План-конспект по грамоте 1 класс буква У на уйгурском языке
Тәкшүрүлди М.А. Камалова
ДӘРИС: Сават ечиш
МАВЗУСИ: Уу тавуши вә һәрипи МӘКТӘП: А. Розибақиев намидики №153-мәктәп-гимназия
КҮНИ: 26.10.2016 МУӘЛЛИМНИҢ ИСИМ - ФАМИЛИЯСИ: Джаруллаева Диларям Хакимжановна
СИНИП: 1 «В» ҚАТНАШҚАНЛАР САНИ: ҚАТНАШМИҒАНЛАР САНИ:
С
ДӘРИСНИҢ МӘХСИТИ: ҖИМИ ОҚУҒУЧИЛАР БИЛИШКӘ ТЕГИШ:
Уу һәрипи вә тавуши, сөзләрни боғумға бөлүш,
Уу һәрипидин башлинидиған сөзләрни ейтиш
Оқуғучиларниң көпчилиги билишкә тегиш:
Уу һәрипиниң сөз ичидики орнини тепиш,
Сөзләрни боғумға бөлүш,
Уу һәрипидин башлинидиған сөзләрни ейтиш
Бәзи оқуғучилар билишкә тегиш:
Уу һәрипидин башлинидиған сөзләрни ейтиш
Шу сөзләрдин жүмлә қураштуруш
Созуқ вә үзүк тавушларни ажритиш
Бурундин бар билими Аа, Тт, Пп, Нн, Мм, Уу һәрип вә тавушлирини билиду
РЕҖӘ
Реҗиләнгән вақит Реҗиләнгән паалийәт Мәнбәләр
Дәрисниң беши
5 минут
Шатлиқ чәмбири:
Мәнму хошал болимән,
Сәнму хошал болисән.
Ечилған күн нурида
Достлар билән хошал мән
- Сандуқчиниң ичидә йошурунған сөзләр бар екән.
- Бу қандақ сөзләр екәнлигини биз рәсимләрдин тепип көрәйли.
Ойлиниңлар
- ун, уссул, учқуч, уга
- Балилар, немини байқидиңлар? Бу сөзләрниң қандақ өзгичилиги бар? Сөзләр қайсу һәриптин башлиниватиду?
- У һәрипидин. Демәк, бүгүн биз силәр билән қайсу һәрип билән тонушимиз? У һәрипи билән.
- Қени, һәммимиз уууу дәп көрәйличу, қандақ ойлайсиләр созуқ тавушму яки үзүк тавушму? Дурус, созуқ тавуш, немишкә? Сәвәви биз «у» дәп ейтқанда созуп ейтиватимиз, шу сәвәптин бу созуқ тавуш болуп һесаплиниду.
- Әнди мошу сөзлиримизни боғумларға бөлүп көрәйли.
ун, ус-сул, уч-қуч, у-га Дәрисниң оттуриси
25 минут
- Өткән һәрипләрни қайтилап өтәйли.
- А, Т, П, Н, М, Р
Һәригә бал жиғишқа ярдәмлишәйли.
Боғумларни оқуңлар:
ту, му, ру, пу, ну, ут, ур, уп, ун, ум
Сөзләрни оқуңлар:
ун, нур, тут, пут, тумар, Аруп, Мурат
Тиңшаңлар:
Турған билән Турсун көлгә белиқ тутушқа барди. Улар қармақлирини суға ташлиди. Бир чағда шамал чиқип, күчийишкә башлиди: уууууууу
Балилар қайтмақчи болди. Мана қизиқ! Қармаққа «ун» «му» «тур» «тут» «нур» «улар» «Аруп» сөзлири илинип қапту. Балилар сөзләрни оқушқа башлиди.
- Қени, балилар илинип қалған сөзләрни оқуп көрәйли.
Оқуңлар:
ун тур нур у лар А руп
му тут пут ту мар Му рат
Жүмлиләрни оқуңлар:
Апа, мана ун.
Аруп, мана тумар.
- Қени, һәммимиз мону қурларни қайтилаймиз.
Узун терәк учиға,
Қақирә уга салди.
Қолсиз салған угиға,
Уста һәм һәйран қалди.
Мәшиқ:
Ухлаватқан кепинәк
Туюқсизла оханди
Аста-аста мидирлап,
Жуқуриға көтирилди
Учуп-учуп айлинип
Ухлиғуси кәлмиди
Күнгә қарап хошал болуп
Көңли шатлиққа толди.
Дәптәр билән иш:
Сөзләрни боғумларға бөлүңлар
Элементларни йезиңлар
Уу һәрипини йезиңлар
Хуласә бөләк
5 минут - Бүгүн қайси һәрип билән тонуштуқ?
- Уу һәрипи билән.
- Дәрис чүшинишлик болдиму? Чүшәнгән болсақ баш бармиғимизни жуқури көтирәйли, чүшәнмигәнләр болса төвәнгә чүширимиз.