Презентация на 8 марта для Нулевых классов на уйгурском языке


Өмрүмгә - қувәт, сағарсам – ямғур,Кечигә - чирақ,қәлбимгә - күн у.Дилимға – дилкәш, күчүмгә - мәдәт,Илһамға – илһам,көйүмчан қәвәт,-Улуқтур әсли мениң шу анам! Аптапта күнлүк – ақ чечи маңа.Жүриги – қалқан,соғларда пана.Пак көңли – баһар,һәр сөзи – нават,Жигәри – һошияр,қучиғи ават.Һаят пайтәхти мениң шу анам! Ана билән өй ават Ана десәм намайәндур пәсилниң нәвбаһари,Түнни сүргән зәр чачқучи қуяши һәм бар наһари.Тәшрипидин гиләм рәңләр елип турар мунбәт йәр,Қудрити зор тәбиәтниң иптихари шу бари. Меһриванлиқ, көйүмчанлиқ анилардин таралған,Дили сүттәк аппақ болуп пәрзәнт андин яралған.Лавлап янған ишқи оти та ахирқи дәмгичә,Һаятлиқниң муһәббәтниң бәхти тәхти боп қалған. Сен берген Құстардың,Қанаты самғаған,Балалық құштарым,Өзіңе арналған. Әлемнің жарығын,Сыйладың сен маған.Даланың әр гүлін,Жинадың сен маған. Анидики бир изгүлүк мүжәссәмдур вападинИрадиси полатларға айланғандур жападин.Бүгүнкидин әтикиси әла парлақ муқәррәр,Мәдһийлинип келиватқан гөзәллиги сападин. Аниларниң болмисима ейтар аччиқ әризи,Балиларниң алқан башта көтириш пәрзи.Апарсима нәччә дөрән һапаш қилип һәрәмгә,Төләп-төләп түгәткүсиз шу ғәмгүзар қәризи. Охшап ата-анисиға туғулиду гөдәкләр,Қуруғдулуп асти қанчә йөткилиду йөгәкләр.Чоң болғичә әлләй етип бөшүгини тәветип,Чидимайду жапасиға анисидин бөләкләр. Аптапларда ақ чечиңни сайә әттиң сән маңа,Жүригиңни қалқан қилип қорғап қалдиң соғларда.Түн уйқаңни төрткә бөлүп талай таңни узарттиң,Һаятимниң томурисән һәр қәдәмдә, жан ана Утуғумға, шат бәхтимгә, һәр өмрүмгә сән пана,Ақ сүтүңгә һәр вақитта қәриздармән мән саңа.Қайғу болса өзәң елип, бизгә бәрдиң шатлиқниШуңлашқиму, һөрмәтликсән һәр адәмгә жан ана Нәзіктік атаулының жиынтығы – ананың алақаны, сондықтан да ол – сәби үшін ең жылы ұя. В.Гюго