Т?крарлаш ана тили 1-синип
Тәкшүрүлди:
Ана тили
Вақти:
Дәрис мавзуси: Тәкрарлаш.
Дәрис мәхсити: а) Балиларға өткән мавзуларни тәкрарлитиш, билимини тәкшүрүш.
ә) Балиларниң ойлаш, пикир қилиш, язма нутқини риважландуруш.
б) Адәмгәрчиликкә тәрбийиләш.
Қоллинидиған усул: тәкрарлаш, соал-жавап, көрситиш.
Дәрис түри: билимини тәкшүрүш.
Көрнәклик: рәңлик сүрәтләр, карточка, кәсмә һәрипләр.
Дәрисниң бериши:
І.Уюштуруш қисми. Диққитини дәрискә жәлип қилиш. Чәмбәр шәклидә туруп саламлишиш.
ІІ.Өй ишини тәкшүрүш. 41-көнүкмә.Көп чекитләрниң орниға қ,ғ,к,г һәриплириниң лайиғини қоюп йезип келишкә берилгән.
ІІІ.Мәхсәт қоюш басқучи. Бүгүнки дәристә өткән мавзуларни тәкрарлайсиләр вә тапшурмиларни орунлайсиләр.
ІҮ.Билимини тәкшүрүш.
1-тапшурма Мону сөзләрни йезип инчикә созуқ тавушларни бир сизиқ, қелин созуқ тавушларни икки сизиқ сизисиләр.
Манта, мәктәп, китап, асман, дәрәқ, төгә, күз, қушлар, устаз, палта, қериндаш.
Сәгәһләндүрүш минути.
Бир қолум, бир-бир қолум,
Бәштин –бәштин он қолум,
Хойма инақ яшайду.
Бирлишип иш башлайду.
2-тапшурма. «Алма жиғиш»оюни арқилиқ тапшурмини орунлитиш.
3-тапшурма. Тест.
1. Қелин созуқ тавушлар қайсилар? 3. Қош тавушлуқ һәрипләр.
А) а, у, ы, э. А) а, у, ы, э.
Ә) е ө, ү. Ә) ё, ю, я.
Б) ә, ө, ү. Б) ә, ө, ү.
2. Инчикә созуқ тавушлар? 4. Жараңлиқ үзүк тавушларниң
астиға сиз?
А) ә, ө, ү. А) а, е, и, о, ю, ы, я, ү.
Ә) а, о, у, ы, э. Ә) б, в, к, м, с, т, ц, ф, ч, з, д
Б) е, ю, я. Б) ж, ш, щ, п.
Ү. Чүшәнгинини тәкшүрүш қисми.
ҮІ.Йәкүнләш қисми. Рефлексия.
ҮІІ. Өйгә тапшурма бериш.
Өйдә он сөз йезип созуқ тавушларниң астиға сизип келисиләр.
Қаидиләрни ядлаш
Тәкшүрүлди:
Математика
Вақти:
Дәрис мавзуси: Тәкрарлаш. 94-бәт. (117-бәт)
Дәрис мәхсити: А) Балиларға өткән мавзуларни тәкрарлитиш.
Ә) Ойлаш, пикир қилиш, һесаплаш, әстә сақлаш қабилийәтлирини риважландуруш.
Б) Дурус санашқа, мустәқил һесап ишләшкә тәрбийиләш.
Қоллинидиған усул: чүшәндүрүш, соал-жавап, көрситиш.
Дәрис түри: тәкрарлаш.
Көрнәклик: рәңлик сүрәтләр, дүгләкчиләр.
Дәрисниң бериши:
І.Уюштуруш қисми. Диққитини дәрискә жәлип қилиш, психологиялик тәйярлиқ.
ІІ. Өй ишини тәкшүрүш. №4 94-бәт берилгән дәп тәкшүрәш, баһалаш.
ІІІ. Мәхсәт қоюш басқучи. Өткән мавзуларни тәкрарлаймиз. Смайликлар.
ІҮ. Билимини тәкшүрүш. Һөсни хәт минути.
Математикилиқ диктант.
№ 1 Тахтида иш. Тапшуруқни һесапқа айландуруп чиқириш.
Алгоритм бойичә.
