Урок по дуния тонуш на тему ?ан к?тк?нд? к?рситиди?ан биринчи ярд?м


126124126123Қан кәткәндә көрситидиған биринчи ярдәм.
очуқ дәрис
Илямова В.Х.
«Билал Назим намидики оттура мәктәп мәктәп йенидики ихчам мәркизи билән» коммуналлиқ мәмликәтлик мәһкимиси

2014 ж.
00Қан кәткәндә көрситидиған биринчи ярдәм.
очуқ дәрис
Илямова В.Х.
«Билал Назим намидики оттура мәктәп мәктәп йенидики ихчам мәркизи билән» коммуналлиқ мәмликәтлик мәһкимиси

2014 ж.


Дәрисниң мавзуси: Қан кәткәндә көрситидиған биринчи ярдәм.
Дәрисниң мәхсити: 1. Өқуғучиларға қан кәткәндә көрситидиған биринчи
ярдәм тоғрисида чүшәнчә берип, алған билимини
әмәллиятта қоллиниш тоғрисида чүшәнчә бериш.
2. Тил байлиғини, әстә сақлаш қабилийитини,
риважландуруш.
3. Адәмгәрчилликкә, ғәмхорлуққа тәрбийиләш.
Дәрисниң түри: топ билән иш.
Қоллинидиған усул: чүшәндүрүш, сөһбәт, көрситиш.
Қоллинидиған көрнәкликләр: Слайд, сүрәтләр.
Пайдилинидиған қурал: интерактив тахта.
Пән ара бағлиниш: рус тили, математика.
Дәрисниң берилиши.
І. Уюштуруш қисми.
Челинди зил қоңғурақ
Авазиңға бәк амрақ
Бизгә керәк нур – билим
Дәрис башлаң муәллим
Кәл балилар оқайли,
Оқайлуқтә, ойнайлуқ.
Қандақ соал болсиму,
Тапмай уни қалмайли.
Оқуғучиларни стикерларниң ярдими билән топларға бөлүш.
1-топ «Артерия»
2-топ «Вена»
3-топ «Капиляр»
4-топ «Аорта»
Шатлиқ чәмбәр қуруш. Топлар бир-биригә тиләкләр ейтиду.
Топ башчисини сайлаш.
1-топ. Артерия қан томури қандақ хизмәт атқуриду?
2-топ. Вена қан томури қандақ хизмәт атқуриду?
3-топ. Капиляр, у қандақ қан томури?
4- топ. Аорта қандақ қан томур?
Соалларға жавап бәргән оқуғучиларни топ башчиси қилип сайлаш. Топ башчилириға баһалаш вариғини тапшуруш.
ІІ. Өй тапшурмини сораш.
Алди билән һава райини байқаш дәптәрлирини тәкшүрүш. Топ башчиси тәкшүрүп, баһалайду.
Өйгә 21-бәттики «Жүрәкни күтүш қаидилирини» оқуп, сөзләп келишкә берилгән еди. Оқуғучилардин сорап чиқиш. Жүрәкниң соқуши тоғрисида сорап чиқиш.
ІІІ. Өй топшурмини йәкүнләш.
Өй тапшурмини «Һә-ә, яқ» оюни арқилиқ өй тапшурмини йәкүнләш. Соаллар қоюлиду, шу соалларға һә-ә яки яқ дәп дүгләкчиләр арқилиқ жавапларни беримиз.
Бүгүн һава райи очуқ. Дурусму?
Бүгүн талада +16. Дурусму?
Һазир қиш пәсли. Дурусму?
Жүрәк бу ички әза. Дурусму?
Жүрәк –адәм органихминиң асасий әзаси. Дурусму?
Тамака, спирт ичимликләр жүрәккә хәтәрлик. Дурусму?
Жүрәкни һәрикәт қилмай аста жүрүп күтиду. Дурусму?
Артерия жүрәккә қан тошуйду. Дурусму?
Вена жүрәктин чиққан қанни тошуйду. Дурусму?
ІҮ. Дәрисниң мәхсити билән тонуштуруш.
