Конкрет ,Абстракт исимлар Урок


«Еңбекші орта мектебі мектепке дейінгі шағын орталығымен» мемлекеттік мекемесі

Конкрет вә абстракт исимлар
Уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими Аметова Саламәтхан Нури қизи
Яркәнт шәһири
Дәрисниң мавзуси: Конкрет вә абстракт исимларДәрисниң мәхсити: 1.Конкрет вә абстракт исимлар
тоғрилиқ әтраплиқ чүшәнчә
бериш.Конкрет вә абстракт
сөзлириниң мәнасини чү-
шәндүрүш.
2.Саватлиқ, һөснилик йезишқа
адәтләндүрүш, ой-пикрини толуқ
йәткүзүшкә үгитиш.
3. Ана тили , дөләт тили вә башқиму
тилларға һөрмитини ашуруш ,алий
пәзиләтлик инсанни йетилдүрүш.
Қоллинидиған усул: Соал- жавап, чүшәндүрүш.Қоллинидиған көрнәкликләр:Дәрислик, тирәк схемилири, тест .Дәрисниң түри: сәяһәт
Дәрисниң типи: арилаш
Пән ара бағлиниш: география, қазақ тили,тарих,рус тили.Дәрисниң бериши:І Уюштуруш басқучи: Саламлишиш, синипта йоқларни
бәлгүләш, оқуғучиларниң диқ-
қитини дәрискә жәлип қилиш.
-Балилар , бүгүн биз силәр билән чоң бир сәяһәткә атлинимиз. Сәяһитимизниң йолини вә мәхситини ениқлаштин бурун биз силәр билән қанчилик дәрижидә гезит оқуймиз, болуватқан йеңилиқлардин қанчилик хәвәрдар екәнлигимизни байқап көрәйли.
Өткән жили вә бийил Қазақстан жумһурийитиниң тарихида қандақ вақиәләр йүз бәрди?
/Оқуғучилар жаваплири. ЕБҺТ саммити өтти вә 30-январь 6-февраль арилиғида VІІ қишлиқ Азия оюнлири өтти./
-Дурус, алдимизда қандақ сәнәләр күтүп туриду?
/Жумһурийитимизниң мустәқиллик алғиниға 20жил толиду/
Мошу сәнәгә бағлиқ бийилқи жил мустәқилликниң 20жиллиғи дәп елан қилинди.
Сәяһитимиз Яркәнт-Астана дәп атилиду. Чүнки алдимизда чоң мәйрәм тойланғиливатиду. Шу мәйрәмгә бизму барайли.
Яркәнттин чиқип Астанаға йәткичә йол узақ, йол бойи бизгә дәрисимиз бойичә тапшурмилар тәйярланған , шу соалларға жавап берип көзлигән пәллимизгә аман-есән йетип барайли.
Хәритигә қарайли ,немә үчүн шәһәрниң ети йезилған дүгләкчиләрниң ичи һәр хил рәңдә боялған?
--Мошу соалларға жавап берип олтуруп Балхашқа йетивалайли.
/ Оқуғучилар жаваплири/
Балхаш көк рәң билән йезилипту, чүнки балхаш көли бар.
Қарағанда қара рәң билән йезилипту, у йәрдә көмүр кани бар.
Темиртау сус қара рәңдә йезилипту, у йәрдә көмүр һәм доломит бар.
--Балхаш бизни өй тапшурмисиға берилгән соаллири билән күтүп турупту.
Балхаш
Сөз түркүмлири дегинимиз немә?
Уйғур тилида қанчә сөз түркүми бар?
-Исим дәп қандақ сөз түркүмини атаймиз? Соаллири қандақ? Шәйи дегән йеңи сөз билән тонуштуқ, у қандақ мәналарни билдүриду?
адәм ШӘЙИ нәрсә
һадисә
333-көнүкмидики исимларни тепип соаллири билән оқайли.

Қарағанда
Балилар өй тапшурмисиға яхши тәйярлинип кәптимиз.Тапшурмиларға сүрүнмәй жавап берип Қарағандиғиму йетип кәлдуқ.
А л м А
Д У т а р
с Ә р А
к ө М ү р
№1
№2
Ә й н ә К
Қ а з а Қ
И л И
т о Л а
№1 №2
Мевә түри Чач тариғанда қараймиз
Саз әсвави Дөләт тили
Йеза сөзиниң мәнадаш сөзи Дәрия нами
Қарағанда немигә бай? Нурғун сөзигә мәнадаш
сөз
Мошу икки сөзниң пәрқи барму ? Соал қояйли.
/Ким? Немә?/
Йәнә қандақ пәрқи бар? Төвәндики мошу қатарлиқ бир түркүм сөзләрни оқуп көрәйли.
Бала, дәптәр, қәләм, саат, анар, китап.
Әқил, ой, яхшилиқ, қайғу, муң, хиял.
Яхшилиқ қилиш мәртниң иши,яманлиқ болса намәртниң.Асим йоқитивалған китавини тепивалғиниға хошал болди.
Қени, әнди өзимиз қаидә чиқирип көрәйли.
Биринчи қурдики сөзләр қол билән тутушқа болиду, көз билән көрүшкә болиду, әнди иккинчи қурдики сөзләр көз билән көрүп қол билән тутушқа болмайду.
Темиртау
Мавзуни мустәһкәмләш.
Конкрет вә абстракт сөзлири бизниң тилимизға қайси тилдин киргән?
Мошу мавзуни силәр башқа пәнләрдә өттүңларму? Мәсилән қазақ тилида исим қандақ атилиду? Конкрет вә абстракт исимларчу?
/пән ара бағлиниш/
336-көнүкмигә қарайли, Конкрет исимларни бир бөләк абстракт исимларни бир бөләк язимиз.
/Фонетикилиқ тәһлил/
Көнүкмини орунлиғандин кейин өз алдиға дәрижилик тапшурмилар бойичә иш беримән.
Дәрижилик тапшурмилар
І
Ата-ана, Вәтән тоғрилиқ мақал ейтиң вә сөзләрни қазақ тилиға тәржимә қилиң!

ІІ
Ой, хиял сөзлири билән жүмлә ойлаңлар вә сөзләрни қазақ тилиға тәржимә қилиңлар!

ІІІ
Ким? дегән соалға жавап болидиған 3 сөз, Немә? дегән соалға жавап болидиған 3 сөз ойлаңлар!

Оқуғучиларниң билимини баһалаш вә өйгә тапшурма бериш. –бәт 337-көнүкмә