Урок на тему Хелил ??мраев «Жасар?т» поэмиси


Дәрис мавзуси: Хелил Һәмраев «Жасарәт» поэмиси

Мәхсәт:
Хелил Һәмраевниң «Жасарәт» поэмиси һәққидә мәтинни чүшинип оқуш, өз сөзи билән чүшәндүрүш, қәһриманлириниң иш- һәрикити тоғрисида соал қоюшни билиш.
Оқуғучиларниң ойлаш, әстә сақлаш, пикир ейтиш қабилийитини риважландуруш.
Поэма жанриға болған қизиқишини ашуруш, вәтәнпәрвәрликкә тәрбийиләш.
Дәрис түри: йеңи мавзуни баянлаш
Дәрис методи: СТО, диалог, ыстық орындық, ДЖИГСО
Қоллинидиған көрнәкликләр: Х. Һәмраев портрети, гезит материаллири, әсәрлири, видеороликлар.
Пән ара бағлиниш: тарих, қазақ әдәбияти
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш пәйти: Оқуғучилар билән саламлишиш. Оқуғучиларниң дәрискә керәклик оқуш қураллирини түгәлләш, диққитини дәрискә жәлип қилиш. Оқуғучиларни психологиялик мунасивәткә тәйярлаш. Дәрисниң мәхсити вә елип берилиш плани билән тонуштуруш.
ІІ. Өй тапшурмиси
1. Тест / 2 минут/
1. Х. Һәмраев қанчинчи жили дунияға кәлди?
а)1916 ә) 1928 б)1930
2. Қәйәрдә дунияға кәлди?
а)Қәшқәр ә)Яркәнт тәвәси б) Алмута
3. Шаирниң дәсләпки шеирий топлими
а) «Жүрәк сирлири» ә) «Дала юлтузлири» б) «Жасарәт»
4. Шаир ижадийитидики асасий мавзу?
а) тарих ә) сатира б) әмгәк
5. Шаир поэмилири
а/ «Дехан» ә/ « Назугум» б/ «Қорған»
2. Силәргә Хелил Һәмраевниң шеирлирини ядқа елиш бәргән. Балилар, һазир өзәңлар келишип, һәр бир топтин 2-3 оқуғучидин шеир ейтсақ, чүнки барлиғимизға вақит йәтмәйду, қалған оқуғучилардин хуласиләш дәрисидә сораймән. / Шеирлирини ядқа ейтиш./
ІІІ. Йеңи мавзу
а/Балилар, һазир силәргә һәрипләр берилиду. Мошу һәрипләрдин сөз түзүшиңлар керәк. /адашқан һәрипләр/
ә/Батурлуқ, қәһриман, ирадилик, қорқумсиз. Мана мошу сөзләрни бир сөз билән немә дәймиз?
«Жасарәт» дегән сөзни қандақ чүшинисиләр?
Балилар, һазир силәргә һәрипләр берилиду. Силәр мошу һәрипләрдин башланған адәм балисиға хас әң алий хисләтләрни атайсиләр.
Ж-жүръәтлик, жасур
А- адил
С-сәвирлик
А- аддий
Р- рәһимдил
Ә- әриксөйәр
Т –төзүмлүк
Русчә - -Подвиг- поступок героический, деяние, шаг, действие, совершенное в трудных, опасных ситуациях или условиях.
Қазақчә - Батырлық- ерлік, қаһармандық.
Боевой подвиг- жауынгерлік ерлік
Военский подвиг- жауынгерлік батырлық
Трудовой подвиг- еңбектегі ерлік.
/Дәптәрлиригә язғузуш/
Бүгүн биз силәр билән Хелил Һәмраевниң «Жасарәт» поэмиси билән тонушимиз. Шаир поэмисида ким жасурлуқ көрсәтти, биләйлуқ.
«Жасарәт» поэмиси /Синип оқуғучилири 4 топқа бөлүниду, һәр бир топ өзәңларға топ егисини сайлайсиләр, топ башчиси оқуғучиларниң билимини баһалайду/ Видео /шу дәвир һәққидә документальный фильм/
топ Поэминиң 1-4 бап
топ Поэминиң 5-7бап
топ Поэминиң 8-10 бап
топ Поэминиң 11-12 бап
Оқуғучилар өзлириниң мәтин бойичә чүшәнгинини сөзләйду./чаққан, ой- пикир ихчам ейтиш тәләп қилиниду/
«Атаман Дутов» фильми. /Дутовни өлтүрүлгән пәйти/
Соал вә тапшуруқлар: Иссиқ үстәл /оқуғучи жавап бериду/
Мустәһкәмләш: Махмут Ғожамияров қандақ адәм? дәп көз алдиңларға кәлтүрдиңлар






Йәкүнләш:
1. Балилар, биз революция дәвридики жасарәтни билдуқ, әнди һазирқи дәвирдә «Жасарәт» көрсәткән адәмләр барму? Силәр кимниң исмини атиған болар едиңлар? /сүрәтләр/
Шаирлар бар, нур яғиду үзидин,
Сөзи чиқар отлуқ жүрәк көзидин.
Уларниң бир шеирини оқусаң,
Шаир болғуң келиду өз-өзидин - дегәндәк, Хелил Һәмраев оттуз жилға йеқин қәләм тәвритип, ижадий издиниши түпәйли әдәбиятимиз ғәзнисигә мәрвайит болуп қошулған әсәрләрни яратти.Униң илһамлиқ мисралирида бүгүнки һаятимизниң нәпәси, хәлқимиз әмәлгә ашурған ишларниң йоруғи, ана дияр гүллириниң пуриғи өз әксини тапқан.
Оқуғучиларни баһалаш.
Өйгә тапшурма: Интернеттин бирәр жасурлуқ һәққидә мәлумат елиңлар.
Средняя школа имени Исмаила Таирова
Киберахунова Аимгуль