Выступление Последнего звонка директора школы


Құрметті қонақтар, әріптестер, сүйікті шәгірттер!
Бүгін барлық қазақстандық түлектер үшін атаулы мерпеке. Елбасы Нұрсултан Әбішұлы Назарбаев жас ұрпақ тәрбиесіне ,білім ісіне ерекше назар аударып,Сіздердің сапалы білім алып ,үлкен азамат болуларыңыз үшін барынша жағдай жасап отыр. Сіздердің осы мерекелеріңіз Қазақстан Рес публикасы Тәуелсіздігінің 23 қарсаңында өтіп отыр.
Еліміздің болашағы –Сіздердің қолдарыңызда. Сондықтан да қай кезде де терең білім алу жолында жалыйпай ,талмай ізденіп, ел тізгінін ұстайтын азамат болуларыңызға ізгі тілегімді арнаймын.
Әссаламу әләйкум һөрмәтлик, бүгүнки тән-тәнилик мәрасимниң меһманлири, ата-анилар һәм сөйүмлүк шагиртлар!
... «Вақит алдираңғу тохтатқили болмайду»- дәп Л .Мутәллип ейтқандәк, һәш-пәш дегичә 2013-2014 оқуш жилиму тамам болди.
Бүгүн елимизниң барлиқ билим дәргаһлирида чоң әһмийәткә егә мәйрәм нишанлиниватиду. У болсиму ахирқи қоңғурақтур! Мәзкүр мәрасим һәр жили мәктәп босуғисидин шәхсий һаят даванлириға түләкләрни атландурушимиз билән әһмийәтликтур.
Ахирқи қоңғурақ мәрасимиңлар мубарәк болсун!
Қазақстан жумһурийити өз мустәқиллигини алғандин бери билим бериш саһасини тәрәққийләштүрүш, риважландуруш үчүн зөрүр болған барлиқ зәминләр билән имканийәтләрни яритип бәрди.
«Билим тоғрилиқ қанун», «Билим бериш саһасидики дөләт сәяситиниң конституцияси», «Билим бериш саһасини дөләт тәрипидин қоллап- қувәтләш бойичә миллий программа» охшаш бир қатар һөжжәтләргә асаслинип, жил бойи устазлар әмгәк етип келиватиду.
Бүгүнки күндә Қазақстанда уйғур тилида билим бериватқан мәктәпләрниң сани 14. Шу мәктәпләрниң бири - Билал Назим намидики оттура мәктивидур.
Жилнамини варақлисақ утуқлиримиз нурғун. 20 жил ичидә
1500 шагирт учум болуп, уларниң 7 «Алтун бәлгүгә» 57 алаһидә шаһадәтнамиләргә егә болди.
Бүгүнки күндә улар һәр хил саһаларда әмгәк етип кәлмәктә.
Президентимиз Н. Назарбаев миллий маарип системисиға һәр тәрәплимә ғәмхорлуқ көрситип, хәлқимизниң мәдәнийитини, сәнъитини, урпи- адәтлирини тәрәққий әткүзүш мәхситидә барлиқ шараитларни яритип бәрмәктә.
Бүгүнки күндә бизниң мәктивимиздә 7 интерактивлиқ тахта,
2 компьютерлиқ синип, йеңи модификациялиқ биология, химия кабинетлири оқуғучиларға хизмәт қилмақта.
Дөләт тәрипидин мошундақ мүмкинчиликләр яритиливатқан пәйттә, биз, барлиқ күч-қувитимизни билим елиш үчүн сәрип қилишимиз керәк.
Бар мүмкинчиликләрни пайдилинип, мәктивимиздә 94 устаз паалийәт елип бармақта.
Уларниң 15 алий дәрижилик, 33 - І дәрижилик , 30- ІІ устазлардур.
Заман тәливигә лайиқ билим бериш үчүн, йеңи тәсилләрни пайдилинип, шагиртларға пухта билим берип кәлмәктә.
