Конспект урока по уйгурскому языку на тему ?ошма ж?млил?р (8клсс)


Тәкшүрүлди: Дәрис плани: Вақти:22.12.15
Пәни: «Уйғур тили» Синипи:8« г»
Дәрисниң мавзуси: Қошма жүмлиләр. «Достлуқ дегән немә?»
Дәрисниң мәхсити:
Билимлик: Қошма жүмлиләр һәққидә чүшиник бериш
Риважландуруш: Жүмлиләрни тәһлил қилиш арқилиқ тәнқидий ойлаш қабилийити риважландуруш,саватлиқ йезиш қабилийитини ашуруш.
Тәрбийәвий: Достлуқни қәдирләшкә тәрбийиләш
Формативлиқ баһалаш нормиси:
ТапшурмабаллНәтижә
Өй тапшурмиси Йеңи мавзуни тәһлил қилиш Көнүкмиләр үстидә иш Соалларға жавап бериш Көрнәклик: слайдлар,
вақти Ишниң түриМуәллимниң роли Оқуғучиниң ролиУюштуруш: Синип оқуғучилири билән саламлишиш. Топларға йопурмақлар бойич 5 топқа бөлүш
Оқуғучиларни түгәлләш. Бирлик атмосферисини қуруш. «Хуш кәпият» топларниң бир-биригә тиләклири.
Оқуғучилар топларға бөлүниду. Оқуғучилар топларға бөлүниду.
Оқуғучилар тиңшайду.
Өй тапшурмиси:
Чүшиниш
Синтаксислиқ минут( берилгән жүмлиләрни тәһлил қилимиз)
Мән бу сөзләргә яхши қулақ селип турдум.
Узақтин бери көрмигән деризиләр униңға наһайити иллиқ көрүнүп кәтти.
Берилгән жүмлиләргә имлиқ сөзләрниң лайиғини қоюңлар:
Күн иссиқ.
Чирайлиқ көйнәк
«Төмүрдин чечәкләр» шеирида йезиларға трактор, машиниларниң кәлгәнлигини ейтиду.
Һекайини тез чүшиниш мүмкин
Яхши сөз йерим озуқ. Қараңғу қищларму башланди. Мәктәпкә оқуш қураллиридин: дәптәр, китап, күндилик вә қәләмләрни сетип алдуқ.
Йеңи мавзу
Топларға тапшурма
Қошма жүмлә дегинимиз немә?
Тәңдаш қошма жүмлә
Беқиндилиқ қошма жүмлә
Бағлиғучилиқ қошма жүмлә
Бағлиғучисиз қошма жүмлә
Мәнаси, түзүлүши вә аһаңи жәһәттин бир пүтүнлүкни тәшкил қилидиған икки якки униңдин көп жүмлиләрдин тәркип тапқан жүмлиләр жиғиндиси – қошма жүмлиләр дәп атилиду. Қошма жүмлиләр тәркивидики аддий жүмлиләр бир-бири билән тәңдаш яки беқиндилиқ бағлиништа келиду.
Тәңдаш қошма жүмлиләр
Беқинда қошма жүмлиләр
Тәңдаш қошма жүмлиләр тәркивидики аддий жүмлиләрниң хәвири грамматикилиқ жәһәттин толуқ шәкилләнгән. Әркин бири келәмдекин дәп күткән еди, амма һеч кәлмиди.
Балилар жим-жит болушуп қалди, Қасимниң болса жүриги можулди.
Униң бу ағриғи илгириму болған екән, лекин у чидап жүрүверипту.
Беқиндилиқ қошма жүмлиләрниң тәркивидики бир хәвәр толуқ грамматикилиқ жәһәттин шәкилләнгән, иккинчиси ундақ әмәс. Грамматикилиқ толуқ шәкилләнгән жүмлә баш жүмлә болиду, иккинчиси беқинда жүмлә болиду.
Улар орунлиридин турғанда, деханлар етизға қарап маңған еди.
Долқун бизниң өйгә кәлгәнликтин, мән киноға баралмай қалдим.
