Видеоурок по воспитательному уроку на тему Хош, бол башлан?уч синип
Хош , башланғуч синип !
Әтигәнликниң өтүлүш орни: мәктәп мәжлис зали
Көрнәкликләр; 4жилда қол йәткүзгән утуқлири грамотилири, сүрәтлири, қол һүнәрлири көргәзмиси.
Зал мәрасимға лайиқ безәлләндүрилиду.
Уюштуруш қисим:
Оқуғучиларни алфавит бойичә икки-иккидин турғузуш.
Муәллим; Әссаламу әләйкүм!! Һөрмәтлик ата-анилар, муәллимләр,меһманлар!Бүгүнки бизниң «Хош , башланғуч синип» мәрасимизға хуш кәпсиләр! Мәрасимизниң асасий сәвәпчилири 4-«А» синип оқуғучилирини тәклип қилишқа рухсәт қилғайсиләр.
Адилжанов Халмурат-оқуш әлачиси,жәмийәтлик ишларниң активисти, синипниң нахшичи-уссулчиси. Ахметова Интизар- оқуш зәрбидари, жәмийәтлик ишларниң активисти, уссулчи.
Аркенов Камил-оқуш зәрбидари, жәмийәтлик ишлар активисти, Ибрагимова Дильраба- оқуш әлачиси,синипниң тазилиғиға жавапкәр, уссулчи.
Аркинов Дильмурат-оқуш зәрбидари, синипниң Пифагори,жәмийәтлик ишлар активисти. Изимахунова Наргиза- оқуш зәрбидари,сәрәмжанлиқниң үлгиси, жәмийәтлик ишларниң активисти.
Ахметов Алишер- ишләмчан, рәссам,футболчи садиқ дост синип активисти .
Илиева Фируза- жүгрәштин һеч кимни алдиға чиқармайду, уссулчи, ишни таза һәм сәрәмжан қилиду.
Ахметов Долқун-оқуш зәрбидари, келәчәктики Яркәнт булбули вә уссулчиси.
Курбанова Рамилям- оқуш зәрбидари, синиптики гүлләрни пәрвиш қилғучиси.
6 .Василов Ришат- мәрт, оғул-қизниң һөрмитигә сазавәр, ишләмчан, хуш-хой, меһриван бала.Максимова Анаргүл-оқуш зәрбидари, мәктәпниң вә синипниң уссулчиси, жәмийәтлик ишлар активисти.
7.Ибраимжан ов Ильяр - ишләмчан , садиқ дост, мөмүн бала. Наурузова Назгум- гүлчи қиз, интайин жугач, назук, чирайлиқ қиз.
8.Матияров Ивраимжан- оқуш зәрбидари, музыкант, әжайип математик.
Нурахунова Анелям - оқуш әлачиси, жәмийәтлик ишларниң активисти, муәллимләрниң оң қоли, топ башчиси.
9.Мухаметов Ильзат - оқуш зәрбидари, тартинчақ, нахшичи, синип активисти. Турганова Иродахан – оқуш зәрбидари , назук, әдәплик, сумбул чачлиқ қиз.
10.Мерванов Шахмурат – тәртиплик, ,футболчи, компьютерни яхши
билиду.
Тохтиева Гулинур - жугач, гүлчи қиз, ишләмчан.
11.Сабитов Назим - оқуш зәрбидари, әқиллик, әдәплик бала. Турганова Иродахан – оқуш зәрбидари, назук сумбул чачлиқ гөзәл қиз.
12. Якубов Молутжан - тартинчақ , кам сөзлүк, хуш-хой бала.
Ашимова Адилям- ишләмчан, сәрәмжан, тиришчан , тәртиплик қиз.
13. Алимов Шахмурат- синипимизниң әркә балиси, компьютерлиқ оюнларниң мастери.
1-жүргүзгүчи Халмурат: Қиммәтлик меһманлар, ата-анилар! Бүгүнки мәрикимизниниң һөрмәтлик меһмини болуп, төрдин орун елиңлар!