Балдирған-6т Балдирған-6т
Айгүл-4т ошуқ Айгүл-4т кам
Барлиғи-? Айгүл-?
Й: 6+4=10 Й:6-4=2
Ж: 10тепишмақ Ж:2т тапти
№ 2 Карточка бойичә иш.
6-2*3 9-4*4 7-2*5
8-3*5 8-5*2 7-4*3
№ 3 Мустәқил иш.
1. Натоғра тәңликләрни тепиш. 2. Тоғра тәңликләрни йезиш.
7=7 6>5
8=8 3<4
2=2 2<9
Сәгәһләндүрүш минути
Сүрәт бойичә иш.
Сүрәттики ошуқ нәрсиләрни тепиңлар.
Ү. Йәкүнләш қисми. «Светофор» оюни арқилиқ чүшүнүклирини байқаш, баһалаш.
ҮІ. Өйгә тапшурма бериш. «Ким чапсан» оюни арқилиқ
№ 5 95-бәттики һесапни ишләп келисиләр.
Тәкшүрүлди:
Дуниятонуш
Вақти:
Дәрисниң мавзуси: Бизниң йеза. Мениң апам- дохтур
Дәрисниң мәхсити: 1)Мавзу бойичә чүшәндүрүш.
2)Тилни риважландуруш, оқушқа, сөзләшкә үгүтүш.
3)Өз елини ана жутини қәдирләшкә әмгәккә тәрбийәләш.
Дәрисниң түри: арилаш
Қоллиниддиған усул: соал-жавап, чүшәндүрүш, оқутуш
Көрнәкликләр: сүрәтләр
Дәрисниң бериши
I. Уюштуруш: Психологиялик тренинг
II. Өткән дәрис: Мәктәп билим кани.
Мәктивим-алтун босуғам
ІІІ. Билимини тәкшүрүш:
а) Мәтинни оқутуш, мәзмунини сөзлитиш ә) Соал-жавап
IV. Мәхсәт қоюш пәйти: Йеңи дәрис вә униң мәхсити
V. Йеңи дәрис: Бизниң йеза. Мениң апам- дохтур
1)Схема тахтиға есилиду
Балилар бүгүн биз сәяһәткә чиқимиз. Йезида қандақ мәһкимиләр бар? Улар тоғрилиқ сөһбәт өткизимиз. Биз мәктәптин
Башлаймиз
Мәктәп
1)Силәр мәктәптә билим алисиләр
Ағриқхана
Уйәрдин ағриқханиға баримиз улар давалайду. Йеза
китапханисида китаплар нурғун. Уларни елип
оқуймиз.
Китапхана
Алақә бөлүми йеза аһалисиға хизмәт қилиду.
Дукандин керәклик озуқ-түлүк, кийим-кечәкләрни
сетип алимиз
Аләқә бөлүми
Дукан
2. Мавзуни зәнжир арқилиқ оқутуш
3. Соал-жавап
4. Пишшиғдаш
5. Бизниң өзимиз яшаватқан йәр һәққидә сораш.
6. Йезидики мәһкимиләр тоғрисида ейтип бериңлар.
VI. Билимини тәкшүрүш: Мавзу бойичә соаллар.
VIІ. Дәрисни йәкүнләш: Рефлексия.
VIIІ. Өйгә тапшурма: 129-132-бәт
Тәкшүрүлди:
Ана тили
Вақти:
Дәрис мавзуси: Китап кониримайду.43-44-көнүкмиләр.
Дәрис мәхсити: а) Балиларға көнүкмиләрни орунлитиш.
ә) Балиларниң ойлаш, пикир қилиш, язма нутқини риважландуруш.
б) Китапни таза тутушқа ,тазилиққа тәрбийиләш.
Қоллинидиған усул: чүшәндүрүш, соал-жавап, көрситиш.
Дәрис түри: билимини тәкшүрүш.
Көрнәклик: рәңлик сүрәтләр, кәсмә һәрипләр.
Дәрисниң бериши:
І.Уюштуруш қисми. Диққитини дәрискә жәлип қилиш. «Һә-ә, яқ» оюни.
ІІ. Өй ишини тәкшүрүш. Жүмлирини оқутуш.
ІІІ. Мәхсәт қоюш басқучи. Бүгүнки дәристә көнүкмиләрни орунлайсиләр.
