очу? д?рис ?ув?т (7 синип)
Дәрисниң мавзуси: Қувәт
Дәрисниң мәхсити:
Билимлиги: Оқуғучиларға қувәт тоғрилиқ чүшәнчә бериш. Қувәтниң формулуси, өлчәм бирлиги билән тонуштуруш. Формулини пайдилинип, мәсилә йешишкә үгитиш.
Риважландурушлуғи: Оқуғучиларниң ойлаш,әстә сақлаш, селиштура билиш, логикилиқ қабилийәтлирини риважландуруш
Тәрбиәлиги: Оқуғучиларни мәсилә йешишта дәлликкә, чапсанлиққа тәрбийиләш.
Программилиқ дидактикилиқ тәминләш:
Дәрислик, иш дәптири, презентация, шәхсий компьютер, карточкилар, тест варақлири.
Дәрисниң түри: арилаш «сәяһәт»
Дәрисниң бериши:
І.Уюштуруш иши
Психологиялиқ тәйярлиқ
Саламлишиш:
Муәллим сөзи:
Салам балилар.
Оқуғучилар:
Әссалам, туғулған йәр,Әссалам, меһманлар.Әссалам, достлирим,Әссалам, устазим.Һәммигә тиләймиз,Аләмниң течлиғин.
Муәллим сөзи:
Балилар, бизниң бүгүнки дәрисимиз сәяһәт дәриси болмақчи.
Биз иш мәлисидин йеңи бир мәлигә бармақчимиз. Униң үчүн биз бир нәччә станцияләргә тоқтап өтүшүмиз керәк. Һәр станцияниң тапшурмисини дурус орунлисақ, Шу мәлигә йетимиз вә униң намини биләләймиз. Һәр оқуғучиға өзини баһалаш қәғизи берилиду.
Силәр тәйярму?
Оқуғучилар:
Һә-ә
Ундақ болса шу станцияләр билән тонушайли.
Маршрут қәғизиСт. «Тәкрарлаш»Ст. «Билиш»Ст «Йәкүнләш» «?»Ст. «Тәкшүрүш»Ст. «Мустәһкәмләш»Иш
Ст. «Тәкрарлаш»
Өй тапшурмисини тәкшүрүш28 – көнүкмә 1)Машина 72км/ с илдамлиқ билән бир хил һәрикәтлинип келиватиду. Әгәр моториниң тартиш күчи 2000Н болса, у чағда у 10сек - та қанчә иш беҗириду?
Бер: Ʋ=72 км/cF=2000Ht= 10сек А -?«ХБС»Ʋ=72 км/c= =72*1000м/3600сек==20м/cЙеш:А = FS,Ʋ =S/tS= Ʋ*tS = 20м/c*10 сек=200мA= 2000H*200м=400000Дж=400кДж.Җавави: А=400кДж.
2) Мәсилә
Җавави: А1 < А2
Иккинчи бала көп иш ишләйду.
Механикилиқ иш дегинимиз немә?Иш қандақ һәрип билән бәлгүлиниду? Ишни қайсу формула билән тапимиз? Ишниң өлчәм бирлиги? 1килоджоуль нәччә джоульға тәң? АА = F∙sДжЖисимни бир орундин иккинчи орунға йөткәш үчүн ишләнгән иш.1000Дж
Иш формулуси бойичә күчни қандақ тапимиз?Күчниң өлчәм бирлиги қандақ? 1Дж немигә тәң? Йолниң өлчәм бирлиги? 2килоджоуль нәччә джоульға тәң? Н1М*1НметрF=A/S.2000Дж
Ст. «Тәкшүрүш»
Өткән дәрисни мустәһкәмләш.
Каинатқа учурулған космос кемисиниң массиси 4500кг. Кемә 200км егизликкә көтирилип орбитиға чиқирилди. Мошундақ егизликкә чиқиш үчүн кемиләр қандақ иш ишлиди?
Бер: m= 4500кг h=200км А -?«ХБС»200000мйеш:А = Fh,F=mgA= mghА = 4500кг∙9,8Н/кг∙200000м ≈≈ 9000000000Дж≈9000МДжОтвет: А≈9000МДж
Физикилиқ миқдарларни өлчәм бирлиги һәм бәлгүлүнүши билән туташтуруш.
-68580015240Турақлиқ миқдар Ʋ 9,8Н/кг
Иш g Дж
Йол А Н
Илдамлиқ S сек
Күч t м/с
Вақит F м
Ст. «Билиш»
Мәхсәт қоюш, йеңи дәрискә тәйярлиқ
Ой қозғаш
1.Қандақ ойлайсиләр немә үчүн биз физикида ат тоғрилиқ ейтиватимиз?
2. Атниң физикиға қандақ қатниши бар?
3. Қандақ физикилиқ миқдар билән бағлинишлиқ?
?
Физикилиқ миқдарни үгиниш план:
Қаидиси;
Вектор яки скаляр;
Бәлгүлиниши;
Формулиси;
Өлчәм бирлиги.
Өлчәш қурали;
Қувәт
Ишниң орунлиниш чапсанлиғини көрситидиған миқдарни қувәт дәп атайду.
