Урок по технологии на тему : Монча?тин к?мп?т сол?уч то?уш (9 класс)
Дәрисниң мавзуси: Мончақтин кәмпүт салғуч тоқуш
Дәрисниң мәхсити: Билимлик оқуғучиларға мончақ тоғрисида чүшәнчә бериш,кәмпүт салғуч тоқушни үгитиш.
Тәрәққий әткүзүш: Оқуғучиларниң ой-пикирини әркин ейтишқа,өз алдиға ишләшкә үгитиш.
Тәрбийәлик: Оқуғучиларни чевәрликкә,сәрәмжанлиққа,чаққанлиққа,мустәқил ишләшкә тәрбийәләш.
Дәрис түри: арилаш
Дәристә колинилидиған усул: чүшәндүрүш,соал-жавап,демонстрация,әмәлий иш.
Дәристә қоллинидиған көрнәкликләр: слайдлар,мончақтин ясалған буюмлар.
Дәристә қоллинилидиған қурал-жабдуқлар: мончақ, жилка қайча.
Дәрисниң бериши:
І Уюштуруш қисми
а) Саламлишиш
б) Оқуғучиларни топқа бөлүш.
в) Оқуғучиларниң диққитини дәрискә жәлип қилиш,психилогиялиқ тәйярлиқ,топларниң бир-биригә тиләкләр ейтиши.
ІІ Өй тапшурмисини сораш
Мончақниң келип чиқиш тарихи.
ІІІ Йеңи мавзуни чүшәндүрүш
Мончақтин ясалған буюмлар
Мончақниң келип чиқиш тарихи
Мончақтин кәмпүт салғуч тоқуш
Қурал-жабдуқлар
Технологиялик карта
Сүрәт билән модельлаш
Техникабехәтәрлиги
1. «Мончақтин ясалған буюмлар» слайд билән иш
2. «Сүрәт билән модельлаш» фото сүрәтләр
3. Қурал-жабдуқлар
4. Техника бехәтәрлиги
а) Жилка вә қайча билән ишлигәндә техника бехәтәрлик қаидилирини сақлаш керәк.
б) Әмәлий ишни орунлап болғандин кейин иш орнини рәткә кәлтүрүш.
5. Технологиялиқ карта
Ишниң орунлиниш рети Керәклик қурал-жабдуқлар
Жилкиға 6 мончақни өткүзүп,ахирқи мончақниң төшүгидин жилкини айландуруп өткүзиду. Жилка,мончақ
Биринчи йолини йәнә бир қетим тәкрарлаш Жилка,мончақ
Һәр бир мончаққа 5 мончақтин қошуп,икки қур дүгләк тоқулиду. Жилка, мончақ
4 мончақтин үстигә көтирип,икки қур тоқулиду. Жилка, мончақ
Жилкиниң чини тартип,бағлап қайча билән кесилиду. Жилка,мончақ,қайча
IVӘмәлий иш
Топларниң өз алдиға ишлиши
V Баһалаш
Топларни баһалаш
VIӨйгә тапшурма бериш
«Мончақтин кәмпүт салғуч тоқушни» давамлаштуруп келиш.