Һөсни хәт минути.
ІҮ. Билимини тәкшүрүш. 43-көнүкмә. Китап тутуш тоғрилиқ қаидилирини көчирип йезиш,уни әстә сақлаңлар.
Китапни кир қолуң билән тутма.
Китапни пүклимәй, житмай тут.
44- көнүкмә Төвәндики сөзләрни көчирип йезип,а тавушиниң нәччинчи боғумида
Кәлгәнлигини ейтип бериңлар.
Абдуллам,Анар,кала,Айхан,баһар,жаңгал,чашқан, Аруп,Тиллахан.
Сәгәһләндүрүш минути.
Бир қолум, бир-бир қолум,
Бәштин –бәштин он қолум,
Хойма инақ яшайду.
Бирлишип иш башлайду.
Ү. Йәкүнләш қисми.
«Доп» оюни арқилиқ оқуғучилардин жараңлиқ вә жараңсиз үзүк тавушларни айрип ейтқузуш.
Тест.
1. Қелин созуқ тавушлар қайсилар? 3. Қош тавушлуқ һәрипләр.
А) а, у, ы, э. А) а, у, ы, э.
Ә) е ө, ү. Ә) ё, ю, я.
Б) ә, ө, ү. Б) ә, ө, ү.
2. Инчикә созуқ тавушлар? 4. Жараңлиқ үзүк тавушларниң
астиға сиз?
А) ә, ө, ү. А) а, е, и, о, ю, ы, я, ү.
Ә) а, о, у, ы, э. Ә) б, в, к, м, с, т, ц, ф, ч, з, д
Б) е, ю, я. Б) ж, ш, щ, п.
ҮІ.Өйгә тапшурма бериш. Бәш сөзни боғумға бөлүп йезип келисиләр.
Баһалаш.
Тәкшүрүлди:
Ана тили
Вақти:
Дәрис мавзуси: А тавушиниң йезилиши. 45-47-көнүкмә
Дәрис мәхсити: А) Балиларға А тавушиниң йезилиши тоғрилиқ чүшиник бериш.
Ә) Дурус, саватлиқ йезиш, мустәқил ишләш қабилийәтлирини риважландуруш.
Б) Әмгәкчанлиққа тәрбийәләш.
Қоллинидиған усул: чүшәндүрүш, соал-жавап, көрситиш.
Дәрис түри: арилаш.
Көрнәклик: рәңлик сүрәтләр, кәсмә һәрипләр, сигнал карточкилар.
Дәрисниң бериши:
І.Уюштуруш қисми. Диққитини дәрискә жәлип қилиш. Чәмбәр шәклидә туруп саламлишиш.
ІІ. Өй ишини тәкшүрүш. Жүмлилирини оқутуш. Бәш сөзни боғумға бөлүп йезип кәлгинини тәкшүрәш.
ІІІ. Билимини тәкшүрүш қисми. Боғумға дурус бөлгүзүш.
ІҮ. Мәхсәт қоюш басқучи.
Бүгүнки дәристә А тавушиниң йезилиши тоғрилиқ чүшиник алисиләр.
Һөсни хәт минути.
Ү. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Қаидә: А тавуши қелин ейтилиду вә сөзләрниң һәммә боғумлирида йезилиду. Сүрәт бойичә иш.
«Һаваданни ач» оюни.
45-көнүкмә. Шеирни оқутуш. Төвәнки сөзләрниң а тавуши қайси боғумда кәлгәнлигини ейтқузуш.
Гүлниса, бекар, ишләмчан, зади, нахша, рази. Сөзләрни боғумға бөлгүзүш,көчирип йезиш.
46-көнүкмә
ай калашамал
тағалаасман
чайкочаракета
таш дорабарабан
1.Биринчи қатардики сөзләрдә қандақ созуқ тавушлар бар?
2.Иккинчи вә үчинчи қатардики сөзләрдичу?
Сәгәһләндүрүш минути.
ҮІ.Чүшәнгинини тәкшүрүш. «Доп» оюни. А тавушиға сөз йезиш
ҮІІ. Бәкитиш. Тепишмақлар йешәйли.
ҮІІІ. Өйгә тапшурма бериш.47-көнүкмә 27бәт
Мақалларни ядлап келиш.
