уй?ур тили Мавзуси: К?н?км? орунлаш


Уйғур тили 3 –синип Тәкшүрилди;
Дәрисниң мавзуси Көнүкмә орунлаш 192-195 көнүкмиләр
Асасий мәхсити Көнүкмә орунлитиш арқилиқ оқуғучиларниң әгәшмә мүчиләр тоғрилиқ чүшиниклирини ашуруш
Вәзипилири Тапшурмиларни орунлитиш арқилиқ ойлаш, әстә сақлаш, қизиқиш қабилийәтлирини ашуруш
Жүмлини дурус қураштурушқа, дурус сөзләшкә вә дурус йезишқа адәтләндүрүш
Өмлүккә, достлуққа тәрбийиләш
Күтилидиған нәтижә Әгәшмә мүчиләр тоғрилиқ чүшүнүклири мукәмәллишиду.
Баш мүчә билән әгәшмә мүчиләрни соал қоюш арқилиқ ажритип елишни билиду.Топ билән өмлүшүп ишләш маһарәтлири ашиду.
Иш-һәрикәт түрлири Топларға бөлүш, формативлиқ баһалаш
Әхбаратлиқ қураллар Слайдлар,интерактивлиқ тахта
Дәрискә кириктүрүлгән модуллар
Оқутуштики вә оқуштики йеңи услуб амиллар
Тәнқидий жәһәттин ойлаш
Оқутуш үчүн баһалаш вә оқушни баһалаш
АКТ ни қоллиниш
Талантлиқ вә қабилийәтлик балиларни оқутуш
Оқуғучиларниң яш өзгичилигигә асаслинип
оқутуш
Оқутуштики башқуруш вә көшбашчилиқ
Дәрисниң бериши
Дәрис пәйтлири Муәллим иш-һәрикити Оқуғучи иш-һәрикити
Психологиялиқ тәйярлиқ
Релаксация
Уюштуруш қисми
Йеңи дәрисниң мәхситини чүшәндүрүш Топларға бөлүмән
1-топ жүмлә мүчилири
2-топ Баш мүчиләр
3-топ Егә
4-топ Хәвәр
5-топ Әгәшмә мүчиләр
Юлтузчиларни тарқитиш арқилиқ топ башчилирини сайлаймән.
Баһалаш варақчилирини тарқитимән
Балилар, бүгүн биз әгәшмә мүчиләр тоғрилиқ алған билимлиримизни пишшиқдаш мәхситидә көнүкмиләрни орунлаймиз Стикерлар арқилиқ бөлүниду.
Билиш Тест варақчилирини тарқитимән
1 Жүмлиниң егисини тепиң
Мән мәктәпкә бардим
А мәктәпкә
В мән
С бардим
2 Егиниң соалирини тепиң
А ким? Кимләр? Немә? Немиләр
В қандақ? қайси?
С немидин?кимдин?
3 Хәвәрни тепиң
Алийәм уссул ойниди
А уссул
В ойниди
С Алийәм
4 Әгәшмә мүчиниң соаллирини тепиң
А қәйәрдә? қәйәрдин?
Ә ким? немә?
С немә болди? немә қилди?
Тестниң дурус жаваплирини тахтида көрситимән Тестларни йешиду Саат тили бойичә бир-бириниң варақчилирини алмаштуруп тәкшүриду.
Баһалайду.
Чүшиниш Ай-күнни яздуримән
Жигирмә үчинчи декабрь
Синип иши
Кк
192- көнүкмә. Оқуңлар. Қачан? Қандақ? Қәйәргә? Қәйәрдә? Қәйәрдин? дегән соалларға жавап беридиған сөзләрни тепиңлар
Алмутиға йәр шариниң һәр хил шәһәрлиридин тижарәтчиләр келиду. Улар көплигән завод, фабрикиларда мәһсулат чиқиришқа ярдәм бериду.
Алмутиниң әжайип чирайлиқ мәнзириси билән тонушиду. Болупму Чимбулақ, Медев охшаш йәрләрдә дәм елишни яхши көриду. Алмута гөзәл шәһәр.
Әгәшмә мүчә дегинимиз немә?- дегән соал қойимән Кк тавушиға сөз ойлайду.
Жүмлини оқуп тапшурмини орунлайду.
Қачан? Қандақ? Қәйәргә? Қәйәрдә? Қәйәрдин? дегән соалларни вә шу соалларға жавап беридиған сөзләрни қазақ вә рус тилиға тәржимә қилиду.
Орунлиған көнүкмидин қаидә чиқириду
Қоллиниш 193-көнүкмә.Жүмлиләрни көчирип йезиңлар. Әгәшмә мүчиләр қайси сөзләргә бағлинип кәлгән,соал қоюп, ениқлаңлар.
Бәш алтә оқуғучиға дәрижилик карточкилар тарқитимән
А категорияси сериқ рәңдә
В категорияси йешил рәңдә
С категорияси қизил рәңдә Интерактивлиқ тахтида орунлайду
Карточкилар билән ишләйду.
Сәргитиш пәйтти.
Анализ 194-көнүкмә
Чапсан, таққа, Чонжидин, Ақсуға, базарға, достумдин дегән сөзләрни жүмлә ичигә кәлтүрүп жүмлә түзүңлар. Сөзләрни тарқитип беримән. Топ билән ишләйду. Оқуйду.
Синтез
Постер.Йеңи жил мавзусиға мәтин түзиду
Баһалаш Келишимән. Қобул қилимән. Баһалиғучи баһалаш варақчилирини тапшуриду.
Орунлап келишкә тапшурма 195-көнүкмә
Қадиләрни ядлап келиш
Күнднлүклиригә йезивалиду
Рефлексия Кәйпиятини смайликлар арқилиқ ениқлаймән. Светофор
Йешил чүшәндим
Сериқ чүшәндим бирақ толуқ әмәс
Қизил чүшәнмидим