Конспек по уйгурскому языку на тему к?н?кмил?р орунлаш



14.01.15 Уйғур тили 7-синип
Дәрисниң мавзуси Көнүкмиләр орунлаш (Ярдәмчи сөзләр)
Дәрислик вә қошумчә әдәбият Уйғур тили С.Аминов
7-синип О.Жамалдинов
Асасий мәхсити Ярдәмчи сөзләрни әскә чүшириду
Тапшурмиларни орунлайду.Мисаллар кәлтүрилиду.
Көнүкмиләрни орунлайду.
Оқуш нәтижиси Еғизчә вә язмичә нутқи риважлиниду
Саватлиқ йезишқа вә өз алдиға мустәқил ишләшкә атәтлиниду.
Ярдәмчи сөзләр бойичә билимлирини мустәһкәмләш
Асасий идеялар Ярдәмчи сөзләр бойичә алған билимлирини пишшиқдаш вә йәкүнләш
Оқуш усуллири Чүшәндүрүш,
көрситиш Усули 1.Синиптики бирләшкән иш
2.Мустәқил иш
3.Йәккә иш
4.Жүп билән иш
Дәрислик билән иш,
йезиш,испатлаш,дәрис
оқуш,сөһбәтлишиш Көзләр 7 синип дәрислиги 93-99-бәтләр көнүкмиләр вә тапшурмилар
Типи Пишшиқдаш вә йәкүнләш
Технология 7модульниң элементлириТапшурмилар 1-тап.Мәтин билән иш.
2-тап. Тапшурмиларни орунлаш
3-тап.Көнүкмиләрни орунлаш
Жабдуқлар 6.1.38
Музапарова Гулинур Тилвалдиевна
Һ.Искәндәров намидики оттура мәктивиниң уйғур тили вә әдәбияти пәни муәллими

Дәрис бойичә муәллим билән оқуғучиниң иш- һәрикити:
Психологиялиқ әһвал
Һазир 2015-ж, жил беши.Жилниң бешидила бизгә утуқлар вә бәхит елип кәлсун.Меһманлиримизға йеңи жилда бирдин тиләк ейтип өтәйли.
1.Синипни уюштуруш
4.Йеңи мавзуниң мәхсити:
1. Мәтин билән иш.
2. Тапшурмиларни орунлаш
3. Көнүкмиләр орунлаш
3.Билимлирини тәкшүрүш: ярдәмчи сөзләр бойичә
Қизиқишини ашуруш «Ким билиду?» оюни арқилиқ
Ярдәмчи сөзләр жүмлидики хизмитигә қарап 3 түргә бөлүниду
Ярдәмчи сөзләр:бағлиғучилар,уланмилар, тиркәлмиләр.
Ярдәмчи сөзләр ялғуз турғанда мәна аңлатмайду
Өз алдиға жүмлә мүчиси болалмайду
Соаларға жавап бәрмәйду
Ярдәмчи сөзләр лексикилиқ мәна аңлатмайду
Сөз вә жүмлиләрни бир-бири билән бағлап келидиған сөзләр
Бағлиғучилар ярдәмчи сөзләргә ятиду
Бағлиғучилар сөзләрни, сөз бирикмилирини вә қошма жүмлиләр тәркивидики аддий жүмлиләрни өз ара бағлап келиду
Бағлиғучилармәнасиға қарап бәшкә бөлүниду.