Тәкшүрүлди:
Ана тили
Вақти:
Дәрис мавзуси: Көнүкмә орунлаш 48-49-көнүкмиләр.
Дәрис мәхсити: а) Балиларға көнүкмиләрни орунлитиш.
ә) Балиларниң ойлаш, пикир қилиш, язма нутқини риважландуруш. б) Инақлиққа тәрбийиләш.
Қоллинидиған усул: чүшәндүрүш, соал-жавап, көрситиш.
Дәрис түри: билимини тәкшүрүш.
Көрнәклик: рәңлик сүрәтләр, мақаллар.
Дәрисниң бериши:
І.Уюштуруш қисми. Диққитини дәрискә жәлип қилиш. «Һә-ә, яқ» оюни.
ІІ. Өй ишини тәкшүрүш. Мақалларни сораш.
ІІІ. Мәхсәт қоюш басқучи. Бүгүнки дәристә көнүкмиләрни орунлайсиләр. Һөсни хәт минути.
ІҮ. Билимини тәкшүрүш.
49-көнүкмә
Тахтида иш. Шәртини оқутуш. Сүрәткә қарап чиқиңлар.
Керәклик сөзләр:бала, қиш, муз мәйдани, коньки,тейилип.
Қиш пәсли.Муз мәйданида ойнайду.Бала коньки тейилип ойнайду.
Сәгәһләндүрүш минути.
Бир қолум, бир-бир қолум,
Бәштин –бәштин он қолум,
Хойма инақ яшайду.
Бирлишип иш башлайду.
Ү. Йәкүнләш қисми.
Қаидини оқутуш. Мақалларни оқутуш, мәнасини ейтқузуш.
«Ким тез?» оюни арқилиқ қаидини вә мақалларни ядқа ейтқузуш.
Түндә чиқар нурға бай,
Һәр инсанға әзиз жай(ай-өй)
Шәкли бәйни сорақ,
Қазан билән дост ортақ.(оғақ-очақ)
Өйдә бир топ ақ тулпар
Қапиғидин қар яғар.(чиш-қиш)
ҮІ.Өйгә тапшурма бериш.
48-көнүкмә шеирни ядлап келисиләр.
Қишлиқ тәтилдә.
Һәммә яқни мамуқтәк,
Қаплавалған аппақ қар.
Шуңа қизиқ өткүзди,
Тәтилниму балилар.
Достлар билән топлишип,
Тағ бағриға бардуқ биз.
Чана ойнап қоғлишип,
Бәзән һерип қалдуқ биз.
Баһалаш.
Тәкшүрүлди:
Математика
Вақти:
Дәрис мавзуси: Тәкрарлаш. 95-бәт.Өз алдиға иш
Дәрис мәхсити: А) Балиларға өткән мавзуларни тәкрарлитиш.
Ә) Ойлаш, пикир қилиш, һесаплаш, әстә сақлаш қабилийәтлирини риважландуруш.
Б) Дурус санашқа мустәқил һесап ишләшкә тәрбийәләш.
Қоллинидиған усул: чүшәндүрүш, соал-жавап, көрситиш.
Дәрис түри: тәкрарлаш.
Көрнәклик: рәңлик сүрәтләр, дүгләкчиләр.
Дәрисниң бериши:
І.Уюштуруш қисми. Диққитини дәрискә жәлип қилиш, психологиялик тәйярлиқ.
ІІ. Өй ишини тәкшүрүш. №4, 95-бәт.
ІІІ. Мәхсәт қоюш басқучи. Өткән мавзуларни тәкрарлаймиз. Смайликлар.
ІҮ. Билимини тәкшүрүш. Һөсни хәт минути.
Математикилиқ диктант.
№ 1 Тахтида иш. Тапшуруқни һесапқа айландуруп чиқириш. Алгоритм бойичә.
Оғул-4 Қиз-8
Қиз-4и ошуқ Оғул-4и кам
Қиз-? Оғул-?
Й: 4+4=8 Й: 8-4=4
Ж: 8 қиз Ж: 4 оғул
№ 3 Карточка бойичә иш. 3+4>6
6+2=8 6+3=9 6+4>9
4+5=9 2+5>4
Тәңликләрни бир қатарға, тәңсизликләрни бир қатарға яздуруш.
