Урок по дуниятонуш на тему Ш???р. Ш???р в? йезидики ула? т?рлири
Пән нами Дуниятонуш
МавзуШәһәр. Шәһәрдики, йезидики улақ түрлири.
Қоллинидиған әдәбият 1-синип дуниятонуш китави. ИӘ ЖОО-да қолдану мәселелері А.Әлімов
Умумий мәхсәт Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Шәһәр билән йеза арисидики пәриқни чүшәндүрүш.
Асасий мәхсәт Оқуғучиниң өз алдиға ишләш қабилийитини ашуруш. Тил байлиғини риважландуруш.
Оқутуш нәтижилири Өзини-өзи рәтләйду. Мавзу бойичә тапшурмиларни орунлашни үгиниду. Алған билимини күндилик һаятта қоллинишни риважландуруш Дехан әмгигини ғәмхорлуқ қилишқа, әмгәк етишкә тәрбийләш.
Иш-һәрикәт түри Өз алдиға ишләшкә, диалогуқ сөһбәт қуруш, бир-бирини тиңшашни үгитиш
Асасий көрнәклик Мавзуға лайиқ рәңлик сүрәтләр.
Йеңи мавзуниң бөлүмлири
Муәллимниң иш- һәрикити Оқуғучиларниң иш-һәрикити
Киришмә Психологиялиқ тәйярлиқ Әдәплик һәм һүнәрлик,
Әмгәк сөйгүч балимиз.
Йеңи ишниң устиси,
Ясиғучиси болимиз!
Чоңларға сиз,
Кичиккә сиз.
Һәммисини һөрмәтләп,
Баш егимиз биз!
Билиш Йезида қандақ мәһкимиләр бар ? Мошу мәһкимиләрниң йеза турмуши үчүн қандақ әһмйити бар Улар йеза аһалисиниң қандақ еһтияжини тәминләйду? Оқуғучилардин толуқ жавап елиш.
Йеңи мавзуға тәйярлиқ Шәһәр дәп немини көз алдиңларға кәлтүрисиләр ? Шәһәр хәлқи қандақ яшайду
? Шәһәрдә қандақ улақ түрлири бар?
Йеза билән шәһәрниң қандақ пәрқи болиду?
Оқуғучиларға толуқ жавап беришни тәләп қилиш.
Чүшүнүш Шәһәргә хәлиқ бәк көп орунлашқан.Өйлири қәвәт-қәвәт селинған. Уларға иссиқ су бир мәркәздин әвәтилиду.Шәһәрдә алий оқуш орунлири, театрлар, мирасгаһлар, истраһәт бағлири бар. Шәһәрниң бир четидин иккинчи четигә улақ турақлиқ қатнайду.Қазақстанниң әң оң шәһәрлири; Алмута, Астана, Қарағанда, Чимкәнт, Өскәмән.
Йезида ат билән төгә көп пайдилиниду. Улар машина баралмайдиған йәрләргә берип, отун, от-чөп, терилғу мәһсулатлирини вә башқа жүкләрни тошуйду. Йезида салтаң атқа минип қатнайду. Йезида жүк вә йеник машиниларму көп.Шәһәрдә адәмләр трамвай, троллейбус, автобусқа олтирип, йол маңиду. Жүкни машина билән тошуйду. Нурғунлириниң шәхсий йеник машинилири бар.
Сүрәтләр бойичә мәтин түзүңлар.
Қоллиниш Китап билән иш.
Зәнжир түридә оқутуш. Оқуғучиларни зәнжир түридә оқутуш.
Сәргитиш минути
Бәкитиш
Силәр қәйәрдә яшайсиләр ?Силәр мәктәпкә қандақ улақ билән қатнайсиләр?
Йезидики улақ түрлирини шәһәрдики билән селиштуруңлар. Йезида ат улиғи билән қандақишларни пүтиришкә болиду?
Тепишмақларни тепиңлар.
1.Төгә тапан һәм қақир боюн, тамни йөткәш униңға оюн.
2.Қанити бар,жени йоқ,учқанда униң теңи йоқ.
3.Қишта маңиду бир кемә, язда ятиду у немә ?
Соалға толуқ, ениқ жавап елиш.
Сүрәтләр бойичә сөзләш.
Экскаватор
Самолет
чана .
Баһалаш Суммативлиқ баһалиниду.
. Шәкиләрни жававиға қарап таритиш.
Рефлексия Дәрис қандақ чүшәндиңларму,дәрисниң өтүлүши силәргә яқтиму ? Бармақларни көрситиш арқилиқ ениқлаш
Орунлап келишкә тапшурма 133136- бәтләрни оқуп, сүрәтлирини ясаш, Күндиликлиригә яздуруш.