Презентация по истории Казахстана на тему Улу? Ип?к йолини? тарихий ??мийити
Мавзуси: Диний экстремизмға йол йоқ! Мәхсити:1.Экстремизм, терроризм, радикализм терминларға чүшәнчә бериш. Қазақстан Жумһурийитиниң терроризм билән қарши күришиниң һоқуқлуқ асаслири , һазирқи күндики әһвал тоғрисида мәлумат бериш. 2. Оқуғучиларни мәтбуат вә интернет материаллирини пайдилинишни, тәһлил қилишқа үгитиш. 3. Келәчәк әвлатни течлиқ өмүр сүрүшкә, диний саватлиққа, һазирқи күндики һәтәр кәлтүрдиған уюшмилардин сақлинишқа тәрбийәләш. Түри: дүгләк үстәл Усули: соал-жавап, сөһбәт Көрнәкликләр: видеоролик "Қурбандар", слайд-презентация "Террористик вә экстремистик һәрикәтләр вә уюшмилар"
Бериши
І Уюштуруш қисми ІІ Асасий қисми Кәлгән меһманлар билән тонуштуруш, түзүлгән план билән тонуштуруш 1.а/ Видеоролик "Қурбандар" көрситиш б/ Экстремизм дегән немә? Экстремизмниң асасий бәлгүлирини қандақ билип, ажритимиз? 2. Бүгүнки күндә қелиплашқан әһвалниң сәвәплири немидә? 3. Елимиздә диний экстремизм билән күрәш жүргизидиған қандақ органларни билисләр? 4. Диний экстремизм вә униң алдини елиш үчүн немә қилиш керәк? ІІІ Хуласә
Киришмә сөз: динтонуш асаслири пән муәллими З.А.Хайруллаева - Һөрмәтлик меһманлар, ата-анилар вә оқуғучилар. Бүгүн биз "Диний экстремизмға йол йоқ!" намлиқ 9-11 синиплар арисидики дүгләк үстәлгә баш қошуп олтиримиз. Жәмийәтниң әң назук йери бу дин. Яшлиримизда диний саватлиғи начар болғанликтин түрлүк сектилар тәркивигә кирип кетиватиду. Бүгүнки "Диний экстремизмға йол йоқ!" намлиқ дүгләк үстәл жүргүзүш һазирқи күндә жәмийәтниң, мәмликәтниң әң асасий мәсилисигә айланмақта. Дүгләк үстәлгә қатнишип, оттуриға өз ой-пикирлиримизни ташлайлуқ. Ислам әрәп сөзи, Аллаға бойсунуш дегән мәнани билдүриду. Ислам дини VІ әсирдин Әрәп йеридә тарилишқа башлиди, Ислам дини әләмдә 1,3 миллиард әдәм тутиду вә Ислам дини дөләт дини дәп елан қилған әлләрму бар. Ислам дини адәм балисини тоғра йолға чақиридиған дин. Адәмни адәмгәрчиликкә, ғәмһорлуққа, бирликкә тәрбийәләйдиған дин. Ата-бовилиримиз имансиз милләт болмайдиғанға көп көңүл бөлгән. Улуқ Абай "Алланиң өзиму рас, сөзи му рас", дәп жирлиған. Әнди һазирқи күндә учришиватқан келәңсиз жағдайларниң сәвәви немидә,- дәп қарап көрәйлуқ.