Сәгәһләндүрүш минути
Өз алдиға иш. Мустәқил иш.
4+5=9 5+4=9 5+5=10
9-5=4 9-5=4 10-5=5
Биринчиси иккинчисидин қисқа кесиндә сизиңлар.
5см
7см
5см<7cм
Балдирған-6т
Айгүл-4т кам
Айгүл-?
Й:6-4=2
Ж:2т тапти
Сүрәт бойичә иш. Сүрәттики мөшүкниң санини тепиңлар тепиңлар.
Ү.Йәкүнләш қисми. «Ким тез һесаплайду?» оюни.
ҮІ.Өйгә тапшурма бериш. Сүрәт бойичә иш. Сүрәттики мөшүкниң санини тепиңлар тепиңлар. №4 119-бәт
Тәкшүрүлди:
Математика
Вақти:
Дәрис мавзуси: Қанчә ошуқ?
Дәрис мәхсити: А) Балиларға қанчә ошуқ? тоғрисида чүшиник бериш.
Ә) Ойлаш, пикир қилиш. һесаплаш, айрип елиш қабилийәтлирини риважландуруш.
Б) Тәбиәтни сөйүшкә тәрбийиләш.
Қоллинидиған усул: чүшәндүрүш, соал-жавап, көрситиш.
Дәрис түри: арилаш.
Көрнәклик: рәңлик сүрәтләр, дүгләкчиләр, кәсмә санлар.
Дәрисниң бериши:
І.Уюштуруш қисми. Диққитини дәрискә жәлип қилиш, психологиялик тәйярлиқ.
ІІ. Өй ишини тәкшүрүш.
№ 3,(119-бәт йеңи) 96- бәттики һесап.
ІҮ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Һөсни хәт минути.
Математикилиқ диктант :1 3 5 7 9
Ләйлиниң 5сериқ вә 3йешил тотиқуши
Йешилға қариғанда сериқ қанчиси ошуқ
5+3=8 Жавави:8сериқ тотиқуш
ІІІ. Мәхсәт қоюш басқучи. Йеңи мавзуниң мәхситини ейтиш. Смайликлар. Дәрис давамида һесапларни ишлигән оқуғучиларға дүгләкчиләрни тарқитип олтириш.
Ә)Мурка мөшүгиниң 6аслини,Маркиза мөшүгүниң4аслини бар.Мурка мөшүгиниң нәччә аслини ошуқ
6-4=2 Жавави:2аслан ошуқ
Б)Аквариумда 7алтун белиқ вә 2қара белиқ бар.Алтун белиқларниң қара белиқлардин қанчиси ошуқ?
7-2=5 Жавави:5алтун белиқ ошуқ
№ 3 Тахтида иш.
5, 4, 9. 5+4=9 4+5=9 9-5=4 9-4=5
№ 4. Тахтида иш. 1+4, 2+4, 3+4, 4+4, 5+4, 6+4. Орни алмаштуруш. Сәгәһләндүрүш минути
№ 3 «Байрақчә » оюни арқилиқ оқуғучилар байрақчини елип топ –топлар бойичә өзлиригә берилгән һесапларни йешиду. (қизил, көк, сериқ байрақчилар. )
10-1*8-2 9-2*6+3 7-7*6-6
6+4*3+7 10-4*4+4 4+2*8-3
Ү. Йәкүнләш қисми. «Светофор» оюни арқилиқ чүшиниклирини байқаш, баһалаш.
Келиңлар ойнайли!
10-5 8-1 6-3 4+1 7-4 9-6 1+2 8-3 5+2
ҮІ. Өйгә тапшурма бериш.
№ 6 һесап, 97-бәт,йеңи китап 121 бәт.
Тәкшүрүлди:
Математика
Вақти:
Дәрис мавзуси: Қанчә кам?
Дәрис мәхсити: А) Балиларға қанчә кам? тоғрисида чүшиник бериш.
Ә) Ойлаш, пикир қилиш. һесаплаш, айрип елиш қабилийәтлирини риважландуруш. Б) Дурус санашқа, мустәқил һесап ишләшкә тәрбийәләш.
Қоллинидиған усул: чүшәндүрүш, соал-жавап, көрситиш.
Дәрис түри: арилаш.
