2 синип. Д?рис плани ?ава.?авани? хусусийити.
Дуниятонуш 2-синип
Дәрис мавзуси: Һава.Һаваниң хусусийити.
Дәрис мәхсити: 1.Һава тоғрилиқ чүшәнчә бериш.Һаваниң хусусийитини билиш.Һаваниң адәм өмүридики алидиған орни тоғрилиқ чүшәнчә бериш
2.Тәжрибиләр ясаш арқилиқ оқуғучиларниң һава тоғрилиқ билимини кәңәйтиш,қизиқишини ашуруш.
3.Қоршиған әтрапни,тәбиәтни қорғашқа үгитиш арқилиқ экологиялиқ тәрбийә бериш
Дәрис түри: Йеңи мавзу
Қоллинидиған усуллар: Чүшәндүрүш,соал-жавап,көрсиитиш,тәжрибә.
Көрнәкиликләр: Трек схема,сәгәк минут.
Тәжирибә өткүзүшкә керәк қурал-жабдуқлар: Стакан,су,қәнт,шар,доп,шам-чирақ, банка.
Дәрисниң бериши
І. Уюштуруш пәйти.
Психологиялиқ тәярлиқ
Әссалам, алтун күн!
Һаварәң көк асман!
Қәдирлик достлирим!
Әссалам меһманлар!
ІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрәш.
Масштаб билән йәр бетини кичиклитип тәсвирләшни немә дәп атайду.
Йәр планини қәғәзгә сизғанда өйләр , көл вә дәриялар, көрүк, булақ, төмүр йол, саз, орман, пичәнлик вә б. шәртлик бәлгүләр билән бәлгүлиниду.Мону сүрәттики бәлгүләр немини билдүриду.
Ташлиқ йол Арилаш бағ Чиғир йол Пичәнлик Мевилик бағ
ІІІ. Мәхсәт қоюш пәйти
ІV. Йеңи мавзу
Һава өсүмлүккиму,һайванатқиму – пүткүл һаятлиқ егилириниң һәммисигә һәммисигә һажәт.Түрлүк тамақларниң бузулмай сақлинишиға, өйниң һавасини тазилашқиму һава керәк.
Һәр қандақ нәрсидә һава бар.Уни биз бирнәччә тәжрибә өткүзүп, күзитип көрәйли.
1-тәжрибә. Бир стакан суға чақмақ қәнт селиңлар. Су үстигә һава көвүклириниң чиққинини көрисиләр. Буниңдин бир чақмақ қәнттә һава бар екәнлигини билдуқ.
lefttopШуниң билән биллә һава сиқилиду
2-тәжрибә. Поңзәкни алайли.Уни қолуңлар билән икки биқинидин қисиңлар.Икки биқини ойман болуп сиқилип,ичигә кириду. Бу чағда поңзәк ичидики һава сиқилиду.Өйләрниң деризисигә икки қәвәт әйнәк селиниду.Һава өйдики иссиқни сиртқа чиқармайду. Сәвәви һавадин иссиқ начар өтиду.
Сәгәкләндүрүш минути «Камажай»
Қишлиғи немә үчүн терә жуга,жуң пәләй кийисиләр? Әлвәттә , музлимас үчүн. Уларниң түкиниң арисида һава бар.Шу һава тениңлардики иссиқни сиртқа чиқармай тутиду.
3-тәжрибә.Ағзимизни йепип таңлийимиз билән 1,2,3,4,5 дәп санаймиз.Әнди ачимиз.Бу вақитта балилар силәргә немә һажәт болди.
-Һава
4-тәжрибә.Икки қолуңни икки яққа соз,суда үзгән һаләтни кәлтүримиз.Силәр һавада жүрәмсиләряқ. – Силәр һава мухитида үзүп жүрисиләр.Һава бизни қоршап туриду.
-Силәр һавани көрдүңларму?
-Яқ. Немигә? Сәвәви у рәңсиз.
5-тәжрибә.Шар көптириш. – Шарниң ичигә немә толди? -Һава -Шар немә қилди?- Көпти -Ичидә һава орун алди
6-тәжрибә.Стаканға азирақ су қуюп униң үстигә қәғәзни қоюп,алиқанға тутуп дүм өрүп қоюп беримиз.Қәғәз немишкә суни өткүзмәй тутуп триду. Сәвәви стакан ичидә һава бар.
7-тәжрибә.Инчикә шамни тәң үчкә бөлүп ,һәр қайсисиға от йеқип,Үстәлгә қоюмиз Униң бирини стакан билән,иккинчисини банка билән,үчинчисини очуқ қалдурииз.
Алди билән қайси шам өчти.Әлвәвәттә, әң алди билән стакан билән йепилған шам өчиду.Йоған банка билән йепилғини узақ көйиду. Очуқ қалған шам болса,түгигичә көйиду.
V. Пишиғдаш
Дәптәр билән иш. Балилардин сорап ,жававини дәптәргә язғузуш. Һава- сиқилиду,иссиқни сақлайду,отни көйдүриду.
Һаваниң асасий хусусийити: Көзгә көрүнмәйду,рәңсиз,пурақсиз,дәмсиз.
VІ Өйгә Һава.Һаваниң хусусийити .Өзлири мисалларни кәлтүрүп келиш.
VІІ Дәрис йәкүни. Балиларниң билимини баһалаш