Йәкүнләп кәлгәндә, қувәт дәп ишни ишләшкә кәткән вақитқа нисбитини ейтиду.
Скаляр, сәвәви йөнилиши йоқ
N.
N= A/t
N – қувәт (Вт)
А – иш, (Дж)
t – иш ишләшкә кәткән вақит вақит (сек)
[N] = [ 1 Дж/сек] = [1Вт ]
Ваттметр – өлчәш қурали
Физикилиқ миқдар Формула Өлчәм бирлиги
Қувәт = иш/вақит N = A /t 1 Вт = 1 Дж/с
Иш = қувәт· вақит A = N·t 1 Дж = 1 Вт· 1с
вақит =иш/қувәт t = А / N 1 с = 1 Дж/1 Вт
Джеймс Уатт1736–1819 ж.ж.Қувәтни мундақ бирлигини һо машинисини ойлап тапқан инглиз алими Джеймс Уаттниң һөрмитигә ватт дәп атайду.
Механикилиқ қувәтни «Ат күчи» билән өлчәш тәклип қилған алим . Кейин 1948ж. Қувәтниң өлчәм бирлиги «СИ»системисида – ватт болуп өзгәртилди. 1736–1819
«Ат күчи» вә ватт.1 а.к. = 735 Вт.1 Вт = 0,000136 а.к.
Қувәт:717 а. к. =527 кВт
Қувәт: 103 кВт =140 а.к.
Аддий жүрүштики адәмниң қувити 0,1а.к. яки 70 - 90Вт. 730 Вт - ғичә
Һесап чиқириш үлгиси:Әгәр су плотинидин 25м егизликтин еқип чүшидиған болса, су еқиминиң қувити қандақ? (суниң һәр минуттики еқини 120 м3)
Бер: V= 120 м3h=25м ⍴= 1000 кг/м3t=60 секg= 9,8 Н/кг N -?йеш:N =A/t,F=mgA= FhҖавави: N=0,5МВтm=⍴Vm=1000 кг/м 3 *120 м3 =120000кг F=120000кг* 9,8 Н/кг≈1200000Н A= 1200000Н*25м=30000000Дж.N=30000000Дж/60 сек=500000Вт=500кВт==0,5МВт
ст«Мустәһкәмләш»
Чебурашка, машинидики апельсинни 2минутта чүшириш үчүн 600Дж иш ишлиди. Униң қувити қандақ болди?
Бер: А= 600Джt=2мин N -?йеш:N =A/t,Җавави: N= 5ВтN=600Дж/120сек=5Вт«ХБС»120сек
Матроскин мөшүк и Шарик Фёдор акиниң машинисини Простоквашиниғичә 1 с сөрәп, Униңға 36Н күч чиқарди. Простоквашиниғичә арилиқ 1км. Уларниң қувити қандақ болди?
Бер: S=1 кмF= 360Нt=1с N -?«ХБС»N =A/t,A= FSҖавави: N=100ВтA= 360Н*1000м=360000Дж.Йеш:1000м3600сек
Егизлиги 20м өйниң үстигә массиси 30кг балини 2м/с илдамлиқ билән көтәрди. Балини көтириш үчүн Карлсонға қанчилик қувәт һаҗәт болди?
Бер: һ=20мm= 30кгƲ=2м/сек N -?йеш:N =A/t,A= FSҖавави: N=600Втt= 20м/2м/сек=10сек.Ʋ= s/tt= s/ƲF= 30кг*9,8н/кг≈300Н.А= 300Н*20м=6000ДжN=6000Дж/10сек =600Вт
Тест1. Қувәтниң өлчәм бирлиги?А. Дж Б. Вт В. м2. Һо машинисини ойлап тапқан адәм?А. Д. Ватт Б. Д. Джоуль В. Ньютон3 Қувити 20Вт адәм 2 секундта қанчилик иш ишләйду?А. 40 Дж Б.10Дж В. 22Дж4. 1 кВТ немигә тәң?А. 10000Вт Б.100000Вт В.1000Вт5. 1Вт бу?А. Дж/сек Б.Дж*сек В.Дж6. Адәттики адәм қувити?А. 150-200 Вт Б. 70-80ВтВ.15-20Вт7. Ишниң орунлиниш чапсанлиғини көрситидиған миқдарни немә дәп атаймиз? А. Иш Б.Еғирлиқ күчи В.Қувәт
№ 1 2 3 4 5 6 7
һәрипи Б А А В А Б В
Тестни баһалаш үлгиси:
Хатасиз - «5»
1-2 хата- «4»
3 хата- «3»
Ст «Йәкүнләш» Оқуғучилар толтуриду.
Йәкүнләш:ҚувәтNN=A/tBтВаттметрскалярҚаидиси
Рефлекция:
Дәрисимиз силәргә яқтиму?
Немиси билән?
Күндүлүкни ачайлуқ,Өй иши язайлуқ.Қувәттин алған билимни,Ядимизда сақлайлуқ.
Өйгә тапшурма:
§52 оқуп келиш
- көнүкмә (3,4)
Баһалаш:
Баһалаш вариғини жиғип елип, бәргән җававиға қарап баһасини ейтиш.
Тексерген_______________