2-жүргүзгүчи Анелям: Бүгүн силәр һаяжанланған, лекин йүзидә хошаллиқ, дилида миннәтдарлиқ билән турған балиларни көрүп, һәйран болуватқансиләр?
1-жүрг. –Һә, шундақ болмай, сәвәви бүгүн биз башланғуч мәктәпни
түгитип, оттура балдаққа чиқиш алдида туримиз. Һаяжанланмай бо-лам ду?
2-жүрг.Бүгүн биз өзимизниң мәктәпкә дәсләп киргән күнимизни әсләймизму?
1-жүрг. Бу қизиқ һекайә! Бир-бирини томумайдиған балилар көп өтмәйла устаз билән тонушуп, өз-ара дост болуп кәттуқ. Ейтсақ қизиқ-чилиқ көп.
2-жүрг. Қанчә вақит өттикин, қанчә қарлар еридекин ким билсун, амма қоңғурақ үни дайим билим елишқа, муәллим билән көрүшишкә чқирип туриду.
Интизар.Бүгүн оқуш башланди
Һәммә бала һәвәстә.
Дәсләпки қоңғурақта
Қолумизда гүлдәстә.
1-жүрг.Мана шу дәсләпки күндин 4 жил өтүпту. Мошу вақит ичидә биз оқушни, йезишни, һесап ишләшни үгәндуқ. Уларни үгәткән ким?
Хор билән: У- бизниң муәллим.
Наргиза Армысыздар, мұғалімдер, әзіз жандар
Білім іздеп инемен құдық қазғандар,
Құшақ жая қарсы аламыз сіздерді
Би биленіп, ән де бүгін шырқалар.
Анарг үл Хуш кәпсиләр,ақ нийәтлик аниилар,
Йүзиңлардин меһир- шәпқәт толғанлар
Алдиңларда туридиғу мөлдүрләп,
Қара көзлүк оғул һәм қизиңдлар.
Топ уссул: «Гүлдәстә»
2-жүрг.Бүгүн биз саватимизни ечип, билим асасини салған синипимиз, дәсләп қәләм тутқузуп, Елипбәни үгәткән биринчи устазимиз билән
хошлашқили туримиз.
Камил Бизниң устазимиз зерикмәй һәм терикмәй, төрт жил мабайинида бизгә билим бәргән,тәрбийлиди. Шуниң үчүн устазимизға миң рәхмәт дәймиз. «Устазлиқ қилған еринмәс»- дегән еди Абай атимиз. Устазимизға келәчәктиму еринмәй, әмгәк етишигә тиләкдашлиқ билдүримиз.
Устазим
Әссалам, дәп киргинимдә мәктәпкә
Қучақ йейип қарши алған устазим.
Дайим башлап бизни йүксәк пәллигә
Дилимизға йоруқ салған устазим.
Алишер Алимму, батурму, ишчиму, мал баққан малчиму, артистму, космонавтму һәммиси мошу устазлардин билим , тәрбийә алған. Шуниң үчүн устазларға баш егип тазим қилимиз.
Иродахан Кәлгинимдә дәптиримни қолтуқлап,
Мәктәптә сән қарши алдиң анамдәк
Оқалматтим елипбәни дудуқлап,
Һаман мени тиңшаттиң сән адәм дәп.
Назгум Келәчәктә бәхтимизниң
Һулин салған устазим
Юлтуз болуп қәлбимиздин
Орун алған устазим
Шахмурат Қәлби таза булақтәк
Билим каним устазим
Меһри иссиқ анамдәк
Қәдирданим устазим
Назим Ақ йол тиләп өмрүмгә
Мәдәт бәргән устазим
Илим пәндин көңлүмгә
Гүлләр тәргән устазим
Ләпәр Анаргүл Ифрат
Матьяров Илим-пән дуниясида
Йол көрситип бәрдиңиз
Мәрипәтниң уриғин
Дилимизға тәрдиңиз
Әскә елип жүргидәк
Устазимиз меһриван
Кичик- чоңниң дилида
Һөрмити зор қәдирдан
Адиля Шаир билән артистму
Инженерму вә алим
Чин жүрәктин ейтиду
Салам сизгә муәллим
Фируза Анам билән анамдәк
Маңа бәргән көп тәлим
Оқи, тириш, үгән дәп
Тәрбийә бәргән муәллим
Ришат Мәктәптә кәң синипта
Саңа пана устаз ким?
