Синип саати. ?аза?стан-20 жил


Мавзуси: «Мустәқил Қазақстан: течлиқниң , келишимниң вә тәрәққиятниң 20 жиллиғи!»
Мәхсити: 1 Оқуғучиларға Қазақстан Жумһурийитиниң мустәқил
дөләт болуп, 20 жил ичидә йәткәт утуқлири һәққидә чүшәнчә
бериш.
2 Оқуғучиларниң әқил-ой қабилийитини тәрәққий әттүрүш.
Тил байлиғини өстүрүш.Дәрискә қизиқишини ашуруш.
3 Оқуғучиларни патриотлуққа, достлуққа, әмгәксөйгүчликкә,
адәмгәрчиликкә тәрбийиләш.
Қол.усуллар: чүшәндүрүш,соал-жавап,көрнәкилик,сөһбәт.
Көрнәкиликләр: мәмликәтлик рәмизләр,буклет,һәр хил сүрәтләр.
Тәрбийә саатиниң берилиши 1 Уюштуруш пәйти Оқуғучиларни дәрискә һазирлаш Саламлишиш Дөләтлик гимн
2 Асасий қисим а)Қазақстан жумһурийити өз алдиға мустәқил дөләт болуш үчүн көп қийинчилиқларни баштин кәчүрди.Бирдинла утуқларға йәтмиди.Бүгүнки күндә болса шу утуқларға йетип 20жил босуғисида туриду .
1986-жили 16-декабрь күни йүз бәргән вақиә Қазақстанниң мустәқил дөләт болушиға сәвәп болди.Яшлар , студентлар Қазақстанниң өз алдиға мустәқил дөләт болушини тәләп қилип,чоң мәйданға жиғилди.Уларни қоғдаш үчүн солдатлар,милиционерлар,от өчәргүчиләр қатнашти.Арида тоқунуш башланди.Көплигән яшлар яридар болди.Айримлири түрмиләргә соланди,лекин уларниң тәливи ижавәт болди.1991-жили Қазақстан Жумһурийити мустәқилллик алди.Қазақстан Президенти Нурсултан Әбиш оғли Назарбаев.У қазақстанда яшаватқан барлиқ милләтләргә ана тилида оқушқа,мәдәнийитини,тарихини,урпи-адәтлирини риважиландурушқа мүмкүнчилик яритип бәрмәктә.Қазақстанда яшаватқан барлиқ миләтләрниң достлуғини техиму чиңитиш үчүн хәлиқләр Ассамблеяси қурулди,униңға барлиқ милләт вәкиллири инақ әмгәк қилмақта.Қазақстан йери кәң байлиғи толуп- ташқан мустәқил дөләт.Униңда яшаватқан барлиқ хәлиқләр Қазақстан Конституция асасида тәң һоқуққа егә.
Қазақстан Конституцияси –«Асасий Қанун» китави. 30-август 1995-жили Қазақстан Жумһурийитиниң Алий кеңиши Қазақстанниң йеңи Конституциясини қобул қилди.
Бу қанун Қазақстанда яшаватқан барлиқ хәлиққә миллити,ирқи,диний көз қаришиға қаримай бирдәк һоқуқ бериду.
Қазақстан мустәқил дөләт болғачқа өз рәмизлири бар.Биз дөләтлик рәмизләргә һөрмәт билән қарап ,билишимиз керәк.
Ел таңбасы елімнің
Неткен әйбет, әдемі!
Тұнығындай көңілдің
Ортада –аспан әлемі
Ақ ниеті –алтын күн,
Асқақ арман –қираны
Жалауы бұл –Халқымның
Мәртебесі ,мақтаны
Бизниң президентимиз хәлиқ үчүн көплигән яхшилиқ имканийәтләрни яратқан.Һәр бир мәктүбидә йеза дөләтлик оқуш орунлирида оқуватқан студентларға,ишчи,устазларға дохтурларға,билим,саламәтликни сақлаш саһалириға вә башқиларға чоң көңүл бөлүнмәктә.Хәлиқләрниң паравән яшиши президентимизниң әжри.Мустәқиллигимиз яшнавәрсун ,бәхитлик һаят үчүн яхши оқуп келәчәктә мустәқил Қазақстанниң һәқиқий пухралиридин болайли.
Ә) Мустәқиллик хроникиси (тахтидин тохтилип өтүш)
1991ж-2011ж арилиғи

Б)
Мән Қазақстан пухраси
Улуқ әлдә яшаймән
Улуқ әлдә туғулдум
Әркин, азат яйраймән.
Мән Қазақстан пухраси
Махтинишқа һәққим бар
Оқушқа һәм ишләшкә
Өз һоқуқум әрким бар.
Байлиғи мол далалири гулистан Қазақстан гулистан
Азат өлкә бәхтияр Қазақстан Әвлатлар гүлләткән
Яшисун улуқ хәлиқ достлуғи Мустәқиллик йолида
Яшисун мениң Жумһурийитим Мәхситигә әл йәткән
В) нахша «Қазақстан»
Г)
Вәтини йоқ адәм ,қанатсиз қуш .
Адәм өз Вәтинидә яхши,аққуш-дәрия –көлдә.
Вәтән үчүн өлмәклик-адәләттур
Хәлиқ үчүн көймәклик саадәттур
Вәтәнсиз оғул-чимәнсиз булбул
Көчәт тиксәң путап тур,мевә алисән,
Бекар болсаң китап көр , алим болисән.
Бояқ билән бойиғичә тешиңни ,
Билим билән бойғин ичиңни
Д) Қени дәм елип тепишмақ йешәйлуқ
Тепишмиғим тепишмақ қени ойлап тепип бақ:
Мениң достум,сениң һәм достуң
Айрилмайду яшар биз билән
Қәвәт-қәвәт көйнәкни кийгән
Сөзгә байдур,илимлиқ екән (китап)
Қат –қат униң көйниги
Йүзләп түгмә қадалған
Нахшиси һеч түгимәйду
Үни көккә таралған (гармонь)
Үч көзи бар ,қатар жайлашқан
Бирдин кейин, бири яниду.
Сәп селип байқап турсаң
Үч түрлүк нур чачиду (светофор)
Әркилитип ушақ қоллар тутиду ,
Шу арқилиқ қәғәзгә сөз пүтиду ( қәләм)
Йә дәптәр,йә китап әмәсқу
Бирақ у һәр дайим сумкаңда
Көрситип униң ичидин баһани
Һәр дайим көңүллүк жүрисән (күндүлүк)
3 Йәкүнләш
Йол қаидисигә тохтилип өтүш
Техника бехәтәрлигигә тохтилиш
Синип саати мавзуси асасида чүшәнчилирини ениқлаш.
Соал –жавап жүргүзүш