Бириктүргүчи, қарму-қарши, айриғучи, сәвәп-нәтижә, изаһлиғучи
Бириктүргүчи бағлиғучилар:вә,һәм,билән
Қарму-қарши бағлиғуилар:амма,лекин, бирақ
Айриғучи бағлиғуилар:йә.яки,гаһ
Сәвәп-нәтижә бағлиғуилар:чүнки,шуңлашқа,сәвәви
Изаһлиғучи бағлиғуилар:һәтта,униң үстигә,бәлки
6. Йеңи мавзу бойичә билимини ениқлаш:
Эпиграф: «Адәмгә икки нәрсә тирәк, бири – тил, иккиничиси - жүрәктики дилиң»
Й.Х.Һажип
Мәнасини ечиш
1-тап.Тапшурмиларни орунлаш
1. Үч тилда ярдәмчи сөзләрни ейтип бәр
Служебные части речи шылау Ярдәмчи сөзләр
союзы Жалғаулық шылау Бағлиғучилар
чатицы Демеулік шылау Уланмилар
предлоги Септеулік шылау тиркәлмиләр
2. «Маңа көрсәт» Икки нәрсини тап. Ярдәмчи сөзләрни тап, ләвләшкән созуқ тавушларни тап
Биз бу таамни меһманлар үчүн тәйярлидуқ.
Сән мәктәпкә барамсән яки өйгә барамсән?
3.Даналарниң сөзлиридин ярдәмчи сөзләрни тап вә әдипләр ким?
Қәләм әл түзәйду һәм ғәзнә топлайду Й.Х.Һажип
Бәхитниң бәлгүси-билим вә әқилдур. М.Қәшқәрий
Й.Х.Һажип дөләт әрбаби, атақлиқ шаир, шеирийәтниң ақсақали, данишмән алим
М.Қәшқәрий талантлиқ, тарихий шәхс,атақлиқ шаир, тилшунас алим
4. Жүмлиләрдин ярдәмчи сөзләрни тап,қанчә кәң созуқ тавуш бар?
Сөзләр көп йезилипту, бирақ мәзмуни анчә ечилмапту.
Сән бу шеирни билмисәңчу?
5. «Айрип бәр» бағлиғучиларни айрип бәр вә ярдәмчи сөзләргә мақаллар яз
Бирақ, вә, гаһ, амма,һәм, лекин, йә,билән, яки.
Бириктүргүчи бағлиғучилар:вә,һәм,билән
Қарму-қарши бағлиғуилар:амма,лекин, бирақ
Айриғучи бағлиғуилар:йә.яки,гаһ
Яхши аш үстигә келәр,яман ғевәт-үстигә.
Тил билән тамақ қеримас.
6.Бағлиғучи,тиркәлмә вә уланмини тап
Падиша тамамән әйши ишрәт билән болуп, бизниң турмушимиздин хәвәрсиз қалмақта,шуниң үчүн турмушимизни баян қилип,алван ясақни йениклитиш һәққидә илтимас қилайличу.
7.Мәтиндин ярдәмчи сөзләрни тап вә қимниң әсәри
Мениң дадам отунчиларниң бири еди. Қишниң әжайип бир соғ күнлиридә әтиси сәһәр туруп,таң нурлири йеңи йейилғанда, ешигини минип яки ешәкни чанисиға қетип, таққа отунға кетәтти.Мән анам билән байиқи өйүмиздә қалаттим.Таң атқандин кейин чай қайнитидудә вә мени охитиду.
Ө.Муһәммәдий. «Еғир күнләрдә»
8.Ярдәмчи сөзләргә мәтин түзүш
2-тап. Көнүкмиләр орунлаш
210-көнүкмә. Бағлиғучилардин пайдилинип жүмлә түз
Һәм-бириктүргүчи, яки-айриғучи, бирақ-қариму-қарши, шуңлашқа-сәвәп-нәтижә,йәни-изаһлиғучи
211-көнүкмә.Бағлиғучиларни тап вә түрлирини ейтип бәр.
Гаһ,лекин,бәлки,һәм,һәтта,йә,вә,лекин,пәқәт,йә,яки.
212-көнүкмә. Көп чекитләрниң орниға керәклик бағлиғучиларни қой.
Йә,бәлки,чүнки,пәқәт,һәтта,билән.
Ой қозғаш «Ким чапсан» оюни арқилиқ.Тахтиға көп ярдәмчи сөзләрни йезиш керәк,вақит берилиду
рефлексия арқилиқ
8.Баһалаш: баһалаш вариғи арқилиқ
Кейинки орунлинидиған тапшурма:
1. Тәкрарлаш.
2. Уланмилар