Десә, қәлбим төридә
Исми қутлуқ муәллим
Молутжан Салам берип һәр таңда
Қолум көксүмдә дайим
Кочида,өйдә, һәр йәрдә
Бизгә үлгә муәллим
Дильраба Муәллимниң көксидә
Есил арман, тиләк бар
Әшу устаз алдида
Һәммә ишқа биз тәйяр
Рамиля Рәхмәт саңа устазим
Данаси әл-жутумниң
Қалғинимға разимән
Ялқуни болуп отуңниң
Ильзат Арман қилған мәхсәткә
Өзәң билән йетимиз
Рәхмәт ейтип биз саңа
Нахшимизни ейтимиз
Топ уссул «Анижанлиқ»
Әнди ана тилимизни сөйүшкә униң тарихини үгинишкә улуқ алим Йүсүп Хас Һажипни тонутқан ана тилимизға рәхмәт ейтимиз
Тил-қудрәтлик қурал. Шуниң үчүн уни дурус, мукәммәл билиңлар.
Дилмурат Ана тилим!
Сән бар маңа бәхтияр
Сән болғачқа беғим солмас, гүлбаһар
Өзәң мениң аққан қеним,жүригим
Өзәң мениң бойнумдики тил тумар
Адилжан Ана тилим!
Қәдирданим, амитим
Йүксәкләргә елип учар қанитим
Пәйғәмбәрдәк ана тилим турғанда
Рази дәймән тәғдиримгә миң қетим
Тохтиева Ахир сәндә жирақ өтмүш көзи бар
Келәчәкниң рошән, нурлуқ үзи бар
Әвлатларниң, техи басар қәдими
Әждатларниң өчмәйдиған изи бар
Мошу ана тилимизни үгәткән хәлқимизни сөйүшкә үгәткән хәлқимизни сөйүшкә үгәткән ата –аниларға рәхмәт ейтимиз.
Анеля Ана десәм, билимән
Сулар тохтап қалғандәк
Ана йәрниң үнигә
Худди қулақ салғандәк
Халмурат Қәдирданим анижан
Сиз билән гөзәл жаһан
Баққан мени пәрвишләп
Өмрүмгәбәхит тиләп
Диля Бу һаятта бағвәнмиз
Һәммигә меһриванмиз
Меһриңиз бар тилимда
Қувәт берәр дилимға
Ата анилар көрситиш Уссул Симятова А .Ата –анилар намидин
Анеля Бизниң елимиз-Қазақстан. Әл башчиси Н.Ә.Назарбаевниң йол башчилиғида көп милләтлик дөлитимиздә достлуқ вә һәр бир милләткә чоң һөрмәт көрситиш арқисида бизму ана тилимизда билим еливатимиз.Дөләт башчисиниң «Тәрәққий әткән 50 мәмликәтләр қатариға кириш» мәктүбисигә бизму өз үлүшимизни қошимиз.
Шахмурат Әзиз Вәтән –Қазақстан
Һәжәп гөзәл Астана
Уйғурумға пана болған
Меһриң иссиқ –Қазақстан
Ирадә Вәтән бәргән нан-тузни ақла
Вәтән бәргән яхшилиқни сақла
Мәңгү әстә тутайли достлар
Вәтәндин артуқ зат йоқтур әсла
Хор «Қазақстан» Дильраба Анеля
Халмурат Бизгә билим берип, иккинчи өйүмиздәк болуватқан Билал Назим мәктивигә бийил 20 жил толмақта.
