Явайи ?айванлар Елипб? 1-синип


Дәрис мавзуси : Явайи һайванлар
Дәрис мәхсити: 1 Явайи һайванлар тоғрисида чушандүрүш.
2 Окуғучиларниң тил байлиғини риважиландуруш.
Саватлиқ, дурус йезишқа үгитиш.
3 Тәбиәтни қоғдашқа тәрбийәләш.
Дәрис түри: Чөчәк дәриси
Қоллинидиған усул: чүшәндүрүш, соал-жавап.
Қоллинидиған көрнәклик: рәңлик сүрәтләр,плакатлар,смайликлар.
Дәрисн иң берилиши:
1. Уюштуруш кисми
Синипни дәриска тәйярлаш.
Психологиялик тәйярлиқ.
Сәһәр туруп ойғинип ,
Мәктивимгә бариман.
Пухта билим елип,
Хошал өйгә яниман.
2.Өй тапшурмисини сораш.
Өйгә:Өй һайванлирини оқуп сөзләп келишкә берилган.
Оқуғучиларниң чүшәнгинини сөзлитиш.
Китап билән иш.
Өй һайванлирини атаңлар?
Өй һайванлири қандақ һаят кәчүриду?
Өй һайванлириниң қандақ пайдиси бар?
3.Билимини тәкшүрүш.
Карточкилар билән иш.
Боғумларни оқутуш.
4. Мәхсәт қоюш. «Боғусақ» чөчигини әскә чүширимиз.Явайи һайванлар билән тонушимиз.
5.Йеңи дәрис.Явайи һайванлар.
1-тапшурма Сүрәт билан иш:пил,шир, бөрә, түлкә вә башқилар. Явайи һайванлар тоғрисида немә билисиләр? Явайи һайванларниң пайдиси барму? Улар қәйәрләрдә яшайду?
Явайи һайванлар.
Явайи һайванлар көпинчә орманлиқта,жангаллиқта яшайду.Улар өз алдиға һаят кәчүриду.Уларнин нурғуни жиртқуч. Явайи һайванларнин бирлири өсүмлүкләр билән, бирлири гөш билән озуқлиниду.Шир,йолвас,бөрә,түлкә булар гөш билән озуқлиниду.Уларниң бәзилириниң терисидин һәр хил буюмларни ясашқа блиду. Явайи һайванларниң бәзи бирлири йоқап кетиш алдида туриду.Шуниң үчүн уларни «Қизил китапқа» киргүзгән. «Қизил китапқа» киргән һайванларни өлтиришка рухсәт әмәс.Явайи һайванларниму қоғдаш лазим.
2-тапшурма. Дәрислик бойичә иш.
Балилар силәр китаптики мәтинни дурус хатасиз оқусаңлар биз «Боғусақни» тошқандин қутулдуруп алимиз. Яхши балилар,ярайсилар дурус оқудиңлар. «Боғусақни» қутулдурдуқ.
3-тапшурма.Әнди балилар биз «Боғусақни» бөридин қутулдуруш үчүн дәптәр билән ишләймиз.Униң үчүн силәр чирайлиқ,пакиз йезишиңлар керәк.
Ай-күнни яздуруш.
Һөснихәт иши Бб қандақ тавуш? Бөрә,белиқ,бәхит сөзлирини яздуруш.
Явайи һайванлар: бөрә, шир, түлкә,йолвас,ейиқ вә башқилар. Яхши балилар биз «Боғусақни» бөридин қутулдурдуқ.
Сәргитиш пәйти «Айгөлек»
6.Дәрисни пухтилаш.
Әнди балилар биз явайи һайванларнин намлирини үч тилда ейтиш арқилиқ «Боғусақни»ейиқтин қутулдурушимиз керәк?
Пил ейиқ түлкә бөрә
Піл аю түлкі қасқыр
Слон медведь лиса волк
Яхши ярайсилар «Боғусақни» ейиқтин қутулдурдуқ.
7.Дәрисни йәкүнләш.
Әнди «Боғусақни» түлкидин қутулдуруш үчүн соалларға жавап беримиз.
Уйғур алфавитида нәччә һәрип бар?
Уларни нәччигә бөлимиз?
Созуқ тавушлар нәччә?
Үзүк тавушларчу?
Явайи һайванларни атаңлар?
Уларниң пайдиси барму?
Яхши ярайсилар балилар соалларға жавап берип «Боғусақни» түлкидин қутулдуруп алдуқ.Силарниң билимиңларниң арқисидин «Боғусақни» барлиқ явайи һайванлардин қутулдурдуқ.
8.Өйга тапшурма Явайи һайванларни оқуп сөзләп келиңлар.
Билимини баһалаш.
Оқуғучиларниң билимини формативлиқ баһалиниду. Смайликларни тарқитиман.
Дәрис аяқлашти,дәм елиңлар.