?авани? хусусийити 2 синип
Дәрисниң мавзуси: Һава. Һаваниң хусусийити 1.ОҚУҒУЧИЛАРҒА ҺАВА, ҺАВАНИҢ ХУСУСИЙИТИ ТОҒРИСИДА ЧҮШИНИК БЕРИП,ТӘЖРИБИЛӘРНИ ӨТКҮЗҮШ.2.ТӘЖРИБИЛӘРНИ КӨРСИТИШ АРҚИЛИҚ ОЙЛАШ, ӘСТӘ САҚЛАШ ҚАБИЛИЙӘТЛИРИНИ, ТИЛ БАЙЛИҒИНИ ТӘРӘҚҚИЙ ӘТКҮЗҮШ.3.ТӘБИӘТНИ ҚОҒДАШҚА, ТАЗИЛИҚҚА, ДОСТЛУҚҚА ТӘРБИЙӘЛӘШ. Дәрисниң мәхсити Қоллинидиған усул:Чүшәндүрүш, соал-жавап,Көрнәклик. Көрнәкликләр: Рәңлик сүрәтләр, шар, поңзәк,слайд Дәрис түри: Арилаш Дәрисниң беришиІ.Ұйымдастыру кезеңі: Оқушылардың назарын сабаққа аудару Психологиялик тренинг ІІ.Өй тапшурмисини сораш Йәрлик жайниң планиІІІ.Билимлирини тәкшүрүшЙәрлик жайниң плани тоғрилиқ сөзләп бериңлар.Масштаб немә үчүн керәк? ІV.Мәхсәт қоюш Бүгүнки дуниятонуш дәрисидә Һава, Һаваниң хусусийити тоғрисида чүшиник алисиләр. V.Йеңи дәрисҺава өсүмлүккиму, һайванатқиму, пүткүл һаятлиқ егилириниң һәммисигә һажәт.Түрлүк тамақларниң бузулмай сақлинишиға, өйниң һавасини тазилашқиму һава керәк. Һаваниң асасий хусусийити 1.Көзгә көрүнмәйду2.Рәңсиз3.Пурақсиз4.ДәмсизБөлмидә таза һава болуш үчүн немә қилиш керәк? Һәр қандақ нәрсидә һава бар. Уни биз бир нәччә тәжрибә өткүзүп күзитип көрәйли. 1.тәжрибәБир стакан суға чақмақ қәнт селиңлар. Су үстигә һава көвүклириниң чиққинини көрисиләр. Буниңдин бир чақмақ қәнттә һава бар екәнлигини билдуқ.Башқа жисимлар охшаш һаваму айрим орун алиду. 2-тәжрибә.Ичигә су қуюлған қачиға стаканни дүм көмүрүп қоюңлар. Стаканға су кирмәйду. Сәвәви стаканниң ичидә һава бар, у орун елип туриду. Әнди стаканни шу турған петичә кичиккинә қиңғайтсаңлар, һава көвүклири чиқишқа башлайду. Стакандин чиққан һаваниң орниға су кирди. 3-тәжрибәПоңзәкни яки шарни пүвдигиниңларни ядиңларға чүшириңлар. Немишкә у көпти? Униң ичигә немә толди? Униң шәкли қандақ өзгәрди? Сергіту жаттығуы Тербеледі ағаштар, Алдымнан жел еседі. Кіп-кішкентай ағаштар, Үп-үлкен боп өседі. Шуниң билән биллә һава сиқилиду вә кәңийиду. 4-тәжрибәПоңзәкни алайли. Уни қолуңлар билән икки биқинидин қисиңлар. Икки биқини ойман болуп сиқилип, ичигә кириду. Бу чағда поңзәк ичидики һава сиқилиду. Әнди қолуңларни қоювәтсәңлар, қайтидин орниға келиду. Уни сәкритидиған һаваниң кәңийиш хусусийити. Машиниларниң чақлириму сиқилған һаваға толтурулиду. Бу чақларниң йолда илдам, юмшақ меңишиға қолайлиқ. Өйләрниң деризисигә икки қәвәт әйнәк селиниду. Икки деризә арисида һава болиду. Һава өйдики иссиқни сиртқа чиқармайду. Сәвәви һавадин иссиқ начар өтиду. Қишлиғи немишкә терә, жуга,жуң пәләй кийисиләр? Әлвәттә музлимас үчүн. Уларниң түкиниң арисида һава бар. Шу һава тениңлардики иссиқни сиртқа чиқармай тутиду. Байқидиңларму? Соғда музлимас үчүнму һава керәк. ІV.Пишиқдаш Темитқуч (пипетка)билән су елип көрүңлар. Темитқучниң резинка тәрипини қисип, қайтидин қойғандила су кириду. Қисмисаңлар су кирмәйду. Немишкә? VІІ.Нәтижиләш Һава көзгә көрүнмәйду, рәңсиз, пурақсиз, дәмсиз болиду.Шуниң билән биллә һава сиқилиду, иссиқни сақлайду, отни көйдүриду.Оқуғучиларни баһалаш VІІІ.Өйгә тапшурма 34-37-бәтләрни оқуп, мәзмунини сөзләш.