Дәсләпки мудир Исламов Махмут, Зульярова Санийәм, һазирқи мудиримиз Асанова Шеринай Шакирқизиға ата –анилар намидин рәхмәт ейтимиз.Мошу 20 жил мабайинда ата-анимиздәк тәрбийә, билим берип келиватқан ана мәктәп қанчиму балиларни һаятқа учум қилди келиватқан ана мәктәп қанчиму балиларни һаятқа учум қилди
Уссул 20жилға арналған Максимова
Интизар Жутум нами Яркәнт даңқи мәшһур
Яшайду рус, қазақ, уйғур
Бүгүн той мәйримидә синипимниң
Жүрәкләр- жүрәкләрдин алар нур
Рамиля Бу жутта өрләп илим -пән байриғи
Йүкләнди мәрипәтниң кәң яйлиғи
Мудирму, завучму, устазларму
Бу жутниң йетүштүргән байлиғи
Шеринай Шакирқизиға
Ильзат Мудирни әмгәк билән таллайду жут
Ишчанға чин жүрәктин йоллайду жут
Әл билән жутни сөйгән мудирни
Һәр қачан ихлас билән қоллайду жут
Ирадә Яхшидин бәһир алар баһар язим
Яхшиға ай – қуяшму қилар тазим
Той билән мубарәкләп балиларни
Мудиримиз тәбрикләйду илғарларни
Тәрбийә мудири Назугум Имәржанқизиға
Дильраба Сиз һәм һели ғунчимиз
Тәрбийә қучиғида
Түп болуп ечилисиз
Гөзәл һаят беғида
Завуч Сажидәм Сидиқжанқизиға
Долқун Йенип турар тинмай қилған меһнитиңиз
Яхшилиққа яралған пак дилиңиз
Тест алимән оқуш техникисини тәкшүрәй –дәп
Синип арилап һармайдиған Сажидәм завуч
Қазақ тили муәллими Жазира
Анаргүл Мен сенің көктемің
Нұрыңмен көктедім
Сол үшін өзіңе
Алғысым көп менің
Дильмурат Нұрын төккен бізге
Гульнәзия апаймыз
Шын жүректен сізге
Рахмет айтамыз
Бар білімін бізге
Берді көңілді
Біз тілейміз Сізге
Узақ өмірді
Қазақчә уссул МаксимоваА
Асиям махмутовнаға
Наргиза Русниң тили бизниң әлдә
Әң қудрәтлик ата тил
Хәлиқләрни синақ әткән
Қериндаш тил –дана тил
Сахинур Аскаровнаға
Шахмурат Йәнә шундақ рус тилида
Таза сөзләшни үгәтти
Өз балам дәп биләтти
Ким десәңлар биз дәймиз
У Сахинур һәдимиз
Камил Ата қилған тәбиәт
Ума рәссам –Шакир ака
Дәймиз бу күни сизгә
Алаһидә миң рәхмәт
Дильмурат Чалди акам әжәмгә
Айимиди барини
Булбул охшаш сайритип
Тәмбириниң тарини
Ришат Нахша билән равапни
Үгәткүчи муәллим
Бахтияр акимизға
Қилимиз бүгүн тазим
Матьяров Суда үзүшни үгән
Таш төмүрни көтәргин
Сәһәр туруп һәр күни
Еринмәстин жүгәргин
Назим Кәл, кәл, кәл қени ойна футбол
Поңзәкни қени қоғла бол, бол
Бир йәңдин чиқирайли қол, қол
Дәрвазиға киргүзәйли гол,гол
Устазимиз Расул акимизға
Йоллаймиз ақйол, ақ йол, ақ йол
1-жүргүзгүчи
Назук ғунчидин түгүлди түгүч
Хош бол башланғуч дәп маңдуқ бүгүн
Устазимиз қәлбимиздин чоң орун алғач
Қандақму айрилип, кетәрмиз сиздин
Атааниларни умумий уссулға тәклип қилимиз
Вальс «Начальная школа»
Оқуғучиларға диплом тәғдим қилиш
Мәктәп мудири Асанова Ш Шға сөз
Ата-аниларға сөз