Самостоятельная работа по уйгурскому языку на тему Сан ????ид? ч?ш?нч?


ҚАЗАҚСТАН РЕСПУБЛИКАСЫ
БІЛІМ ЖӘНЕ ҒЫЛЫМ МИНИСТЛІГІ
«ӨРЛЕУ» БІЛІКТІЛІКТІ АРТТЫРУ ОРТАЛЫҒЫ АҚ филиали
АЛМАТЫ ОБЛЫСЫ БОЙЫНША ПЕДАГОГ ҚЫЗМЕТКЕРЛЕРДІҢ
БІЛІКТІЛІГІН АРТТЫРУ ИНСТИТУТЫ
Өзіндік жұмыс
Тақырыбы:
«Сан тақырыбын математика пәнімен байланыстыра түсіндіру»

Орындаған:
Х.Абдуллин атындағы орта мектебінің ұйғыр тілі және әдебиеті пәні мұғалімі Акбарова Р.А.

Тексерген:
Жаратылыстану ғылымдары пәндеріндегі
инновациялық технологиялар мен оқыту әдістемелері кафедрасының аға оқутушысы
Масимова Х.Т.

Алматы - 2014 жыл
Мавзу:

«Сан» мавзусини математика пәни билән бағлаштуруп чүшәндүрүш

Режә:
І. Киришмә. Уйғур тили дәрислиридә «Сан» мавзусиниң оқутулиши.
ІІ. Асасий қисим. Уйғур тили дәрислиридә «Сан» мавзусини математика пәни билән бағлаштуруп чүшәндүрүш .
ІІІ. Хуласә. Пән ара бағлинишниң әһмийити.
Киришмә
Умумий билим беридиған мәктәпниң 5-11-синипларға беғишланған «Уйғур
тили» пәни бойичә оқутуш Қазақстан Жумһурийити Һөкүмитиниң һәр жилқи
қарари билән бәкитилгән оттура билим беришниң , йәни башланғуч,асасий
оттура,умумий оттура билим бериш, Дөләтлик умумға мәжбурий билим бериш
стандартиниң асасида әмәлгә ашиду. Умумий билим беридиған мәктәпниң асасий
оттура дәрижисидә әң алди билән уйғур тилдиниң фонетика,лексикология,
морфология, синтаксис, тил тарихи, стилистика, диалектология охшаш саһалири
бойичә әтраплиқ билим бериш нәзәрдә тутулиду. Заманивий билим бериш
системисида пәқәт пәнлик билим билән чәклиниш азлиқ қилиду. Оқуғучилар
өзилири егилигән материалларни яхши чүшиниши, әмәллиятта қоллиниши, уни
тәһлил қилиши, умумлаштуруши вә баһалиши керәк. Бу хил маһарәтләрни
егиләш арқилиқ оқуғучиларниң функционаллиқ савати өсиду. Еғизчә вә язмичә
нутуқни жәмийәтниң һәр түрлүк саһалирида тоғра қоллинишни билидиған болиду.
Бу йәрдә шуни тәкитләп өтү керәкти, «Уйғур тили» пәни уйғур тилида билим
беридиған мәктәпләрдики ана м тили статусиға егә асасий пәнләрниң бири болуп
һесаплиниду.Қазақстан Жумһурийитидики уйғур тилида билим беридиған
мәктәпләрдә барлиқ пәнләр ана тили асасида үгитилидиғанлиқтин, уйғур тилини
пухта егиләш оқуғучиларниң умумий билим сүпитиниң өсүши үчүнму муһим
әһмийәткә егә. Пәнарилиқ мунасивәтләр уйғур тилиниң умумий билим беридиған
мәктәпниң асасий оттура дәрижисидә, йәни 5-11 –синиплирида өтүлидиған башқа
пәнләр билән болған мәзмун жәһәттин мунасивитини нәзәрдә тутиду. «Уйғур тили»
төвәнки пәнләр билән мунасивәтлик:
«Уйғур тили»--------- «Уйғур әдәбияти»------ «Қазақ тили»------- « Қазақстан
тарихи» ----------- «Математика»
Қазақстан Жумһурийитиниң Дөләтлик умумға мәжбурий билим бериш стандарти бойичә «Сан» мавзусиға 5- синипта 9 саат берилгән:
