Конспект урока по познанию мира во 2 классе по теме «Воздух и его свойства»


Конспект урока по познанию мира во 2 классе
Автор: Тохтахунова Гульмира Жайруллаевнаучитель начальных классов первой категории
КГУ ШГ №153 г. Алматы
Описание: предлагаю вашему вниманию конспект урока по познанию мира во 2 классе по теме «Воздух и его свойства», который может быть полезен для учителей начальных классов с уйгурским языком обучения. Урок построен по методу Блума (класс- лаборатория, дети – ученые, учитель – руководитель исследовательской деятельности), в которой дети с удовольствием принимают участие: проводят опыты, записывают результаты наблюдений. А значит, легко усваивают изучаемый материал.
Дәрис мавзуси: Һава. Һаваниң хусусийити
Дәрис мәхсити: һава-һаятлиқ егилириниң барлиғиға керәклигини вә униң хусусийәтлирини чүшинип елиш
Күтүлидиған нәтижиләр:
Билип алиду: һаваниң барлиқ бошлуқта барлиғини, униң хусусийәтлириниң һаятимизға тәсирини
Риважлиниду: ойлаш, пикир ейтиш, тәһлил қилиш, хуласиләш маһарити, қоршиған әтрапни пән арқилиқ үгиниш
Тәрбийилиниду: бир-бирини һөрмәтләш, топ ичидә ишләш, тәбиәт жисимлирини сақлаш
Дәрисниң бериши:
Дәрис этаплири Муәллимниң иш-һәрикити Оқуғучилар иш-һәрикити Баһалаш
Уюштуруш қисим Психологиялик жәмлиниш. Колаборатив. вәзийәт қуруш
Келиңлар балилар, қоллар тутушуп, Достлуқ, бирликтә биллә чамдишип
Дүгләк шәкиллик чәмбәр түзәйли Утуқлуқ болушқа қәдәм ташлайли. Икки топқа бөлүнүп, бир-биригә қариму-қарши туруп, изгү-тиләк. ейтиду. Өй иши
Билими
Тонуйду, есиға алиду, ейтип бериду, тәсвирләп бериду, әкис етиду, тәкрарлайду.
Тапшурмини орунлаңлар
1.Соалларға жавап бериңлар.
Упуқ дегинимиз немә?
Упуқ сизиғи дегиниз немә?
Упуқниң нәччә тәрипи бар?
Упуқ тәрәплирини өлчәйдиған қурал?
Тәбиәт бәлгүлири билән упуқ тәрәплирини ениқлаш мүмкинму?
2.Орунлаңлар.
Упуқ тәрәплириниң орунлишишини пайдилинип төвәндә берилгән планни сизиңлар. Планда шәртлик бәлгүләрни пайдилиниңлар.
Планниң шимал тәрипидә арилаш орман, шәриқ тәрипидә турушлуқ өйләр вә яғачлиқ көрүги бар дәрия, жәнубида мевилик бағ, ғәриптә пичәнлик орунлашқана болсун. Өз алдиға жавап бериш
Топлуқ иш «5»-бәлгүләр өз орнида
«4»-бәлгү алмишип қалди
«3»-бәлгү өзгәртилди, өз орн. әмәс
«2»-бәлгүләр билмәйду
Билимини ениқлаш.
Чүшиниш вә пайд-ш. Орунлайду, пайд-ду, һесаплайду, қураштуриду, пәрәз қилиду, әкис етиду, көрситиду,чүшән-ду, планлайду «Мейигә һужум» усули.
Һекайини тиңшаңлар. Соалға жавап ейтиңлар.
Бәхтияр йәкшәнбә күни аписиниң өрүктин қилған мураббисини алдиға қоюп иштәй билән нанға тәккүзүп йәвататти. Татлиқ мураббиниң пуриғи һәриләргә чапсанла йәткән охшайду. Улар бириниң кәйнидин бири учуп келишкә башлиди. Мураббини ләззәтлинип йәватқан Бәхтияр әнди беарам болушқа башлиди. У жозиниң булуңида турған стаканнни алдидә, чаққанлиқ билән бир һәрини тутуп, стаканни дүм қилип солап қойди. Шу чағда ағиниси Садирниң оюнға чақирип турғанлиғини көрүп һәрини унтуп, талаға чиқип кәтти. Чүш болғанда қайтип кирип, стакан ичидики һәригә көз салди.