Бүгүн балилар биз силәр билән «Қан кәткәндә көрситидиған биринчи ярдәм» тоғрисида чүшәнчә алимиз. Бүгүнки алған билимимизни әмәллиятта қоллинишни угинимиз.
Ү. Йеңи мавзуни чүшәндуруш. «Қан кәткәндә көрситидиған биринчи ярдәм»
Балилар биз силәр билән қан кәткәндә өзимизгә яки йенимиздикиләргә биринчи ярдәм көрситишни билишимиз керәк. Мисалға: Мәйли өйдә, мәйли мәктәптәболсун биз қоллиримизни кесивелишимиз мүмкинму? Әлвәттә.
Кесивалған жараһәт тоғрисида чүшәнчә бериш. Видеосини көрситиш.
Бурундин қан кәткәндә көрситидиған биринчи ярдәм тоғрисида чүшәнчә бериш. Синиптики оқуғучиларни мисалға кәлтүрүш. Видеосини көрситиш.
Артериялиқ қан кетиш тоғрисида чүшәндүрүш, өқуғучилар билән ишләш. Видеони көрситиш.
Венилиқ қан кетиш тоғрисида чүшәндүрүш, оқуғучилар билән ишләш. Видеони көрситиш.
Капилярлиқ қан кетиш тоғрисида чүшәнчә бериш, оқуғучилар билән ишләш. Видеони көрситиш.
Донор тоғрисида чүшәнчә бериш, видеони көрситиш.
Сәгитиш минути.
Дәптәр билән иш.
Дәптәрлиригә ай-күнни йезип, 23-бәттики қаидини язғузуш.
Топларға тапшурмилар бериш.
1-топқа. Артериялиқ қан кетиштә көрситидиған биринчи ярдәмни көрситиш.
2-топқа Венилиқ қан кетиштә көрситидиған биринчи ярдәмни көрситиш.
3-топқа Капилярлиқ қан кетишта көрситидиған биринчи ярдәмни көрситиш.
4-топқа Бурундин қан кәткәндә көрситидиған биринчи ярдәмни көрситиш.
ҮІ. Йеңи мавзуни йәкүнләш. Постер ясаш арқилиқ йәкүнләш.
Умумән бүгүнки өтүлгән мавзу бойичә постер ясайду вә уни қоғдайду.
Ү. Өйгә тапшурма бериш. 22-23-бәтләрни оқуп, сөзләп келиш. Һава райини байқаш дәптирини унтимай вақтида йезиш.
Билимини баһалаш.
Рефлексия.
Кесивалған жараһәтниң әтрапидики терини дора (йод еритмиси) билән зәрәрсизләндүрүп, тазилайду вә пакиз дака (бинт) билән теңиветиду.
Бурундин қан кәткәндә бурун төшүгини бармақлар билән қисип тутуп, башни сәл арқиға ташлаш керәк. Бурун төшүгигә вазелин билән майланған пахта тиқип, бармақ билән тутсиму болиду. Қан көп кәтсә дәрру дохтур чақириш керәк.
Артериялик қан кетиш, буниңда қаттиқ қан ақиду. Қанниң рәңги адәттикидин суз болиду. Қаттиқ бағлап, қиш болса 1 саатқа яз болса 2 саатқа қоюш керәк, кесилгән ярини авал пакиз дака қоюп, кейин уни йәнә пакиз дака билән теңиш керәк.
Венилиқ қан кетиштә қан аз ақиду, рәңги қениқ қизил болиду. Буниңда қаттиқ бағлимай пәқәт пакиз дака билән бағлаймиз.
Артериялиқ қан кетиштә көрситидиған биринчи ярдәмни көрситиңлар.
Венилиқ қан кетиштә көрситидиған биринчи ярдәмни көрситиңлар.
Капилярлиқ қан кетишта көрситидиған биринчи ярдәмни көрситиңлар.
Бурундин қан кәткәндә көрситидиған биринчи ярдәмни көрситиш.