Көрнәклик: рәңлик сүрәтләр, дүгләкчиләр, кәсмә санлар.
Дәрисниң бериши:
І.Уюштуруш қисми. Диққитини дәрискә жәлип қилиш, психологиялик тәйярлиқ.
ІІ. Өй ишини тәкшүрүш. № 3, 97- бәттики һесап.
ІІІ. Мәхсәт қоюш басқучи. Йеңи мавзуниң мәхситини ейтиш. Смайликлар. Дәрис давамида һесапларни ишлигән оқуғучиларға дүгләкчиләрни тарқитип олтириш.
ІҮ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Һөсни хәт минути. Математикилиқ диктант.
№ 1. Дүгләкчиләр арқилиқ қанчә ошуқ тоғрилиқ чүшиник бериш.
○○○○○○ ○ 7
4 3и кам
○○○○ ○○○
7-4
№ 3. Тахтида иш. Һесап түзүш вә уни алгоритм бойичә йешиш.
Бояқ-9
Өчәргүч-?, 4и кам.
Өчәргүч-?
Й: 9-4=5
Ж: 5 өчәргүч.
№ 4. Мустәқил иш. 4+1, 4+2, 4+3, 4+4, 4+5, 4+6. Орни алмаштуруш.
Сәгәһләндүрүш минути
Ү. Йәкүнләш қисми. «Ким тез һесаплайду?» оюни арқилиқ оқуғучиларға еғизчә һесапларни чиқиришни үгитиш.
ҮІ. Өйгә тапшурма бериш. № 2 һесап, 98-бәт.
Тәкшүрүлди:
Математика
Вақти:
79-дәрис.
Дәрис мавзуси: Қанчә қиммәт?
Дәрис мәхсити: А) Балиларға қанчә қиммәт? тоғрисида чүшиник бериш.
Ә) Ойлаш, пикир қилиш. һесаплаш, айрип елиш қабилийәтлирини риважландуруш. Б) Достлуққа тәрбийиләш.
Қоллинидиған усул: чүшәндүрүш, соал-жавап, көрситиш.
Дәрис түри: арилаш.
Көрнәклик: рәңлик сүрәтләр, дүгләкчиләр.
Дәрисниң бериши:
І.Уюштуруш қисми. Диққитини дәрискә жәлип қилиш, психологиялик тәйярлиқ.
ІІ. Өй ишини тәкшүрүш. № 2, 98- бәттики һесап.
ІІІ. Мәхсәт қоюш басқучи. Йеңи мавзуниң мәхситини ейтиш. Психологиялик тәйярлиқ. Дәрис давамида һесапларни ишлигән оқуғучиларға дүгләкчиләрни тарқитип олтириш.
ІҮ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Һөсни хәт минути. Математикилиқ диктант.
№ 1 Сүрәтләрни пайдилинип һесапниң чиқирилишини чүшәндүрүш. Алгоритм.
Б. чапини-7 тг-? қиммәт Б. чапини-7 тг.
А. чапини- 3 тг. А. чапини-3 тг.
Й: 7-3=4 Барлиғи-?
Ж: Байниң чапини 4 тг. қиммәт Й: 7+3=10
Ж: 10 тг.
«Ким тез хатани тапиду?» оюни арқилиқ Чебурашкиниң хатасини тепип һесапларни йешиш. Эстафета байрақчисини пайдилинип пәйдин-пәй йешиш.
№ 3 Мустәқил иш. 5+4, 4+5, 9-4, 9-5, Орни алмаштуруш.
Сәгәһләндүрүш минути
Егип белиңни
Созуп қолуңни,
Жүгрәп чиниқип,
Өсәр боюңни.
№ 4 1см+4см=5см Кесиндә сизиш. Мустәқил иш.
Ү. Йәкүнләш қисми. 100-бәттики логикилиқ һесапни сүрәтләрни пайдилиш арқилиқ йешиш. Йәкүнләш, баһалаш.
ҮІ. Өйгә тапшурма бериш. № 2 һесап, 99-бәт.
Тәкшүрүлди:
Ана тили
Вақти:
Дәрис мавзуси: 50-52-көнүкмиләр.
Дәрис мәхсити: а) Балиларға көнүкмиләрни орунлитиш.
