Урок по всемирной истории на темуФранцияни? 1950-1990 жиллр арили?идики ички в? таш?и с?ясити. (11 класс)
Дәрисниң мавзуси: Францияниң 1950-1990 жиллр арилиғидики ички вә ташқи сәясити.
Дәрисниң мәхсити:
Билимлик Оқуғучиларға ХХ әсирниң 1950-1990 жиллардики Францияниң ихтисадий ижтимаий вә сәясий тәрәққиятини чүшәндүрүш.
тәрәққий әткүзүш: Дәрискә болған қизиқишини ашуруш
тәрбийәлик Әлләр тарихини һөрмәтләшкә тәрбийләш.
Дәрисниң түри: Йеңи дәрисни чүшәндүрүш,комбинирлиқ
Дәрисниң уюштуруш түри: лекция
Дәрискә керәкликкөрнәклик қураллар: Хәритә, дәрислик,интерактивлиқ тахта, слайдлар, электронлуқ дәрислик
Қоллинидиған метод, усул: Чүшәндүрүш, Соал –жвап, илюстративлиқ метод, репродуктивлиқ методлар.
Дәрисниң бериши:
І.Уюштуруш қисми: Оқуғучилар билән саламлишиш. Синипниң санитарлиқ – гигиенилиқ һалитигә нәзәр авдуруш. Оқуғучиларниң пайдилинидиған қурал-жабдуқлирини түгәлләш вә нәзәрини дәрискә жәлип қилиш. Оқуғучилардин мениң бүгүнки кәйпиятини сораш, бир биригә қарап «Сиз бүгүн қандақ чирайлиқ» дегән сөз билән дәрискә һазирлитиш.
Шатлиқ чәмбәр. Саламәтмусиләр һөрмәтлик оқуғучилар. Қени оқуғучилар , оттурға чәмбәр қуруп бир- биримизгә яхши тиләкләр ейтип, яхши кәйпият тиләп бүгүнки дәрисимизни башлайли..
Яххши,мошу ейтқан тиләклириңлар яхши болсун дәп , мән силәрниң ишиңларға утуқ тиләймән.
ІІ Өй тапшурмисини тәкшүрәш
1.Барлиқ оқуғучиларниң өй тапшурмисинип чүшинип орунлиғанлиғини ениқлаш. Оқуғучиларниң өй тапшурмисини орунлиғанлиғини ениқлап, әгәр дурус орунлимиған болса хаталирини йоқ қилиш, чүшәндүрүш.
ІІІ. Оқуғучиларниң субъектлиқ тәжрибисини ашуруш
Улуқбритания мәмликити тәрәққиятида қандақ алаһидиликләр болуши мумкин?
ІV . Йеңи мавзу:
Генерал Ш де Гогольниң вақитлиқ түзүми. Иккинчи дуния уруши Франция ихтисадиға жиддий зиян кәлтүрди. Гәрчә адәм чиқими Биринчи дуния урушидикигә нисбәтән азирақ болған болсиму, лекин вәйранчилиқ көләми хелила зор болған еди. Вәтәнпәрвәрләр алдида биринчи дәрижилик вәзипә – Францияни қайта әксигә кәлтүрүш үчүн, фашизимға қарши күрәшкән барлиқ сәясий күчләрни бирләштүрүш вәзипилири туратти. Бә вәзипини әмәлгә ашурушқа әң лайиқ зат – генерал Шарль де Голль еди. 1943 – жили у Вақитлиқ һөкүмәт вәзиписини атқурған Француз миллий азатлиқ комитети намлиқ кабинетни қурди. 1944-жили апрельда униңға компартия вәкиллири кирди. Франция азат болғандин кейин вәтәнпәрвәр күчләр, шу жүмлидин коммунистларму, де Голльни қувәтлиди вә ФМАК 1944 – жили июньда Францияниң Вақитлиқ һөкүмити дәп жакаланди.
Вақитлиқ һөкүмәтниң йетәкчилигигә кәлгән Ш. Де Голль дөләтни тикләшкә қаритилған программини орунлашқа киришти. Һөкүмәтниң программиси толуқ дегүдәк француз Миллий қаршилишиш кеңишиниң тәләплиригә мувапиқ кәлди, у вәтән хаинлирини жазалашни, жумһурийәтлик қанунийәтни әксигә кәлтүрүшни, әмгәкчиләрниң турмуш дәрижисини өстүрүшни, ишләп чиқиришни башқурушқа уларниң қатнишиши һоқуқини итирап қилишни, банк, траспорт васитилири вә санаәтниң бәзи бир тармақлирини миллийлаштурушни көздә тутқан еди.
1944-1954- жж һөкүмәт дөләм аппаратини тазилишни әмәлгә ашурди. 2000 дин артуқ хаинлар өлүм жазасиға һөкүм қилинди. Вақитлиқ һөкүмәт тәрипидин ижтимаий – ихтисадий чарәтәдбирләрму әмәлгә ашурулди. Әмгәк һәққи (45-50%), аиләвий нәпәқә (50-80%) өстүрүлди. 1944-жили декабрьда Вақитлиқ һөкүмәт көмүр ханлирини, авиация
заводлириниң вә егиси басқунчилар билән һәмкарлашқан Рено автомобиль заводиниң бир қисмини вә шундақла жирик 5 банкни миллийлаштуруш һәққидә қанун қобул қилди. Миллийлаштурушниң позитив нәтижиси ишләп чиқиришни йәниму тәрәққийләндүрүшни рәғбәтләндүрүш вә монополияләрниң баш-баштақлиғини чәкләш болди.
