Поурочный план на уйгурском языке на тему Цифра 7
Тәкшүрүлди: _________
Пәни : математика
Синипи:0 «А»
Күни : 26.01.2017ж
Дәрисниң мавзуси: « 0-7 санлири.Һәптә күнлири.»
Дәрисниң мәхсити:
-7 сани билән тонушуш вә 7 санини қошуш вә елиш арқилиқ һесапларни чиқириш;
- әстә сақлаш,ойлаш қабилийитини ашуруш;
- вәтәнпәрвәрликкә, ана тилини сөйүшкә, тазилиққа тәрбийләш;
Пайдилинидиған көрнәкликләр: карточкилар, сүрәтләр.
Дәрисниң түри: чүшәндүрүш, оюн.
Дәрисниң бериши:
№ Қисимлар Мундәриҗә
І.
ІІ
ІІІ.
ІV
V
VІ
IX Уюштуруш қисми
Йеңи дәрисниң мавзуси вә мәхситини ениқлаш
Йеңи дәрис
Йеңи дәрисни
мустәһәкәмләш
Йәкүнләш
Баһалаш
Рефлекция Саламлишиш. Оқуғучиларни дәрискә жәлип қилиш. Синипниң санитарлиқ-гигиенилиқ һалигә көңүл бөлүш.
Оқуғучиларни өз-ара психологиялиқ җәһәттин тәйярлаш. Шатлиқ чәмбәр.
Аманму сән, есил күн,
Аманму сән,есил йәр.
Аманму сән,көк асман,
Аманму сән, жан достум.
Иссиқлиққа иссиқ қош,
Мана мениң қолум
Тахтиға қарап көрәйличу,нәччә тошқанни көриватисиләр? (6)
-Әнди тошқанлар сани нәччә? Қандақчә,улар 7 болуп кәтти? (7 дегинимиз- 6 вә 1).1 һәптидә нәччә күн бар?Бүгүнки дәрисниң мавзуси қандақ ким ейтиду?
Балилар, 7 сани қандақ сан?
Бир ханлиқ ,тағ сан.
Дәптәр билән иш.
Дәптиримни ачимән,
Булуң қилип қойимән.
Таза, дурус йезишни,
Дайим әстә сақлаймән.
Дәптәрни ечип 2-тапшурмини диққәт билән қарап чиқиңлар.Һәптә күнлирини рәт-рети билән йезип чиқимиз.
7 санин һавада язимиз.
3-тапшурмини –өз алдиға орунлайду.
Мәшиқ.
Оң путта 7 қетим ,сол путта 7 қетим сәкрәш,7 қетим чавак челиш. 1 дин 7 гичә тоғра вә әкси санаш.
Һәптә күнлири.
Дүгләп кәлди-дүшәнбә
Сәкрәп кәлди-сешәнбә
Чамдап кәлди-чаршанбә
Пайлап кәлди–пәйшәнбә
Җүмә жим-жит келиду
Шәнбә шалқип келиду
Йәкшәнбә ялғуз келиду
Келиңлар ойнайли!
«Орнуңни тап». Өзлири халиған санларни балилар елип, орунлирини тепиш.
-Бүгүнки дәристә немә қилдуқ?
Немә қийин болди?
Немә оңай болди?
Дәрискә паал қатнашқан оқуғучиларға юлтузчиларни бериш.
Смайликлар арқилиқ оқуғучиларниң дәристин кейинки кәйпиятини ениқлаш.