Д?рис плани:?ари?ай в? уни? уру?линиши.


ПП 6.40
вақти Биология (Синип: 6 а,б,в)
Тәкшүрәлди: _____________

Қариғай вә униң уруқ арқилиқ көпийиши.
Биология пән муәллими: Абамсалимова С.Т
№150 умумий билим беридиған мәктәп
Дәрис мәхсити:
билим бериш:Қариғай вә униң уруқ арқилиқ көпийишини билиш.Көпийишниң түрлири тоғрисида ейтиш.
тәрәққий әттүрүш: Оқуғучиларниң пәнгә дегән қизиқишини арттуруш, логикилиқ ойлаш вә ижадийәтлик қабилийәтлирини тәрәққий әттүрүп, өз бети бойичә издинишкә тәлпүндүрүш. Экологияли билимини тәрәққий әттүрүш.
тәрбийә бериш: оқуғучиларни уқуптулуққа, мәдәнийәтликкә, гигиенилиқ тәрбийә бериш арқилиқ тазилиққа вә экологиялиқ тәрбийә бериш арқилиқ адәмгәрчиликкә тәлпүндүрүш, адәмзатқа һажәтлик бар байлиқниң қайнар көзи- тәбиәтни сақлашқа , күтүшкә тәрбийләш.
Дәрисниң түри: йеңи дәрис
Дәрисниң уюштуруш түри: слайд түридә чүшәндүрүш қошумчә тапшурмилар пайдилиниш. Дәрисниң дидактикилиқ материаллар билән тәминлиниши: ПП6.40,МБ6.40,ЭУ 6.40.
Пәнарилиқ бағлиниш: Химия, биология, экология.
Дәрисниң берилиши:
Һәрикәт Оқуғучилар һәрикити
уюштуруш СаламлишишОқуғучиларни түгәлләш, бәлгүләш
1-һәрикәт
Өй тапшурмиси Жиңнә йопурмақлиқ өсүмлүкләр Тәрмәштики вә егиликтики әһмийити
1.Қариғай
2.Пихта
3.Қара арча
4.Балқариғай
5.Арча
2-һәрикәт
«мейигә һужум» Яғач,Ғол,Микориза,Эндосперм,Жиңнилик.
Балилар топ болуп өз ой-пикирлирини ейтиду
3-һәрикәт
«әжайип биология» Оқуғучилар биологияниң башқа пәнләрдин айримчилиқлирини ейтип чепишиду.
Био – бу һаятлиқ дегән мәнани билдүриду бу мәнаниң алидиған орни көп. Мәнасини ечип баһалиниду
Йеңи дәрис мавзуси
Адәттики қариғай-йоруқни яхши көридиған өсүмлүк,тик өсидиған ғолиниң егизлиги 20-40 метрға йетип,йилтизи чоңқурлап кетиду. Жиңнә йопурмақлиқлар-киндик йилтизлиқ өсүмлүкләр.Униңдин яндаш йилтизлар тарйду. Узун яндаш йилтизлар наһайити ушшаө йилтизчиларға тармақлиниду.Шундақ қилип, ушақ йилтизчиларда микориза (гркче «микос»-могу вә риза «йилтиз») түзилиду.
Дәрәқниң асасий түвриги «ғол» дәп атилиду.Ғолниң қовзиғи, яғичи вә начар байқилидиған өзиги болиду.
Жиңнә йопурмақлиқларниң бир алаһидилиги:көпчилиниң қовзиғида, шундақла яғичида девирқариғайлиқ өзәкчиләр болиду.Улар өзәкни әстәрләйдиған һүжәйриләрдин бөлүнгән девирқай, эфир мейитолған созулушчан һүжәйрилик бошлуқтин ибарәт.
Атилиқ ғозиги билән анилиқ ғозиги бир өсүмлүктә орунлашқанлиқтин, қариғай бир угилиқ өсүмлүк дәп атилиду. Уруқ бихта эндосперм (грекчә «ендон»-ички, «сперма»-уруқ)-озуқландурғучи тоқулма пәйда болиду.
4-һәрикәт
«мән қизиқтим»
Оқуғучилар, мән бүгүн силәрдин дәрискә дегән интилишиңларни қизиқарлиқ билән қатинашқанлиғинңларға разимән.
Һә, силәрчу бүгүнки дәристин алған билимиңларни вә 8-синипта қизиқарлиқ мавзуларниң көп екәнлигини ейтип чиқиду.
5-һәрикәт
«өз алдиға иш» 99-сүрәт билән иш:Қариғайниң көпийип тарилиши.
6-һәрикәт
Йәкүнләш Қариғай очуқ далада вә қелин орманда қанадақ өсиду? Жәдвални толтурулар. Очуқ далада Қелин орманда
7-һәрикәт
Өйгә тапшурма Дәрисликни оқуп, қошумчә тапшурмиларни орунлап келиш
8-һәрикәт
баһаларни қоюш Баһалирини қоюш
9-һәрикәт
Оқуғучиларниң дәристин алған тәсәвури Рефлексия
1. Бүгүн мән билдим…
2. Интайин қизиқ болди…
3. Қийинчилиқ болди…
4. Мән мәхситимгә йәттим…
5. Мән үгәндим…