Шу жүмлидин, топ билән ишләш яки Кембридж программиси бойичә
3 айлиқ курсларни өзләштүрүп оқуғучиларға йеңи тәсилләр билән дәрис бериватиду.
Мәсилән: география, биология, қаза тили , математика, информатика, физика пәни муәллимлири, башланғуч синип муәллимлири курслардин өтүп, тәжрибә алмаштуруш мәсилисини йешип келиватиду.
Бу оқуш жилини 937 оқуғучи билән тамамлидуқ. Әлачилар 139, зәрбидар 260 мәктәпниң билим сапаси 42 % паизни тәшкил қилиду.
Наһийәлик пән олимпиадисиға 22 оқуғучи қатнишип 11 оқуғучи
І, ІІ, ІІІ орунларға егә болди.
№ Оқуғучиниң исми нәсиби пәни синип алған орини муәллими
1 Мухамедова Дилбирим География 9 «А» І Шавдунова С С
2 Апандиева Перизат Қазақ тили 11 «Б» ІІ Джамбаева К А
3 Асадуллаев Зибибуллам Қазақ тили 10 «В» ІІ Тохтахунова С Т
4 Ашимахунова Тахмина Қазақ тили 9 «В» ІІ Даулетбекова А Н
5 Тивахунова Назгум Чәт тили 9 «В» ІІІ Турдахунова Х Н
6 Курбанов Халмурат Математика 10 «Б» ІІ Ганиева З П
7 Низаметдинов Өткүр Физика 8 «В» ІІ Алаева Т Б
8 Хамраева Розигуль Рус тили 11 «А» ІІ Хамраева Г А
9 Муталипова Калбинур Химия 10 «Б» ІІІ Камирденова Г А
10 Мирзаева Мадина Биология 8 «Б» ІІІ Масимова Г А
11 Турдиева Фируза Уйғур тили 10 «В» ІІІ Исмаилжанова Г У
Наһийәлик кичик илим академиясиға 6 оқуғучи қатнишип төвәндики көрсәткүчләргә егә болди.
р/с Оқуғучиниң исми нәсиби синип пәни алған орини муәллими
1 Садыров Рамиль 3 Дуниятонуш ІІІ Кутлукмаметова К
2 Хамраева Мехринса 6 биология ІІІ Азнабакиева Г
3 Мухамедова Румиля 7 информатика ІІ Алаева Т
4 Ибрагимова Рабина 7 қазақ әдәбияти ІІІ Джамбаева Қ
5 Мансурова Интизар 8 уйғур әдәбияти ІІІ Камбарова Х
6 Абдуллатипова Гульниса 7 биология ІІІ Ниязова Р
Даирилик кичик илим академиясиға 3 оқуғучи қатнишип, төвәндики нәтижиләргә егә болди.
р/с Оқуғучиниң исми нәсиби синипи пәни алған орини муәллими
1 Муминова Сәнәм 8 қазақ әдәбияти ІІІ Даулетбекова А
2 Касымова Диләрәм 9 чәт тили ІІІ Мамелекова М
3 Машрапова Гульназ 9 биология ІІІ Масимова Г

Наһийә миқиясида З. Сәмәдиниң 100 жиллиқ тәвәлуди атап өтүлүп , нурғун иш-чариләр уюштурулди. 8 Б синип оқуғучиси Абдушакиров Әзиз өз ижадидин шеир йезиш билән бир қатарда ипадилик оқуш бойичә ІІ орунларға , устази П Айсаев, ЭССЕ бойичә 10 Б синип оқуғучиси Муталипова Қәлбинур ІІІ орунға, устази Р Улесаева, әдипниң драма әсәрлирини сәһниләштүрүштә мәктивимизниң драма кружоги
ІІ орунға егә болди, тәйярлиған устазлири Қ Икакова , Р Заитовалар.
Жил бойи мошу утуқларға йетиш үчүн өз һәссисини қошқан устазларниң исмини аташқа әрзийду.
