шараитта қурғақ кислородта төмүр турақлиқ. Нәм һавадила төмүрниң дат бесип бузулидиғанлиғини билисиләр.
Химиялик хусусийәтлири.
Fe +S =FeSFe +H2SO4 = FeSO4 +H2
Fe +CuSO4 = FeSO4 +Cu
2FE +3Cl2 = 2FeCl3
3Fe +2O2 =Fe3O4
FeSO4 + 2NaOH = Fe(OH)2 + Na2SO4 соалларға жавап бериду, язиду. Реакция тәңлимилирини язиду.
Пишшиқдаш
мәхсәтлик тилда\
Қол
линиш Өз алдиға иш.
7- көнүкмә. Өзгүрүшләрни әмәлгә ашуруңлар.
Массиси 152г төмүр (II) сульфати натрий гидроксиди билән тәсирләшкәндә түзүлгән чөкминиң массисини тепиңлар.
Өз алдиға иш орунлайду. Балл қоюду
Тәһ-лил қи-лиш
\мәхсәтлик тилда\
анализ 112г төмүр (Ш) хлоридиниң тәркивидики төмүрниң массисини тепиңлар.
3моль төмүр (3) хлоридиниң еритмисини электролизлигәндә катодниң массисини тепиңлар. Өз алдиға иш орунлайду.
Йәкүн
ләш
\икки тилда\
синтез Төмүрниң бирикмилирини атап бериңлар.
Елиниши.
Химиялик хусусийәтлири.
Тест -18 вариант Соалларға жавап бериду.
Баһа-лаш.
Өйгә тапшурма. Балл арқилиқ баһалаш
Өйгә тапшурма: 31 оқуш 8- көнүкмә, 174- бәт Оқуғучилар өзини өзи баһалайду.
Реф-лексия Оқуғучиларниң дәристә алған тәсирати, ой пикирини билиш
билимән билдим Билгүм келиду?
Оқуғучилар дәристә алған тәсиратини тахтиға БББ усулини пайдилинимән. мәхсәткә қандақ йәткәнлигини ениқлап чаплайду.