Презентация на тему Пунктуация ?аидилири


УЙҒУР ПУНКТУАЦИЯСИНИҢ ҚАИДИЛИРИ

Уйғур пунктуациясиЧекит қоллинишиСоалбәлгүси қоллиниши Қош чекит қоллинишиҮндәш бәлгүси қоллинишиПәш қоллинишиЧекитлик пәш қоллинишиСизиқниң қоллинишиТирнақниң қоллинишиКөп чекит қоллинишиҚош тирнақ қоллинишиШәртлик бәлгүләр қоллиниши











style.fontWeightstyle.fontWeightstyle.fontWeightstyle.fontWeightstyle.fontWeightstyle.fontWeightstyle.fontWeightstyle.fontWeightstyle.fontWeightstyle.fontWeightstyle.fontWeight 1-§.Чекит толуқ яки толуқсиз хәвәр җүмлиләрниң ахириға қоюлиду. Мәсилән: Мән йезини сеғиндим. Бүгүн жирақта жүрүп ақиған оқушимни түгитип, йезамға кетип баримән.(Ө.М.) -Нәгә барған едиң? -Пәрғанә вадисиға. -Яхши, қандақ ишлар, убдан өттима? -Яман әмәс, вақтида бәҗәрдуқ.(Н.И.) 2-§.Тәбийәт мәнзирисини, һадисилирини тәсвирләйдиған, бирәр нәрсини тәрипләйдиған, вақиәниң кәйни-кәйнидин илдам өзгиришини билдүридиған қисқа, аташ җүлиләрдин кейин чекит қоюлиду. Мәсилән:Баһар өзиниң раса қиямиға йәтти.Қуяш қиздурмақта(М.Р.)Чекитниң қоллинилиши



3-§. Чекит теч аһаң билән ейтилған, тиләк, тәләп, илтимас, мәслиһәт, буйруқни билдүридиған җүмлиләрдин кейин қоюлиду. Мәсилән: Мениң гөзәл ақ кәптирим, егиз уч. Чирайлиғим, қанат қеқип, бәхит қуч. Әзиз ана, тилсиз бала сөйүнсун. Әлдин әлгә течлиқ елип талмай уч.(С.М.)4-§. Давамида һекайә, мулаһизә, тәсвир, баян бар җүмлиләрдин кейин чекит қоюлиду. Мәсилән: Муса күливәтти. Рәисму күлкигә қошулди. Тохти ака сөзини давам әтти.(Н.И.)5-§. Әгәр лекин, бирақ, амма бағлиғучилири җүмлиләрни бир пүтүн қилип бағлимай, мустәқил җүмлиләрниң бешида кәлсә, уларниң алдидин чекит қоюлиду. Мәсилән : Сақаллирим барғансири қоюқлашмақта , маңлайқоруқлирим барғансири очуқлашмақта, чоңқурлашмақта. Лекин шундақтиму көңлүм қерийдиғандәк әмәс.(Ө.М.)




6-§. Санап көрситилгән рәқәмләрниң, униңдин кейин кәлгән җүмлиләрниң ахириға чекит қоюлиду. Мәсилән: Депутатлар сессияниң төвәндики күн тәртиви бир еғиздин тәстиқлиди: 1. Қазақстан Президиуми Рәисиниң Латвия ССРдин болидиған орунбасари сайлаш тоғрилиқ. 2. СССР Хәлиқ егилигини тәрәқий әткүзүзниң 1975-жилға бәлгүләнгән Дөләт плани тоғрилиқ. 3. СССРниң 1975-жилға бәлгүләнгән Дөләт бюджети тоғрилиқ вә СССРьниң 196жилқи Дөләт бюджетини орунлиниши тоғрилиқ. 4.СССР Алий Совети Президиуминиң Указлирини тәстиқләш тоғрилиқ.7-§. Баш һәрипидин шәртлик түрдә қисқартилип елинған адәм исминиң шу қисқартилған һәрипидин кейин чекит қоюлиду. Мәсилән:И.Саттаров, Ө.Муһәммәдий, С.Мәмәтқулов.
8-§. Санап көрситилгән рәқәмләр параграф бәлгүси статья, көнүкмә охшаш сөзләр билән биллә кәлсә, чекит шулардин кейин қоюлиду. Мәсилән:22-статья. Қазақстан ССРниң Алий Совети - Қазақстан ССРниң қанун чиқарғучи бирдин-бир органи.69-көнүкмә. Яғашчилар вә моздузчилиқ кәсиплиригә бағлиқ қоллинилидиған сөзләрни ейтип бериң.
Соал бәлгүсиниң қоллинилиши?Тоғридин – тоғра, сап соал мәнасини җүмлиләрниң кейин соал бәлгүси қоюлиду. Мәсилән: - Немә керәк еди, чоңна? – деди дуканчи - Өзлиригима? -Сили қанчинчи қийидила?
Чекитлик пәшниң қоллинилиши; 1-§. Бир – бири билән бағлиғучиларсиз бағлинип кәлгән қошма җүмлиләрниң тәркивидики мәна жәһәттин зич бағланған бир нәччә җүмлиләр йейиқ болуп, уларниң арисидин пәш ишллитилгән болса яки у аддий җүмлиләр мәзмуниға бола мустәқил саналса, бундаз аддий җүмлиләр арисиға чекитлик пәш қоюлиду. 2-§. Җүмлиләрдики бир хил мүчиләр иккидин ошуқ вә йейиқ болуп, өз ара пәш билән ажритилған бирикмә, группилврдин ибарәт болса, уларниң арисиға чекитлик пәш қоюлиду. 3-§. Арилаш қошмажүмлиләр бир – бири билән зич бағлинип, бир синтаксислиқ пүтүнлүкни тәшкил қилса, уларниң арисиға чекитлик пәш қоюлиду. 4-§. Йерим скобкиниң билән ажритилип, рәқәм яки һәрипләр арқилиқ санап көрситилгән жүмлиләрниң ахириға чекитлик пәш қоюлиду. Скобкиниң қоллинилиши 1 - §. Ейтилған ой –пикирни толуқтуруп, қошумчә изаһлап келидиған кириш жүмлә вә кириш сөз һәм бирикмиләр скобка ичигә елиниду. 2 - §. Драма әсәрлиридә ремаркилар скобкиға елиниду . 3 - §. Елинған цитата, үзүндә яки мисалниң кимники, йәрдин елинғанлиғини көрситидиған мәнбәләрдики исим, фамилия вә әсәр нами в.б. скобқиға елиниду. ТИРНАҚ