УЛАР: Г Ахметбекова, Қ Джамбаева, Р Улесаева, П Айсаев, Қ Искакова, А Букабаева, Х Турдахунова, С Ниязова, Гульмира Масимова, Н Тохтамова, В Илямова, Х Сайдуллаева, Ш Кадиров, Маузам Курбанова, Һ Сабитова, И Олатаева, Қ Қутлуқмаметова вә башқа исми аталмай қалған устазлар.
Бийилқи оқуш жили мәктивимиз тарихи сәһиписидә утуқлуқ нәтижиләр билән бир қатарда, әһмийәтлик саналарму атап өтүлди.
2014 жили Билал Назим намидики мәктәп өзиниң 20 жиллиқ тәвәллудини атап, униңға китап бесип чиққан болса, 1993-1994 оқуш жили мәктәпни тамамлиған дәсләпки түләкләр ана мәктивидә учришиш өткүзүп, 20 жиллиқ учришиш әнъәнисиниң һулини қурди. Мәктивимизниң ечилғиниға 20 жил толуши мунасивити билән Қазақстан Жумһурийити Парламент мәжлисиниң депутатлири Капель Егорь Яковлевич , Ахмет Сеидрахманович Мурадов, Мурат Абдрим оғли Әхмәдиевлар. 3 май күни мәктивимизгә келип, оқуш жәрияни билән тонушуп, униңға яхши баһалирини берип кәткәнлигини мәмнунийәт билән тилға алғум келиду.
Бийилқи оқуш жили мәктивимизни 59 учумкар тамамлаш алдида туриду.
Уларниң ичидин 8 шагирт Биртуташ миллий тестқа қатнишса,
қалғанлири дөләтлик емтиһанларни тапшуруш тәйярлиғини көрүватиду.
Һөрмәтлик мәктәпни тамамлаш алдида турған шагиртлиримиз! Мәзкүр синақлардин сүрүнмәй өтүп, яхши нәтижә көрситип, билимиңларни алий оқуш орунлирида мукәммәлләп, елимизниң жай-жайлирида хизмәт көрситип, ата-аниларниң һәм устазларниң әқидисини ақлап , һәммә пәхир тутидиған пухралардин болушиңларға тиләкдашлиқ билдүримән.
Ақ йол, силәргә, түләкләр!
Мәктәптики билим жәрияни нәтижисидә биз, устазлар, һәртәрәплимә тәрәққий әткән шәхсни йетилүрүш мәхситини көздә тутимиз. Мәктәпкә кәлгән балиға һәрипни үгитиштин башлап, шәхсни тәрбийиләп чиқиш мәхсәт- муддиасини биз, әлвәттә, мәктивимизниң түврүги болған ата-анилар билән зич бағлиништа, һәмкарлиқта әмәлгә ашуримиз. Бийилқи оқуш жили беваситә ата-аниларниң ярдими билән мәктивимиздә «Достлуқ» мирасгаһи тикләнди. 2010 жили мәктивимизни тамамлиған шагиртимиз Дильшат Разиев 90 миң тәңгә көләмидә маддий ярдәм көрситип, 3 қәвәтни безәлләндүрүш зиммисиниң һөддисидин чиқти.
Мәктивимизниң дайимлиқ һамийлири Сүрийәм Турған қизи Езимова вә Исмәт Саметов давамлиқ түрдә маддий ярдимини көрситип, мәрданә ата-анилар сепини толтуруп кәлмәктә.
Маддий жәһәттин болсун, мәнавий жәһәттин болсун мәктәп һаятиға паал арилишип, тәрбийә мәсилисигә өз үлүшини қошуп келиватқан ата-аниларға мәмурийәт намидин рәхмәт ейтип, апирин! силәргә қәдирлик ата-анилар дәп тәкитлигүм келиду.
Язлиқ тәтилни яхши өткүзүп, сағлам- саламәт, йеңи оқуш жилида көрүшкичә саламәт болуңлар.
Йәнә бир қетим , ақ йол, силәргә, түләкләр!
Диқитиңларға рәхмәт.