Соал:
Һәригә немә болди? Немишкә? Бәхтияр немини дурус қилмиди?
Немишкә? Мәхсити:
Бурунқи билимини әкис әттүрүш арқилиқ йеңи мавзуға мәхсәт қоюшни үгиниш. Дәрискә, пәнгә қизиқишини ашуруш Һәр бир дурус жавапқа фишка берилиду.
Мавзу үстидә иш.
Тәһлил қилиш.
Селиштуруш, мувапиқлаштуруш, айрип елиш, таллап елиш, тонуп елиш, тәжрибә жүргүзүш Демәк, стакан ичигә көмүрүлүп қалған һәрә һаваниң йетишмигәнлигидин өлүп кәтти. Бу һавани әң биринчи хусусийити.
Дәптәргә: һава һаят кәчүрүш керәк.
Һаваниң йәнә башқа хусусийәтлири барму? Билгиңлар келәмду?
Ундақ болса берилгән тапшурмиларни орунлап көрүңлар
1-топ-қәнт вә стакан су(барлиқ йәрдә һава барму?)
2-топ-шарни көптирип, ичидин чиқириду
3-топ-доп билән тәжрибә 36-б
4-топ- шам сүрәтлири билән тәжрибә 37-б
5-топ-берилгән сүрәтләрни бояңлар.
6-топ-һавани пураңлар. Әтир чечилғандин кейин пураңлар Топ ичидә берилгән тапшурмилар бойичә һаваниң хусусийәтлирини ениқлап чиқиду. Күтүлидиған нәтижә:
1-топ-һава барлиқ йәрдә
2-топ-һава һәрикәтлиниду
3-топ-һава сиқилиду
4-топ-от көйдүриду
5-топ-һава рәңсиз
6-топ-һава пурақсиз Ясалған сүрәтлирини баһалаш. Берилгән соалларға жаваплирини баһалаш
Чүшән. ениқлаш.
Баһалаш. Чиқирилған хуласиләрни баһалаш, тәкшүрәш орунлиниду Һаваниң хусусийәтлири қараштуруп чиқайли. Уларниң барлиғини биз синап көрдуқму?
Һава көрүнмәйду, барлиқ йәрдә бар
Һава һәрикәтлиниду
Һава сиқилиду, кәңийиду
Һава отни көйдүриду
Һава рәңсиз
һава пурақсиз
Һава дәмсиз
Һава шәкилсиз
Тапшурмини орунла.
Ағзиңларға һавани толтуруп елиңлар. Һаваниң дәминиң қандақ екәнлигини ейтиңлар.
2.Қолуңларға китавиңларни елиңлар. Әнди қолуңларға һавани елиңлар. Китапниң шәклини ейтиңлар. Һаваниң шәкличу? Синип билән бирликтә тәкшүрәш
Пишшиқдаш
Яритиш
Елинған билим арқилиқ йеңилиқ яритиш Мошу жәдвәлни пайдилинип, дәптириңларға һаваниң хусусийәтлиригә ятидиған жүмлиләрни көчирип йезиңлар. Хаталарни дуруслаңлар
Һава өсүмлүк, һайванат вә адәмгә яшаш үчүн һажәт. Һәр қандақ нәрсидә, жайда һава бар. Һава көзгә көрүниду. Һаваниң пуриғи татлиқ вә аччиқ болиду. Һава дүгләк шәкилгә егә. Һава иссиқни сақлайду. Һава отни көйдүриду. Һава сиқилиду вә кәңийиду. Һава һәрикәтлиниду. Хуласиләр:
Һава дәмсиз
Һава шәкилсиз
Рефлексия Мавзуни чүшәнгиниңни смайликлар билән баһала Йешил-мавзуни өзләштүрдим, кәйпиятим үстүн
Сериқ-қошумчә тәкралишим һажәт, бирақ өз ишимдин разимән
Қизил-жавап беришкә қийнилимән
Өй иши 35-37б мәтинләрни оқуп, үгән.