Классный час на тему «Алтун к?з»


Дәрисниң мавзуси: «Алтун күз»
Дәрисниң мәхсити: Күз пәсли, күзниң әһмийити тоғрилиқ
чүшәнчә бериш. Шеирларни ипадилик
оқуп, өз алдиға пикир қилиш
қабилийитини риважландуруш.
Қоллинидиған усул: арилаш
Қоллинидан қураллар: пәсилләр буклети, әмгәк қәһриманлириниң сүрәтлири.
Әмгәк қилсаң еринмә,
Һорунлуққа берилмә.
Әмгәк билән әр көкирәр,
Ямғур билән йәр.
Йәр деханниң жени, су-қени,
Хәлиқ байлиғи-йәр билән су.
Киришмә: Бу қайси пәсилдә болиду?
Йәр беғирлап,
Булутлар қаплап
Нәм туманлиқ басиду
Чөп сарғийип
Рәңги кетип
Дала өңи қачиду.
Бу күз пәслидә болиду.
Муәллим:
Балилар бүгүн биз «Алтун күз» намлиқ синип саатимизни башлаймиз.
Һәр пәсилниң өзигә хас гөзәллиги болғинидәк күзму әң гөзәл пәсилләрниң бири. Күзниң дәсләпки ейидила оқуш башлиниду. 22-сентябрьда болса тил мәйрими нишанлиниду. Күз келиши билән соғ чүшүп, ямғур тола яғиду. Мевиләр, ашлиқлар жиғилип дәл-дәрәқләр әтрапни сериқ либасқа пүркәйду. Күз молчилиқ шуниң үчүн күз пәслини «Алтун күз» дәп атилиду.
Һәр бир пәсил өзичә есил
Бөлүнүшкән тәң
Мәзмунлири кәң
Һәр бир үч ай
Күнләр ақар сай
Өтишәр аста
Арзу һәвәстә
Қараң гүл баһар
Миң пәзиләт бар
Қуяш күлсә саз
Пишириду аз
Күз кәлгән чағда
Мевә мол бағда
Қиш пәслидә бағ
Либаси аппақ
Өтүп төрт пәсил
Балилар йеңи жил
Демәк төрт пәсил
Өзичә есил.
Яркән тәвәсидә көмүқонақ көп өстирилиду. Мәрийәм Ниязова, Адаләт Зайнавдинова, Күләш Айтжанова, Дилбирим Сасиқовалар көмүқонақ өстүрүп, пәрвиш қилишта еринмәй әмгәк қилип, «Әмгәк қәһримани» унваниға егә болди.Биз әмгәк қәһриманлиримизни һөрмәтләймиз. Шулардәк Вәтинимизгә хизмәт көрситишимиз керәк.
Мал йеми дәп көмуқонақ
Сән көзүңгә илмайсән
Мән ейтай, дост қулақ сал
Дан қәдрини билмәйсән
Ечилғанда көрдуңму
Жала охшаш пөпүги
Жәлип етәр көзүңни
Қизил ала ипиги
Көрсәң уни тошқанда
Үнчә охшаш денини
Алтундәк боп пишқанда
Йәп көрсәңдин ненини
Ойлимай дост сөзләйсән
Мал йеми дәп көмүқонақ
Жуңи кийим-сүт тамақ
Малдин чиқар гөшқаймақ
Ата боваң қәдрини
Сәндин бурун көп билгән
Үнчә мажан таш екән
Қанақ териқ аш екән
Хәлиқ тибабәтчилигидә уйғурлар қедимдин алма қеқини қайнақ суға чилап, /алма қеқиниң сүйи/ беғир, мейә жүрәкни қувәтләш үчүн ишлитип кәлгән. Қуруқ йөтәлни давалаш мәхситидә яш алмини қайнитип, пиширип йегән. Кәчки тамақниң орнида алма йесә, адәм ахшими йеник вә хәтиржәм ухлайду. Алма йопурмиғида С витамини бар. Күздә дәл-дәрәқләр йопурмиғи узақ вақит чүшмисә қишта анчә соғ болмайду дәйдекән.
Йәкүшләш.
«Билал-Назим намидики оттура мәктәп мәктәп йенидики ихчам мәркизи билән» коммуналлиқ
мәмликәтлик мәһкимиси
Алтун күз.
Илямова В.Х.
Яркәнт шәһири