1. Сан тоғрисида чүшәнчә.
2. Санларниң өзлиригә хас хусусийәтлири.
3. Санларниң түрлири: санақ сан,тәртип сан, топлуқ сан ,кишилик сан, кәсир сан, тәхсим сан.
4. Аддий, мурәккәп сан.
6- синипта «Сан» мавзусиға 5 саат: Санларниң исимға өтүши. Санларниң
синтаксислиқ хизмити .Шундақла 10 –синип тәбиий - математикилиқ йөнилиштә
«Сан»мавзусиға тохтилимиз.
Асасий қисим
«Сан» нәрсиләрниң санини, тәртивиникөрситидиған сөз түркүми. «Сан»
санилидиған нәрсә билән қолланмиғанда, йәни математикилиқ сан ретидә
кәлгәндә, у сан ети билән һесаплиниду. Мундақ пәйттә саннниң мәнаси мәлум
характерға егә. Санлар санилидиған нәрсиләр билән кәлгәндә у «Сан»түркүмини
тәшкил қилиду.Сүпәт , рәвишкә охшашсан һәм бәлгү хусусийитини билдүриду.
Сүпәт нәрсининиң, рәвиш бәлгүниң билдүрсә,сан нәрсиниң миқдарини,сани вә
тәртивигә көрә бәлгүсини ипадиләйду. Сан морфологиялик вә синтаксислиқ
хусусийити билән биллә башқа сөз түркүмидин айрилип туриду. Уларниң ясилиши
асасән қошумчилири пәриқлиниши көздә тутулиду. Санниң синтаксислиқ
хусусийити төвәндикичә: исимлар билән биллә келиши, исимларниң алдида
ениқлиғучи хизмитини атқуруши. Бәзидә сан вә сүпәт билән санниң алдида
келиши хусусийәтлири бар. Шундақла санлар жүмлидә егә, хәвәр, толуқтурғучи,
һаләт хизмитини атқуриду. Сан һәққидә дәсләпки чүшәнчәбашланғуч
синиплардин башлиниду. Бу басқучта пәқәт аддий сан вә дәрижә сан һәққидә
мәлумат алиду. Оттура басқучта санларниң түрлиригә ениғарақ чүшәнчә
берилиду вә санлар түзүлүшигә қарап икки топқа бөлүнүши тоғрисида тохтилиду.
«Сан» мавзусини өтүп болғандин кейин оқуғучилар өтүпгән мавзуни қанчилик
дәрижидә өзләштүргәнлигини билиш үчүн «Сан бойичә өткәнләрни тәкрарлаш»
дәрисини өтүшимиз керәк.Үлгә ретидә дәрис режисини тәвсийә қилимән.
Дәрис мавзуси: Сан бойичә өткәнләрни тәкрарлаш
Дәрис мәхсити:
1.Оқуғучиларниң санни,санниң грамматикилиқ вә синтаксислиқ хусусийәтлирини өзләштүргәнлигини байқаш.
2.Түрлүк стратегияләр, грамматикилиқ оюнларни пайдилиниш арқилиқ балирниң байқаш, тапқурлуқ, әстә сақлаш қабилийитини ашуруш.
3.Хәлқимизниң мақал -тәмсиллири, тепишмақлирини пайдлиниш арқилиқ уларниң мәнасини чоңқур чүшинип, тәһлил ясаш.
Дәрисниң түри: тәкрарлаш
Қоллинидиған усуллар: соал-жавап, ижадий ишләш.
Көрнәклик қураллар: дәрислик, тирәк сизмилар, карточкилар, рәңлик сүрәтләр,математикилиқ һесаплар.калькулятор.
Техникилиқ васитиләр: интерактивлиқ тахта.
Пән ара бағлиниш: қазақ тили, математика.
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш пәйти.
ІІ. Мәхсәтни агаһландуруш.
ІІІ. Өй тапшурмисини сораш. Тирәк сизмилар арқилиқ тәкрарлаймиз.
218186057150САН
00САН

