Д?рис плани ?згиришчанли?.Модификацияли? в? н?силг? берилиди?ан ?згиришчанли?


Тәк Тәкшүрәлди: ____________
ПП 9.27 Вақти
Биология пән муәллими:Абамсалимова С.Т
Биология (Синип: 9 а,б)
Дәрисниң мавзуси: Өзгиришчанлиқ вә модификациялиқ вә нәсилгә берилидиған өзгиришчанлиқ
Дәрисниң типи: интерактивлиқ
Дәрисниң түри: арилаш дәрис
Дәрисниң тәсили: қабилийәтлик балилар билән иш, соал-жавап, тест,
Пәнарилиқ бағлиниш: зоология, ботаника, экология
Асасий чүшәнчиләр
Генетика тоғрисида чүшәнчә Өткән мавзу билән бағлиниш:
Доминантлиқ заңи. Иккинчи әвлатта бәлгүләрниң ажраш заңи Баһалаш:
Ишни баһалаш
Сапалиқ билимни баһалаш Өлчәмлик ойлаш қабилийити: 9 синип
Дәрис мәхсити:
Билимлик: Генетикиниң қисқичә тәрәққийлиниш тарихи. Асасий генетикилиқ уқумлар Г.Мендельниң гибридологиялик усули тоғрисида чүшәнчә. Генотип вә фенотип уқумлирини чүшәндүрүш. символларниң мәнасини ечиш вә оқуғучилар символлар тоғрисида билиду вә әкис етәләйду. Санлиқ вә сапалиқ бәлгүләрни чиқириш
Риважландуруш: Оқуғучиларниң пәнгә дегән қизиқишини арттуруш, логикилиқ ойлаш вә ижадийәтлик қабилийәтлирини тәрәққий әттүрүп, өз бети бойичә издинишкә тәлпүндүрүш. Қоршиған муһитқа болған көз қаришини тәрәққий әттүрүш.
Тәрбийәвий:қошумчә материаллар билән ишләшкә чақириш.
Дәрисниң дидактикилиқ материаллар билән тәминлиниши: ИКТ, ЭУ 9.27. ТМ.9.27. МА.13.6,МА13.8
Уюштуруш Синип оқуғучилири билән саламлишиш
Оқуғучиларни түгәлләш
Оқуғучиларға дәптиригә смайлик селиш арқилиқ өз мүжәзини бәлгүләйду
Барлиқ синипниң иши
Тест:
1.Ген дегән уқумни ким көрсәтти?
А) Т. Морган В) В.Л. Иогансен С) Г. Мендель
2. Генлар хромосомиларда орунлашқан дәп көрсәтти А) Т. Морган В) В.Л. Иогансен С) Г. Мендель
3. Чеқилиштуруш бәлгүсини ата?
А) Р В) Х С) F
4. Организмниң өз ата-анилиридин қобул қилған генларниң толуқ жиғиндисини немә дәп атаймиз
А) фенотип В) Гетерозигота С) генотип
5.Аллельлиқ генларниң һәр икккиси доминантлиқ болса
А) гомозиготилиқ В) гетерозиготилиқ С) доминантлиқ
6. Генотипиға қарап организм қанчигә бөлүниду?
А) 1 В) 2 С) 3
7. бәлгүләрниң 3:1 қатнишиға тәң болса бу Мендельниң қандақ қануни
А) бир хиллиқ В) ажраш қануни С) толуқ әмәс доминантлиқ
8. Анилиқ жинис хромосомиларни қандақ бәлгүләр билән бәлгүләймиз?
А) ХХ В)ХY С) Х
Дурус жавап:
1-В
2-А
3-A
4-C
5-А
6-В
7-В
8-а Муәллимниң роли
Муәллим дәрисни башлайду. Оқуғучиларни дәрискә көңлини авдуриду.
Оқуғучиниң роли
Оқуғучилар тиңшайду. Дәрискә қизиқиши ойғиниду
Чүшиниш
Тапшурма
Тәһлил қилиш
10 минут
Баһалаш Адәмни қедимдинла тартипла өсүмлүк вә һайванатлар өз ата-анилириниң көплигән бәлгүлирини тәкрарлайдиғанлиғи вә бир өйдики балиларниң өз ата-анисиға, ака-укилириға охшайдиғанлиғи яки пәриқлириниң байқилидиғанлиғи һәйран қалдуриду.
Генетикиниң пән сүпитидә асасини австриялик тәбиәт тәтқиқатчиси Иоганн Грегор Мендель салди. У 1865 жили «Өсүмлүк гибридлириға жүргүзүлгән тәжрибиләр» намлиқ мақалисида бәлгүләрниң нәсилгә берилиш қанунийәтлирини елан қилди. Бу әмгиги 35 жил йепиқ турди. Бирақ 1900-жили үч әл алимлири – Де Фриз, К.Коренс, Э Чермак бир-биридин мустәқил жүргүзүлгән тәтқиқатлири нәтижисимдә Менднльниң нәсилгә берилиш қанунийәтлири дәллилинип, қайта ечилди.
12954012065өзгиришчанлиқ
00өзгиришчанлиқ
194881510795Нәсилгә тартиш
00Нәсилгә тартиш
34290366395Генотип
00Генотип
1082040365125Фенотип
00Фенотип

Дәристә орунланған тапшурмиларни хуласиләш, оқуғучиларни баһалаш.
Өйгә тапшурма
А.в.с тапшурмилирини орунлаш карточкиларни түзүп келиш конспектни йезип келиш
Оқуғучиларни баһалаш
жавап бәргән оқуғучиларни баһалаш Бүгүнки мавзуниң мәхситини ейтиду
Муәллим дәрисни давамлаштуриду
Оқуғучилар соаллири болса қойиду
Муәллим тәһлил қилиду Өзини-өзи баһалайду
Хуласә
Мавзуни хуласиләш
Дәптәргә дәрисниң яққан, яқмиғ
анлиғини йезиш Рефлексия: Бүгүнки дәрис әнъәнивий дәрис билән селиштурғанда алаһидә өтти