Математикидин ??рик?тк? берилг?н аддий ?есаплар .


Математикидин 4-синипқа берилгән һесаплар .
Һәрикәткә берилгән аддий һесаплар
1-һесап
254005080Вертолет 2сатта 600км арилиқни бесип өткән болса, униң илдамлиғини тепиңлар.
Йешилиши: 600 : 2 = 300(км/с)
Жавави: Вертолетниң илдамлиғи-300км/с .
2-һесап
414909085725Бүркүтниң илдамлиғи 30м/сек. болса, 5секундта қанчелик арилиқни бесип өтиду?
Йешилиши: 30 . 5 = 150(м)
Жавави: Бүркүт 5 секундта150 метр арилиқни бесип өтти.
3-һесап
68580139700Авианосец 90 км арилиқни 30 км/с илдамлиқ билән бесип өтти. Униң вақтини тепиңлар.
Йешилиши: 90 : 30 = 3(с)
Жавави: 3 саат.
4-һесап
Мотоциклчи 35 км/с илдамлиқ билән маңди. У йолда 2 саат болди. Мотоциклчи қанчелик арилиқни бесип өтти?
Йешилиши: 2 . 35 = 70(км)
Жавави: 70 км.
4295775191135
5-һесап
Қолүлә 36 метр арилиқни 2 саатта бесип өтти. Қолүлиниң илдамлиғини ениқлаңлар.
Йешилиши: 36 : 2 = 18(м)
Жавави: 18 м/с.
6-һесап
Велосипедчи 28 км арилиқни 14 км/с илдамлиқ билән бесип өтти. У йолға қанчелик вақит сәрип қилди?
Йешилиши: 28 : 14 = 2(c)
Жавави: 2с.
7-һесап
Йеза билән шәһәр арилиғи 30 км. Пиядә маңғучиниң илдамлиғи 6 км/с болса, мошу арилиқни бесип өтүшкә қанчелик вақит сәрип қилиду?
Йешилиши: 30 : 6 = 5 (c)
Жавави: 5с.
8-һесап
Паша 4м/сек. илдамлиқ билән учса, 19 секундта қанчелик арилиқни учуп өтиду?
Йешилиши: 4. 19 = 76 (м)
Жавави: 76м.

9-һесап
Қарға 150 м арилиқни 10 м/сек илдамлиқ билән бесип өтти. Паша мошу арилиқни учуп өтүшкә қанчә вақит сәрип қилди?
Йешилиши: 150 : 10 = 15
Жавави: 15 секунд.
10-һесап
Чапсан поезд 5 саатта 450 км арилиқни бесип өтиду. Поезд қандақ илдамлиқ билән һәрикәтлиниду?
Йешилиши: 450 : 5 = 90 (км/c)
Жавави: 90км/с.
11-һесап
Велосипедчи бирдәк илдамлиқ билән 70 км арилиқни 5 саатта бесип өтти. Велосипедистниң илдамлиғи қандақ?
Йешилиши: 70 : 5 = 14 (км/c)
Жавави: 14км/с.
12-һесап
Белиқчилар қолвақ билән 60 км арилиқни 12 км/с илдамлиқ билән бесип өтти. Улар қанчә вақит йолда болди?
Йешилиши: 60:12=5 (c)
Жавави: 5с.