391541014351000184848516256000
562610163195Мәнасиға қарап
00Мәнасиға қарап
41700455715Түзүлишигә қарап
00Түзүлишигә қарап

645795161290005544185184150040271705651500
1.Санақ сан Бир
2.Тәртип сан Биринчи
3. Мөлчәр сан Ончә, онлиған
4.Топлуқ сан Үчләп, онлап
5.Кишилик сан Үчилән, төртилән
6. Кәсир сан Онниң үчи
7. Тәхсим сан Үчтин, төрттин

2184400104775Мурәккәп санлар
00Мурәккәп санлар
317500104775Аддий санлар
00Аддий санлар

ІV. Билимини тәкшүрәш. «Блум ромашкиси» статегиясини пайдилиниш
1.Қизил рәң--------аддий соаллар: а) Қандақ сөз түркүмини сан дәп атаймиз? ә) Санлар мәнасиға қарап қандақ түрләргә бөлүниду? б)Түзүлүшигә қарап нәччә түргә бөлүниду?
2.Көк рәң---------ениқлиғучи соаллар: а) Демәк сизниң ейтишиңизчә, сан шәйиләрниң пәқәт санинила билдүриду? ә) Әгәр мән дурус чүшәнгәм болсам,сиз санлар қанчә? нәччә? қанчинчи? нәччинчи? Дегән соалларға жавап бериду дедиңиз? б)Сизчә санларни сөз биләнму, рәқәм биләнму йезишимиз мүмкин? Сениңчә уйғур тилида икки түрлүк рәқәм ишлитимиз, әрәп вә рим рәқәмлири. в) Һәқиқәтәнму сиз сан төвәндики түрләргә бөлүниду дәп ойлайсиз?Сизчә сан жүмлидә егиниң, хәвәрниң толуқтурғучиниң, ениқлиғучиниң , һаләтниң хизмитини атқуриду?
3. Сериң рәң---------- интерпретационлуқ чүшәндүрүш соаллири: Немишкә сан һәәққидә уйғур тили дәрисидә оқуймиз? 4.Йешил рәң-----------ижадий соаллар: Әгәрдә дунияда сан болмиған болса немә болатти? 5 Ақ рәң-----------баһалаш соаллар: Санларниң башқа сөз түркүмлиридин қандақ пәрқи бар? 6.Һаварәң---------- әмәлий соаллар: Санларни биз йәнә қәйәләрдә ишлитимиз?
V. Мустәһкәмләш.
Синипни топларға бөлүш керәк. «Ким чапсан?» оюни. (рәқәмләр билән йезилған санларни сөз билән йезиш)
І топ 6, 14,899, 1999 ІІ топ 2,23,74,1913 ІІІ топ 1,44,82,2819
1.«Тепишмақлар елигә сәяһәт» ( һәр топ санлар бар тепишмақлар ойлап язиду, санларниң астиға сизайду.)
І топ Бир мәлидә он икки өй, һәр өйдә оттуздин қой. (жил, 12 ай, 30 күн) ІІ топ Бир гүмбәзниң ичидә, миң гүмбәз. (пияз) ІІІ топ Кичигидә төрт путлуқ, қериғанда үч путлуқ . (адәм)
2. «Мақаллар елигә сәяһәт» ( һәр топ санлар бар мақаллар ойлап язиду вә санларниң түрлирини ениқлайду .)
І топ Бирни кәссәң онни тик . ІІ топ Йәттә өлчәп бир кәс .
ІІІ топ Мелиң миңға йәткичә, достуң миңға йәтсун.
3. Тәңлимиләрни йешиңлар. (санларниң түрлирини ениқлаңлар.)
І топ х + 68 = 78 х – 36 = 23 ІІ топ х + 80 = 95 95 – х = 80 ІІІ топ х + 89 = 100 100 – х = 56
4. сантиметрни миллиметрға айландуруп йезиңлар.
І топ 10 см = 23 см = ІІ топ 20 см = 36 см = ІІІ топ 30 см = 12 см =
5.Һесапни ишләп вә санларни тепип түзүлүшигә қарап қайси түри екәнлигини ениқлаңлар.
І топ Биринчи сентябрьға «Гүлдәстә» дукинидин ата-анилар 126 гүлдәстә сетип алди. Һәр бир гүлдәстә 5 гүлдин ибарәт. Барлиқ гүлдәстидә һәммиси болуп қанчә гүл бар?
ІІ топ «Гүлдәстә» дукиниға муәллимләр ветеранлар үчүн 56 гүлдәстә сетип алди .Һәр бир гүлдәстә 3 гүлдин ибарәт. Барлиқ гүлләр сани қанчә?
ІІІ топ Гүл сатидиған дукандин Мәһәммәтжан аписиға, һәдисигә, Насиба сиңлисиға гүлдәстә сетип алди. Һәр бир гүлдәстә 15 гүлдин ибарәт. Барлиғи қанчә гүл?
VI. Өй тапшурмиси.
Санларни қоллинип бир тарихий вақиә һәққидә һекайә йезип келиш. Керәк сөзләр:
9-май,1945-жил,8-май, 1941-жил, 22-июнь, Алмута, 28 Панфилов дивизияси, Қәһриманлар. Москва ғалибийәт, Улуқ Вәтән, уруш.


ХуласәДәрисләрни өткәндә һәр хил дәрис түрлирини, усуллирини , инновациялик
технологияләрни орунлуқ пайдилинип , оқуғучиларға молжаланған материалларни
чүшәндүрүш муәллимниң әң асасий мәхсити болуп һесаплиниду. Дәрисниң
сүпәтлик вә сапалиқ болуши-у муәллимниң билимигә, иш-тәжрибисигә бағлиқтур.
Муәллим дәрисләр сапалиқ өтүши үчүн башқа пәнләр билән бағлаштуруп, һаят
билән бағлаштуруп өтүши керәк. Өзәмниң бу ишимни төвәнки мақаллар билән
аяқлаштурмақчимән:
«Устаз қәлбиңгә билимдин нур қуйиду,
Нәқаштәк өчмәс қилип гүл ойиду»
Униңға жавап ретидә:
«Шагирт устазиға қарап өсиду»

Пайдиланған әдәбиятлар:
Дөләтлик умумға мәжбурий билим бериш стандарти. 2012-ж 23-август №1080 қарари.
Ш. Баратов, Ғ. Сәдвақасов,З.Һевуллаева, М.Мәһәмидинов.Уйғур тили 6-синип 2011- жили, «Атамура» бәт 94-99.
Т. ТАлипов, Л. Жәлилов, О. Һошурбақиева .Уйғур тили 2010-жили «Атамура» бәт 171-174.
О. Һошурбақиева «Уйғур тилини оқутушниң нәзәрийәвий вә әмәлий асаслири» Алмута-2003-жили. бәт 78-82.
А.Һезбақиев,.С.Надирий., Ш.Шаваев. «Уйғур хәлқиниң мақал вә тәмсиллири» «КАЗ акпарат» Алмута 2003-жили.
Кучер Т.П., Кукарина. Математика 4 класс Алматы «Атамура» 2011 г.