урок на тему ?едимий т?ркийл?р 5 класс
Алмута вилайити,Панфилов наһийәси
Билал-Назим намидики оттура мәктәп
Тарих пән муәллими:А.А.Пахрамова
5-синип.
Дәрисниң мавзуси: Қедимий түркийләр
Дәрисниң мәхсити:
Қедимий түркийләр ,Түрк хақанлиғиниң қурулуши,егилиги вә мәдәнийити һәққидә чүшәнчә бериш;
Паалийәтчанлиғини ашуруп,еғизчә нутқини вә билимини риважландуруш;
Милләтпәрвәр, ели вә йерини сөйүдиған, адәмгәрчилик хисләтлирини өз бойиға сиңәргән, қорқумсиз, иманлиқ һәқиқий шәхсни тәрбийиләш;
Дәрис түри: арилаш
Қоллинилған усуллар: сөһбәт, чүшәндүрүш, пикир талаш,тест
Көрнәклик қураллар: карта , сүрәтләр, тирәк сизма, интерактивлиқ тахта в.б
Дәрисниң бериши:
І.Уюштуруш
Оқуш қураллирини түгәлләп, тәкшүрүш;
Оқуғучиларниң диққитини йеңи дәрискә авдуруш;
ІІ.Өй тапшурмисини сораш:
1.КРОССВОРД «Тарих»
2.«Ойни давамлаштур»
1-топ. Таш дәври ...
2-топ .Адәмниң яритилиши...
3-топ. Тарих пәни ...
Йеңи дәрисниң плани:
1.Түрк аталғуси,хақанлиқниң қурулуши
2.Аһалиси,кәспи,турмуши
3.Қедимий түркий йезиқлири
Бизниң эрамизниң 1-әсиридә Қазақстан территориясидә көплигән этникилиқ өзгиришләр болди.Бу дәвир Қедимий Түрк дәври дәп атилиду. «Түрк» аталғуси «һәрбий ақсүйәк » дегән мәнани билдүриду.
«Түрк» аталғуси дәсләп хитай мәнбәлиридә учришиду.
Ривайәт «түркләрниң келип чиқиши һәққидә»
VI-әсирдә падишалиқ қилған Бумын хақан Түрк дөлитиниң асасини салиду.
Шимал туңғус-манжур
Ғәрип Иран Түрк хақанлиғи шәриқ Хитай
Жәнуп Тохарлар
552-жили түркләр жужаңларни тар-мар қилип, йеңишкә йәтти.Бумын хақан хақан унваниға егә болуп, Түрк хақанлиғини қурди.Униң тәркивигә қирғиз, қипчақ, оғуз, кай ,кидан,уйғур қәбилилири кирди.
Түрк хақанлиғи басқунчилиқ билән көплигән йәрләрни өзигә қаратти.Кәң байтақ территорияни егиләп ятқан Түрк хақанлиғи сәясий жәһәттин бир мәркәзгә беқинған күчлүк әл болалмиди.
581-жили өз ара ички зиддийәтләр күчәйди.
603-жили дөләт Ғәрбий вә Шәрқий болуп иккигә бөлүнди
Егилиги:
1.Көчмән мал чарвичилиғи: төрт түлүк мал
2.Су мол өлкиләрдә деханчилиқ
3. Ипәк йоли арқилиқ сода-сетиқ
Мәдәнийити:
Шәһәр мәдәнийити
Йезиқ
Мәңгү таш ядикарлиғи
Диний етиқати: көккә,бөригә су, отқа сиғиниш
Мавзуни мустәһкәмләш вә йәкүнләш:
1.Тест тапшурмилири
2.Жәдвални толтуруш
3.Карточкилар билән иш
Өйгә тапшурма: мавзу асасида реферат түзүш.§ 21-22
.
Баһалаш
«Билал – Назим намидики оттура мәктәп мәктәп
йенидики ихчам мәркизи билән»коммуналлиқ дөләтлик мәһкимиси
Қедимий түркийләр
/Очуқ дәрис плани/
5-«В» синип
Тарих пән муәллими:
А.А.Пахрамова
2014-2015-оқуш жили