ә) Балиларниң ойлаш, пикир қилиш, язма нутқини риважландуруш.
б) Адәмгәрчиликкә,әмгәккә тәрбийиләш.
Қоллинидиған усул: чүшәндүрүш, соал-жавап, көрситиш.
Дәрис түри: билимини тәкшүрүш.
Көрнәклик: рәңлик сүрәтләр, сигнал карточкилар.
Дәрисниң бериши:
І.Уюштуруш қисми. Диққитини дәрискә жәлип қилиш. «Светофор» оюни.
ІІ. Өй ишини тәкшүрүш. Шеирни сораш.
Һәммә яқни мамуқтәк,
Қаплавалған аппақ қар.
Шуңа қизиқ өткүзди,
Тәтилниму балилар.
Достлар билән топлишип,
Тағ бағриға бардуқ биз.
Чана ойнап қоғлишип,
Бәзән һерип қалдуқ биз.
Баһалаш.
ІІІ. Мәхсәт қоюш басқучи. Бүгүнки дәристә көнүкмиләрни орунлайсиләр. Һөсни хәт минути.
ІҮ. Билимини тәкшүрүш. 50-көнүкмә Мустәқил иш. Шәртини оқутуш. Қизларниң атлирини оқуш,боғумға бөлүш,нәччинчи боғумда кәлгәнлигини ейтқизиш, йезиш.
Алмихан,Асийәм,Патәм,Нурәләхан,Айтурған.
Сәгәһләндүрүш минути.
Бир,икки,үч
Биздә толған күч.
Отирайли турайли
Чирайлиқ қилип язайли.
52-көнүкмә Тахтида иш. Көнүкминиң шәртини оқутуш. Сөзләрни тахтиға яздуруш.
Балилар, бойиға, барди,Мурат,Савут,Махмут.
Ғунчәм,тәрди,Рустәм,Әркинләр.
Мақал
Арпа, қонақ аш болар,
Асримисаң,таш болар.
Ү. Йәкүнләш қисми. «Һәрипләр мусабиқиси» оюни .
А һәрипигә сөзлүк диктант
Ай, арпа,Айгүл,салам,чана.
ҮІ.Өйгә тапшурма бериш. 51-көнүкмә чүшәндүрүш.
Баһалаш.
Тәкшүрүлди:
Әмгәккә үгитиш
Вақти:31.01.15
Мавзу:Мөшүк ясаш
Мәхсити. 1.Оқуғучиларға қәғәз билән ишләш тоғрилиқ чүшиник бериш
2. Ойлаш қабилийитини риважландуруш.
3. Һайванатларни қоғдашқа тәрбийиләш.
Дәрис түри: йеңи дәрис.
Пайдилинидиған усул: чүшәндүрүш, соал-жавап, баянлаш.
Пәнләр ара бағлиниш: математика, тәсвирий сәнъәт
Көрнәкликләр: рәңлик қәғәз,сүрәтләр.
Дәрисниң бериши:
І Уюштуруш қисми:
Психологиялиқ тәйярлиқ:
ІІ Йеңи дәрискә мәхсәт қоюш
Балилар, бүгүн биз силәр билән қәғәздин бәдиий буюмларни модельлаш,оригами ишләшни давамлаштуримиз.
ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүш.
Қәғәздин бәдиий буюмларни модельлаш.Чүшәндүрүштин бурун қисқичә һайванатлар тоғрисида сөһбәт жүргүзүш.
1.Сөһбәт жүргүзүш.
Мөшүк дегән мөшүктә,
Көзи чашқан,төшүктә.
Қосақ тоқлап үзини,
Жуяр баш көзини.
Схема бойичә мөшүк ясаш.
Қәғәз билән ишләш йоллирини чүшәндүрүш...
Қәғәзни пүкләш арқилиқ фигуриларни көрситиш
Сәгәһлик минут
Техника ховупсизлиғи сақлаш тоғрисида чүшәнчә
IV. Йеңи дәрисни пишшиқдаш
1. Соал-жавап елиш
Оригами сөзи қандақ мәнани билдүриду?
Мөшүкниң нәқ тәсвири чиқиш үчүн,униң көзи билән бурнини немидин ясашқа болиду?
V. Бәкитиш
ҮІ.Өйгә тапшурма:94- бәтләр.
