Синип саати. ?ткинимиз-?лг?, к?ткинимиз-кел?ч?к
Мавзу: «Өткүнимиз-үлгә,күткинимиз келәчәк !»
Мәхсити: Оқуғучиларға Қазақстан Жумһурийитиниң баштин
кәчүргән күнлири,20 жил ичидики утуқлири һәққидә
чүшәнчә бериш.Слайд арқилиқ көрситиш.Шеирларни
ипадилик ядлатқузуш .
Оқуғучиларниң соал –жавап арқилиқ,мақалларниң
иккинчи қурини тапқузуш арқилиқ ойлаш,әстә сақлаш,
сөзләш қабилийәтлирини тәрәққий әттүрүш.
Патриотлуққа тәрбийиләш.
Қол. усуллар:чүшәндүрүш,соал-жавап,көрситиш.
Көрнәкиликләр:интерактивлиқ тахта,слайдлар.
Тәрбийә саатиниң берилиши
1.Уюштуруш пәйти
А)Синипқа топларни тәклип қилиш
Б)Гимн орунлиниду
2.Асасий қисим
Әссаламу әләйкүм һөрмәтлик устазлар , оқуғучилар бүгүнки 2чи синиплар арисида өтүлидиған : «Өткүнимиз-үлгә,күткинимиз келәчәк !» намлиқ очуқ тәрбийә саатимизға хуш кәпсиләр.
Дәрисимизниң мәхсити: оқуғучилар 2 топ болуп чепишиду.
Шәрти:чепишиш 5 турдин ибарәт:
1-тур .Оқуғучилар өзини-өзи тонуштуриду.
2-тур. «Вәтиним-алтун бөшүгүм» шеирлар конкурси.
3-тур. Мақал-тәмсилләрниң давамини тап.
4-тур.Тапқур болсаң тепип көр,билимиңни синап көр. Кроссворд йешиш.
5- тур. Викторинилиқ соаллар.
Чепишишни башлимай туруп мавзумизниң намидин ениқ болуп турғандәк өткән күнлиримизгә көз жүгәртсәк: (Слайдлар)
1-тур:Оқуғучилар өзлириниң топ намини вә девизини ейтип тонуштуриду.
2-тур: «Вәтиним алтун бөшүгим» шеирлар конкурси.(шеир ейтиду)
3-тур: «Мақал-тәмсилләр» давамини тапиду.
Әлгә кирсәң елиңчә,суға кирсәң белиңчә.
Өз жутини сөймигән , өзгә жутни сөйәлмәс
Вәтәнсиз адәм-һаяти матәм
Вәтәнсиз әр-һосулсиз йәр
Булбул чимәнни сөйәр, адәм Вәтәнни
Адәм туғулған йеридәәзи,гүл ечилған йеридә әзиз
4-тур: Кроссворд йешиш.
Т а л д и қ о р ғ а н
А л м у т а
Т а р а з
Б а л қ а Ш
қ а р а ғ а н д А
Ө з б ә к с т а н А л и т а Ғ
А с т а н а
Ч и м к ә н т
Соаллири:
1.Көмүқонақ вә буғдай мол өсидиған шәһәр?
2.Верный шәһири һазир қандақ дәп атилиду?
3. Қазақстан Жумһурийитидики «Т» һәрипидин башлинидиған шәһәр?
4. Қазақстан Жумһурийитидики көл?
5.Көмүр чиқиридиған шәһәр?
6.Қазақстан Жумһурийити кимләр билән чегаридаш?
7.Алмута шәһири қайсу тағниң бойиға жайлашқан?
8. Қазақстан Жумһурийитиниң пайтәхти?
9.Пахта өними мол шәһәр?
5-тур.Викторинилиқ соаллар.
Қазақстан Жумһурийитиниң Президенти ким?
Қазақстан Жумһурийитиниң мәмликәтлик тили?
Қазақстан Жумһурийитиниң рәмизлири
Қазақстан Жумһурийитиниң ата заңи қанчинчи жили қобул қилинди?
Қазақстан Жумһурийитиниң пайтәхти?
Туғниң муәллипи ким?
Гербниң муәллипи ким?
Гимнниң муәллипи ким?
Қазақстан Жумһурийитиниң тәңгиси қанчинчи жили йоруқ көрди?
Тәңгиниң муәллипи ким?
3.Йәкүнләш
Нахша «Солнечный круг»
Сөз жюри әзалириға
Йеңип чиққан топни баһалаш