Разработка урока ?езим Иск?нд?ров ?аза?стан
Тәкшүрүлди: Пән: Оқуш Синип: 3 «Ж» Күни: 03.09.2014ж.
Мавзуси: Қазақстан.
Мәхсити: Өз вәтинимизниң қәдир-қиммитини чүшинип, топ иши арқилиқ Қазақстанниң һур, азат, әркин өлкә екәнлигини билип, мәнасини ачиду.
Күтилидиған нәтиҗиләр: ипадилик оқуйду, тәһлил қилиду, тәсвирләйду, бир-бирини тиңшайду, үгитиду, үгиниду.
Ишниң түри: шәхсий, җүп, топлуқ иш.
Дәрис этаплири Вақит Муәллимниң һәрикити Оқуғучиниң һәрикити Баһалаш Қоллинидиған көрнәкликләр
Киришмә 2мин
3мин Уюштуруш
а) Оқуғучилар билән саламлишиш, уларни түгәлләш.
ә) Психологиялик атмосфера қуруш.
Қени достлар, диққәт. Қоңғурақму челинди,
Олтириңлар дуруслап, Бизниң дәрис башланди.
б) Берилгән боғумлардин, сөз қураштуруш арқилиқ топларға бөлүш (Қа-зақ-стан, Вә-тән, тә-би-әт, дост-луқ, бә-хит).
(Есиңларда болсун –тапшурмиларни өзәңлар орунлап, достуңларға ярдәм қилишни унтумаңлар. Бир-бириңларни тиңшашни, тәртип сақлашни билиңлар).
Оқуғучилар муәллим билән аманлишиду. Дәрискә тәйярлиниду.
Бир-биригә иллиқ һис-туйғулирини йәткүзиду.
Топқа бөлүнди.
Қәғәзгә йезилған сөзләр.
Тонуштуруш. 5 мин Вәтән һәққидә видео қоллинип, дәрисниң мәхсәт-вәзипилирини ениқлан. Insert усули арқилиқ немә билиду, немә билгүси келидиғини вә немә билгини яздуруш.
Силәрниң пикириңларчә, бүгүнки дәрисимиз қайси мавзуға беғишлиниду? Ойлиниду. Өз ойини ейтиду, еғизчә җавап бериду. Қоллаш, қувәтләш,
махташ. Инт.тахта «Видеосюжет».
Асасий қисим
Дәм елиш минути
Йеңи мавзуни йәкүнләш
15мин
3мин
9мин
3мин 1.Һ. Искәндәров һәққидә қисқичә мәлумат
2.Ипадилик оқуш
3.Луғәт иши: гоя-
Һур-
бостан-
сай-
булақ-
яйлақ-
чимәнлик-
Шеирни абзацлап оқутуш вә мәзмунлуқ соал қоюш:
1.Далани немигә охшатти?
2.Тағлириң асман билән қучақлашқан дегәнни қандақ чүшинишкә болиду?
3.Немишкә йәлпүп өткән шамал юмшақ билиниду?
4.Ахирқи куплеттта немә тәсвирлиниду? Уни қандақ чүшинишкә болиду?
Мәшиқ
Шеир мавзусиға қарап сүрәт ясаш.
1-топ-1- куплет
2-топ-2- куплет
3-топ-3- куплет
4-топ-4- куплет
3 минутлиқ эссе
Мениң Вәтиним......
Балилар проектордин көрүп мәшиқлиниду.
Ойлиниду. Өз ойини ейтиду, еғизчә җавап бериду.
Қоллаш, қувәтләш,
махташ.
Фишка арқилиқ баһалиниду(пәқәт дурус җавапқа). Слайд
Йәкүнләш
Өйгә тапшурма
Баһалаш
Рефлексия 2 мин
1мин
1 мин
1мин Бу шеирдин өзәңгә немә алдиң, немигә үгитиду?
Бәт 3-5, шеирни оқуп сөзләп, соал тәйярлап келиш.
Маңа қизиқ болди…
Мән қийналдим …
Бүгүн дәристә үгәндим …
Стикерларға йезиш.
Суммативлиқ баһа