1. а/Проектордин видеоролик "Қурбандар" көрситилиду б/ Экстремизм дегән немә? Экстремизмниң асасий бәлгүлирини қандақ билип, ажритимиз? Биринчи оқуғучи: Экстремизм /extremus/ дегән латин тилидин елинған термин. Дний экстремизм- бу әнъәнивий жәмийәт қәдрийәтлирини, әдәп- әһлақ нормилирини йоққа чиқириш, агрессивлиқ тәрғибат ишлирини жүргүзүдиған һәрикәт. Башқа һәрикәтләргә қариғанда , экстремистлар күч билән дөләт түзүмини ағдурушқа, мустәқиллиқни вә бир пүтүнликни бузуп, һөкүмәтни өз қолиға елишқа интилидиған һәрикәт. Меһманға кәлгән имамға сөз берилиду. 2. Бүгүнки күндә қелиплашқан әһвалниң сәвәплири немидә? Сөз кәлгән ата-аниларға, һөрмәтлик дәм елишқа чиққан муәллим- пенсионерларға берилиду. 3. Елимиздә диний экстремизм билән күрәш жүргизидиған қандақ органларни билисләр? Иккинчи оқуғучи: 2006 жили 8 сентябрьда БМТниң Баш Ассамблеясидә "Дуниявий террор билән күрәш" стратегиясини қобул қилди. Бу һөжжәттә БМТ-ға болған мәмликәтләр экстремизм билән терроризмниң барлиқ түрлирини әйиплиди вә униңға қарши бирлишип бир иттипақ қурушқа чақирди. Стратегияни һәр бир мәмлимкәт әмәлгә ашурса, диний экстремизм билән күрәш нәтижә берәтти. Елимиздә 2005 жилниң 15 февральда "Экстремизмға қарши иш-чариләр тоғрилиқ" Қанун қобул қилинди. Бу қанунниң 10-15 баплирида "Қазақстан Жумһурийити мәмликәтлик органлири чәт мәмликәтниң органлири вә хәлиқ ара тәшкилатлар билән биллә экстремизмниң алдини елиш , ениқлаш вә тариған йоллирини кесиш саһасидики өз ара иш чариләр" дәп аталди. Шундақла 2011жили октябрь ейида "Диний бирләшмиләр вә диний хизмити тоғрилиқ" Қанун қобул қилинди. Бизниң елимиздә диний мәсилиләр бойичә Диниий Ишлар Комитети иш елип бармақта. Барлиқ чәттин кәлгән диний тәшкилатлириға Миллий Бехәтәрлик Комитети назарәт қилиду. 4. Диний экстремизм вә униң алдини елиш үчүн немә қилиш керәк? Мәктәп директори Ш.Ш.Асановаға вә дүгләк үстәлгә қатнашқан меһманларға сөз берилиду. ІІІ Хуласә Һәр бир пухраниң жәмийәт тиничлиғи үчүн диний экстремизмға қарши туриши керәк. Ата-бовилиримиздин қалған динимизни сақлап қалайлуқ. Бизниң Президентимиз Н.Ә Назарбаевниң сөзи билән бүгүнки дүгләк үстәлни аяқлаштурғум келиду: «Діни экстремизмді алатын болсақ, ол адамдар арасына ірткі салуға, өшпенділік отын тұтатуға, қантөгістер ұйымдастыруға жол ашады. Пиғылы бөтен, қазақтың болмысына жат ағымдарға қазір тосқауыл қоймасақ, онда ертең бірлігімізге сызат түседі.
Егер елімізде нағыз таза мұсылман, Құранның жолымен жүретін халық көп болса елде береке, бірлік тыныштық болады»
Билал Назим намидики оттура мәктиви «мәктәп йенидики ихчам мәркизи билән» коммуналлиқ дөләтлик мәһкимә
"Диний экстремизмға йол йоқ!" ДҮГЛӘК ҮСТӘЛ
/ 9-11 СИНИПЛАР /
Тарих пән муәллими: З.А.Хайруллаева
2015-2016 о.ж.
Биринчи оқуғучи: Экстремизм /extremus/ дегән латин тилидин елинған термин. Дний экстремизм- бу әнъәнивий жәмийәт қәдрийәтлирини, әдәп- әһлақ нормилирини йоққа чиқириш, агрессивлиқ тәрғибат ишлирини жүргүзүдиған һәрикәт. Башқа һәрикәтләргә қариғанда , экстремистлар күч билән дөләт түзүмини ағдурушқа, мустәқиллиқни вә бир пүтүнликни бузуп, һөкүмәтни өз қолиға елишқа интилидиған һәрикәт.
Иккинчи оқуғучи: 2006 жили 8 сентябрьда БМТниң Баш Ассамблеясидә "Дуниявий террор билән күрәш" стратегиясини қобул қилди. Бу һөжжәттә БМТ-ға болған мәмликәтләр экстремизм билән терроризмниң барлиқ түрлирини әйиплиди вә униңға қарши бирлишип бир иттипақ қурушқа чақирди. Стратегияни һәр бир мәмлимкәт әмәлгә ашурса, диний экстремизм билән күрәш нәтижә берәтти. Елимиздә 2005 жилниң 15 февральда "Экстремизмға қарши иш-чариләр тоғрилиқ" Қанун қобул қилинди. Бу қанунниң 10-15 баплирида "Қазақстан Жумһурийити мәмликәтлик органлири чәт мәмликәтниң органлири вә хәлиқ ара тәшкилатлар билән биллә экстремизмниң алдини елиш , ениқлаш вә тариған йоллирини кесиш саһасидики өз ара иш чариләр" дәп аталди. Шундақла 2011жили октябрь ейида "Диний бирләшмиләр вә диний хизмити тоғрилиқ" Қанун қобул қилинди. Бизниң елимиздә диний мәсилиләр бойичә Диниий Ишлар Комитети иш елип бармақта. Барлиқ чәттин кәлгән диний тәшкилатлириға Миллий Бехәтәрлик Комитети назарәт қилиду.