Партия системисиниң трансформацияси. Төртинчи жумһурийәтниң тәшкиллиниши. Франция азат болғандин кейин әлдә сәясий һаят пааллашти. Сәясий партияләр өз паалийитини әксигә кәлтүрди. Мәмликәт һаятида 4 партия йетәкчи роль ойниди: Француз коммунистик партияси, Социалистик партия, Радикаллар вә радикал-социалистлар партияси вә католиклар тәшкил қилған йеңи сәясий партия – Хәлиқчил-жумһурийәтлик һәрикәт болди.
Бу дәвирдики Францияниң ички сәясий һаятидики әң асасий муамма – униң дөләтлик түзүм мәсилиси болди. 1946-жили апрельда тәсис жиғани йеңи конституцияниң лайиһисини қобуллиди.
1946-жилқи Конституцияни қобул қилиш билән Франциядә төртинчи жумһурийәт орниди. Униң биринчи президенти – социалист Венсан Ориоль болди.
1947-жили ноябрьда МРП ниң вәкили Робер Шуман рәһбәрлигидики «үчинчи күч» һөкүмитиниң һакимийәт бешиға келиши билән Францияниң ташқи сәясити барғанчә АҚШниң тәсиригә учрайду. 1949-жили мәмликәт НАТОға кириду. Шу дәвирниң өзидә Франция умумевропилиқ ишларди асасий интегратор сүпитидә мәйданға чиқмақта еди.
Һакимийәткә де Голльниң келиши, униң ички вә ташқи сәясити. 1958-жили апрельда Франциядә новәттики сәясий боһран цүз берип, у 5 һәптигә созулди. Буниңдин Алжирдики ультраколониалистлар пайдилинип қалмақчи болди.1958-жили 13-майда Алжирда иссиян көтурди.Бу исиянни бир тәрәп қилидиғанлиғини де Голль вәдә қилди..
«Францияниң улуқварлиғи» тәрәпдари болған рәвиштә де Голль буниң үчүн күчлүк ижраий һакимийәт болуши керәк, дәп һесаплатти. Мошу йолдики дәсләпки қәдәмдә йеңи коституция ишләп чиқириш керәк еди. Униң лаһийәси референдумға қоюлди вә бесим авазлар билән 1958-жили 28- сентябрьдә қобул қилинди. Конституцияниң қобул қиллиниши Францияниң бәшинчи жумһурийәт тәрәққият басқичиға қәдәм қойғанлиғини билдүрди.
Франция дуниядики йетәкчи дөләтләрниң бири сүпитидә ХХІ әсиргә зор ихтисадий иқтидари билән қәдәм ташлиди. У дуниявий УИМниң 5% чиқириду.бу Франциягә дунияда пәқәт АҚШ, Япония, Германиядин кейинки 4-орунни егиләшкә мүмкинчилик бәрди. Йеза егилиги мәһсулатини ишләп чиқириш бойия Франция барлиқ европилиқ дөләтләр ичидә йетәкчи орунни тутуп келиватиду.
Заманивий Францияниң тәрипий өзгичилиги дөләтниң ихтисадий жәриянларни тәңшәп турушқа қатнишишиниң жуқури дәрижисидур. Амма әлниң нисбий ихтисадий сағламлиғи ижтимаий муаммиларниң пүтүн бир қатарини йешишкә ярдәм қилмайду.
Франциядики жирик шәһәрләрниң әтрапини тәшкилләшмигән наразилиқ һәрикәтләр билән қамралған еди. Келип чиқиш теги шималий африкилиқ болған яш французлар, уларниң ичидики ишсизлиқ 43% йәткән еди, наразилиқ билдүрүшкә көтирилди. Яшлар топлири дуканларни вәйран қилди, автомобильларни көйдүрди, тәртип сақлиғучиларға ташларни атти вә от туташтурулған канистрларни ташлиди.
2007-жили 6-майда Франция новәттики президент сайлими болуп өтти. Намзатлар төвәндикичә еди: Комунистик партия фракциясидин Сегален Руояль вә голлистлиқ партия вәкили Николя Саркози. 6% үстүнлүк билән Н.Саркози йеңип чиқти вә 2007-жили 16-майда рәсмий һалда ишқа киришти.
Франция 1960-1990 ж.ж Франция 1990-2000 ж.ж
V.Йеңи алған билим йәни иш һәрикәтниң дәсләпки дәврини тәкшүрәш:
Оқуғучиларниң йеңи өтүлгән мавзуни чүшәнгәнлигини ениқлаш. Униң үчүн өтүлгән мавзуниң асасий соаллирини қоюп, тәкшүрәш.
VI. Йеңи алған билим йәни иш һәрикәт йоллирини бәкитиш: «Мозаика» дәп атилидиған оюн арқилиқ өтүлгән мавзуни мустәһкәмләш. Дәрис бойичә бир биригә соал қош арқилиқ эксперт устаз өзи болуп, соалларниң дуруслиғини тәкшүрәш
VII.Йеңи алған билимини йәкүнләш: Өтүлгән мавзуни асасий соаллар билән мустәһкәмләш.
Францияниң ички тәрәққиятида қандақ алаһидиликләр болди.
Франциядики солчи һөкүмәт сәясити?
VIII.Өйгә тапшурмиси тоғрисида мәлумат бериш: Өйгә § 9оқуп келиш. Параграфниң ахиридики соалларға еғизчә тәйярлиниш.
IX.Дәрисни йәкүнләп оқуғучилар әмгигини баһалаш Оқуғучиларниң әмги гини баһалап, күндиликлиригә баһа қоюш