У мәлигә йетип келиватқанда, қараңғу чүшүп қалған еди.
Адәттә беқинда жүмлә алдида, баш жүмлә кейин келиду.
Мустәһкәмләш
135-көнүкмә . Қошма жүмлиләрни йезип, синтаксислиқ тәһлил қилиду.
Достлуқ дегән немә?
Мәтинни оқуп чиқип, униңдики тирәк сөзләрни ениқлаш вә кластер қуриду. Өзлири мәтинниң давамини аяқлаштуриду.
Қошма жүмлиләрни қуруш вә уларниң түрини ениқлайду.
«Дәстихан» стратегияси
Мәтин билән иш
Достлуқ дегән немә?
Достлуқ һәқиқәтән әң муқәддәс нәрсидур, уни қәдирләшкила әмәс, мәңгү мәдһийиләшкә әрзийду. У мәртлик билән шан–шәрәпниң әң дана аниси, тәшәккүр билән меһрибанлиқниң һәмшириси, һәсәт билән ачкөзлүкниң әшәддий дүшмини, у башқилар үчүн өзини қурбан қилишқа һәр вақит тәйяр туриду. Йәнә келип башқиларниң тәливи билән әмәс, пүтүнләй өз ихтияри билән шундақ қилиду .
«Дост жиғлитип ейтиду, дүшмән күлдүрүп›› дегән ата сөзимизни әсләп бақайли. Һәр биримиз өз пәрзәндимизни немишкә яхши сөз тәсир қилмиғанда вақирап, хапа болуп, тола сөзләп, һәтта уларни дүшкәләп жүрүп әдәп–әхлақ, сәт–чирайлиқни үгитимиз? Чүнки улар бизниң җан–җигәрлиримиз, кәлгүси үмүтимиз. Яндурған чирақлиримизни өчәрмәйдиған избасарлиримиз. Дунияда ата–ана үчүн өз пәрзәндидин сөйүмлүк инсан болмиса керәк! Амма башқилар үчүн мундақ қилалмаймиз.
Әң йеқин достимизниң бирәр камчилиғини сәмимий һалда көрситип бериш арқилиқ у достимизниң наразилиғини қозғап қоюмиздә, шу сәвәплик достлуғимиз үзүлүп кетидиған әһваллар тола. Әқли тошмиған балилар чеғида жиғлап–жиғлап ахири: ‹‹Ата–анам маңа яхши болсун дәп шундақ қилди›› дәйдию, бирақ биз болсақ һәддидин ашқан тәккәббурлуғимиз түпәйли гунаримизни көрситип бәргән достимизниң чирайиға қайта қарашни халимаймиз. Бизгә пәқәт махташла керәк, халас.
Башқа адәмниң ейтқан сөзидин алидиған пайда, өзиниң чүшәнчисидин алидиған пайдисидин көп болиду
Тапшурмини чүшәндүрүп бериду Оқуғучилар һәр бир дурус жавапқа 1 балл қойиду, жүмлиләрни еғизчә синтаксисмлиқ тәһлил қилиду)
Топ билән кластер қуриду тахтиға чиқип тонуштуриду, чүшәндүриду
Һәр топтин бир оқуғучи тахтиға язиду, қалғанлири дәптәргә язиду
Топ билән тирәк сөзләрни ениқлайду, тәһлил қилиду, кластер қуриду, қошма жүмлиләрни қуриду
Дәристә орунланған тапшурмиларни хуласиләш, оқуғучиларни баһалаш.
Өйгә тапшурма:
136-көнүкмә. «Мениң достум» мавзусиға қошма жүмлиләр билән мәтин йезиңлар. Муәллим тәһлил қилиду Өзини –өзи баһалайду
Баһалаш:
Баһалаш вариғи
балл Баһа
1-3 «3»
4-6 «4»
7…… «5»
Муәллим баһалайду Топ әзалириниң баһаси
Рефлексия: Мән яхши чүшәндим…
Топ яхши ишлиди…
Мениң тилигим… Өз ойлири билән бөлүшиду