Тәкшүрүлди:
Әмгәккә үгитиш
Вақти:31.01.15
Мавзу:Күчүк шәклини қураштуруш
Мәхсити. 1.Оқуғучиларға қәғәз билән ишләш тоғрилиқ чүшиник бериш
2. Ойлаш қабилийитини риважландуруш.
3. Һайванатларни қоғдашқа тәрбийиләш.
Дәрис түри: йеңи дәрис.
Пайдилинидиған усул: чүшәндүрүш, соал-жавап, баянлаш.
Пәнләр ара бағлиниш: математика, тәсвирий сәнъәт
Көрнәкликләр: рәңлик қәғәз,сүрәтләр.
Дәрисниң бериши:
І Уюштуруш қисми:
Психологиялиқ тәйярлиқ:
ІІ Йеңи дәрискә мәхсәт қоюш
Балилар, бүгүн биз силәр билән қәғәздин бәдиий буюмларни модельлаш,оригами ишләшни давамлаштуримиз.
ІІІ. Йеңи мавзуни чүшәндүш.
Қәғәздин бәдиий буюмларни модельлаш.Чүшәндүрүштин бурун қисқичә һайванатлар тоғрисида сөһбәт жүргүзүш.
1.Сөһбәт жүргүзүш.
Мөшүк дегән мөшүктә,
Көзи чашқан,төшүктә.
Қосақ тоқлап үзини,
Жуяр баш көзини.
Схема бойичә күчүк ясаш.
Қәғәз билән ишләш йоллирини чүшәндүрүш...
Қәғәзни пүкләш арқилиқ фигуриларни көрситиш
Сәгәһлик минут
Техника ховупсизлиғи сақлаш тоғрисида чүшәнчә
IV. Йеңи дәрисни пишшиқдаш
1. Соал-жавап елиш
Оригами сөзи қандақ мәнани билдүриду?
Синипта көрүнүш уюштуруш.
V. Бәкитиш
ҮІ.Өйгә тапшурма:94-95 бәтләр.
Тәкшүрүлди:
Ана тили
Вақти:
Дәрис мавзуси: Тонур. 53-55-көнүкмиләр.
Дәрис мәхсити: а) Балиларға көнүкмиләрни орунлитиш.
ә) Балиларниң ойлаш, пикир қилиш, язма нутқини риважландуруш.
б) Әмгәккә тәрбийиләш.
Қоллинидиған усул: чүшәндүрүш, соал-жавап, көрситиш.
Дәрис түри : арилаш.
Көрнәклик: рәңлик сүрәтләр, сигнал карточкилар.
Дәрисниң бериши:
І.Уюштуруш қисми. Диққитини дәрискә жәлип қилиш. «Светофор» оюни.
ІІ.Өй ишини тәкшүрүш. 51-көнүкмә.
ІІІ.Мәхсәт қоюш басқучи. Бүгүнки дәристә көнүкмиләрни орунлайсиләр. Һөсни хәт минути.
ІҮ. Билимини тәкшүрүш. 53-көнүкмә Тахтида иш. Шәртини оқутуш. Ә тавуши бар алтә сөз ойлаш вә тахтиға йезиш. Нан сөзи билән икки- үч жүмлә түзүп йезиш.
Әмгәк,әлгәк,әтир,әтрап,әтә,әллик.
Апам тонурға нан яқти.
Тонур шеирини зәнжир бойичә оқутуш.
Тонур
Бардур тонур дәп ети,
Өзигә хас иззити.
Яққан нанни қизартип,
Пишәрмәктур хизмити.
Йегүң кәлсә иссиқ нан,
Аңа йеқин келиңлар.
Сиңип пишқан тоғачни,
Тартинмастин елиңлар.
54-көнүкмә Еғизчә иш. Оқутуш. Ядқа ейтқузуш.
Сәгәһләндүрүш минути.
Сөһбәтни оқуп чиқиң
-Кава дегинә
-Кава
-Тәнгә сап һава дава
-Саман дегинә
-Саман
Һорун балилар яман
Ү. Йәкүнләш қисми. «Смайликлар» оюни.
ҮІ.Өйгә тапшурма бериш. 55 –көнүкмә 31-көнүкмә, шеирини ядлап келисиләр.
Баһалаш.