Умумий с?зл?ш ?абилийити т?в?н о?у?училар?а , топ бил?н иш 2 класс
2-Синип. Умумий сөзләш қабилийити төвән оқуғучиларға , топ билән иш.
Дәрис мавзуси : Созуқ вә үзүк тавушлар» С»тавушини ейтишни үгитиш
Мениң Вәтиним Қазақстан
Дәрисниң мәхсити : 1) Созуқ вә үзүк тавушлар тоғрисида оқуғучиларниң билимини мустәһкәмләш,
« С»тавушини ениқ, дурус ейтишни үгитиш.
2) Казақстан тоғрисида билимини ашуруш.
3) Вәтинини сөйүшкә , қоғдашқа тәрбийиләш.
Қоллинидиған дид материал :Фото ,рәңлик сүрәтләр
Сөзуқ вә үзүк тавушларниң карточкилири.
Дәрисниң берилиши
Уюштуруш қисми
Саламлишиш Оқуғучиларниң диққитини дәрискә жәлип қилиш
Артикуляциялиқ гимнастика
Ағзимизни ачимиз, япимиз
Гүләңгүч
Саат
Татлиқ варенье
Щетка б/н чишимизни тазлаймиз
Гол салимиз
Атлар маңди
Могу
Мотор
-47053582550 Созуқ тавушларни тәләппуз килғанда , һава тосқунлиққа учримай; әркин чиқиду.
Улар аһаң билән ейтилиду . Созуқ тавушлар боғум һасил қилиниду: а – на, ү – зүк ,ө -
дәк, a – ка .
Үзүк тавушларни тәләппуз қилғанда, һава ләв , чиш тосалғусиға учрайду Пәқәт созуқ тавуш, кәлгәндила ,боғум түзәләйду : ас – ман, но – ғуч, әм – гәк.
00 Созуқ тавушларни тәләппуз килғанда , һава тосқунлиққа учримай; әркин чиқиду.
Улар аһаң билән ейтилиду . Созуқ тавушлар боғум һасил қилиниду: а – на, ү – зүк ,ө -
дәк, a – ка .
Үзүк тавушларни тәләппуз қилғанда, һава ләв , чиш тосалғусиға учрайду Пәқәт созуқ тавуш, кәлгәндила ,боғум түзәләйду : ас – ман, но – ғуч, әм – гәк.
II Созуқ вә үзүк тавушларни есиға селиш
III Сөзләрни икки топқа бөлүп йезиңлар
ІІІ Сөзләрни икки топқа бөлүп йезиңлар.
Биринчи топ созуқ тавуштин ,иккинчи топ үзүк тавуштин болидиған болсун
Уга,қуш,белиқ,йәр,аз,оқуш,илмәк,үзүк,көрүк,мөшүк.
Һәр топқа бирдин сөз ойлап йезиңлар .
IV Сәргитиш пәйти .
Белиқ үзди ,үзди ,үзди ,бизниң кичик ериқта у яққа , бу яққа келип қонди қирғаққа.
V Мениң Вәтиним Қазақстан тоғрисида сөһбәт жүргизиш. Сүрәтләрни көрситиш, фото-открыткилар билән иш
Бизниң Президентимиз.
Рәмизләр.
Пәйтахтимиз-Астана
Алмута.
Мәйрәмлиримиз
VI Шеирни ипадилиқ оқуңлар.
Қазақстаним.
Әл һаяти гүллигән
Течлиқ сазим күйлигән
Бәхит қуяши күлгән
Қазақстаним мениң
Даңқи аләмни кәзгән
Ай-чолпанни күлдүргән
Течлиқ тугич көтәргән
Қазақстаним мениң
( Хелил Һамраев)
VII Оюн.
Муәллим көрсәткән сүрәттики сөзниң биринчи һәрипигә келидиған сөзләрни ойлап тепиш.Ким әң жиқ сөз ойлап тапса, шу бала I орунға егә болиду. Топқа буйруқ бериду. (Үзүк яки созуқ тавуш билән башлин идиған сөзләрни ойлап тепиңлар
VIII тепишмақниң жававини ейтиң
Язда йергә мөкүп елип,
Ятқан қизил түлкини
Қуйриғидин тутуп мән,
Жулуп кәлдим бир куни (сәвзә)
2) Тепишмақниң жававида қанчә тавуш бар? Улар қандақ һәрипләр билән бәлгүләнгән.
ІХ Йәкүнләш
Х Оқуғучиларни баһалаш