Урок по дуния тонуш на тему Суни ?о?даш


centercenter«Билал – Назим намидики оттура мәктәп мәктәп йенидики ихчам мәркизи билән» коммуналлиқ мәмликәтлик мәһкимиси
2015ж
Суни қоғдаш.
Үлгилик дәрис.
Илямова В. Х.
100000100000«Билал – Назим намидики оттура мәктәп мәктәп йенидики ихчам мәркизи билән» коммуналлиқ мәмликәтлик мәһкимиси
2015ж
Суни қоғдаш.
Үлгилик дәрис.
Илямова В. Х.


Тәкшүрүлди:
Дәрисниң мавзуси: Суни қоғдаш.
Дәрисниң мәхсити: 1) Оқуғучиларға суни қоғдаш бойичә чүшәнчә
бериш.
2) Әстә сақлаш, пикир қилиш қабилийитини
риважландуруш. Тил байлиғини
қелиплаштуруш.
3) Суни тежәмлик ишлитишкә тәрбийиләш.
Дәрисниң түри: топ билән ишләш.
Қоллинидиған уссул: чүшәндүрүш, соал-жаваплар.
Қоллинидиған көрнәкликләр: мавзуға лайиқ рәңлик сүрәтләр.
Дәрисниң берилиши.
І. Уюштуруш қисми. Оқуғучиларни булутларниң түрлири бойичә
топқа бөлүш.
1-топ. Қәвәт булут.
2-топ. Топ булут.
3-топ. Ақ булут.
4-топ. Қара булут.
Психологиялик тәйярлиқ. Музыкини аста қоюп, течлиқни сақлаш минутини орунлаш.
Топ башчилирини сайлаш.
1-топ. Қәвәт булут тоғрисида немә билисиләр?
2-топ. Топ булут бойичә немә билисиләр?
3-топ. Ақ булут тоғрисида немә билисиләр?
4-топ. Вәһимилик қара булут тоғрисида немә билисиләр?
Топниң ичидин топни баһалайдиған оқуғучини сайлаш.
ІІ. Өй тапшурмини тәкшүрүш. Алди билән баһалиғучи оқуғучиларниң һава райини байқаш дәптирини тәкшүрүп баһалап чиқиду. Һәр бир топқа тапшурма бериш, бир минут вақит бериш.
1-топтин жилға тоғрисида сораш.
2-топтин дәрияниң тармиғини сораш.
3-топтин тузсиз вә тузлуқ көл тоғрисида сораш.
4-топтин ямғур йешин тоғрисида сорап чиқиш.
ІІІ. Өй тапшурмини йәкүнләш. «Һә-ә, яқ» оюни арқилиқ.
Ямғур-йешинға шамал, чақмақлар кириду. Дурусму?
Мөлдүр вәһимилик қара булуттин яғиду. Дурусму?
Дәрияниң башлинидиған йерини дәрияниң беши дәп атаймиз. Дурусму?
Асманға жуқурилғансири соғ болиду. Дурусму?
ІҮ. Дәрисниң мәхсити.
Оқуғучилар бүгүн, биз, силәр билән Су тоғрисида уни қоғдаш тоғрисида тохтилимиз.
Ү. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Суни қоғдаш бойичә оқуғучиларға тапшурма берип, топлар өзилири йеңи мавзуни чүшәндүриду.
1-топ.
Йәр шаридики аһали сани күндин-күнгә өсмәктә. Аһали саниниң
Өсүшигә бағлиқ ишлитидиған суниң миқдариму дайим ешип туриду.
Һәр адәм тамаққа вә ичишкә 2-3 литр су ишлитиду. Әгәр жуюнушқа,
кир жуюшқа вә башқа еһтияжларға кетидиған суни һесаплисақ, униң миқдари 10 литрдин ешип кетиду.
2-топ.
Су өйләр билән кочиларни таза тутуш, мал суғириш, терилғу,
металл қуюш, қәғәз вә башқа мәһсулаиларға ишлитиду. Йәр йүзиниң
3тин 2 қисимни су егиләйду. Шундиму суни тежәмлик ишлитиш керәк, сәвәви адәм тәбиәттин таза суни ишлитип, булғанған һаләттә
қайтуриду. Көл, ери-өстәң, сайларға әхләт,чилә, күлләрни төкүшкә болмайду. Һайванатларниң өлүклириниму ташлашқа болмайду. Улар суни булғайду.
3-топ.
Дәриялар билән көлләргә фабрика вә заводлардин , турушлуқ өләрдин жуюнда қуюдиду. Улар йеза егилик зиянкәшлири билән күришишкә қоллинилған оғилиқ маддилар билән көп булғиниду. Шуңлашқа көплигән дәрия вә көлләрдә белиқларниң йоқап кетип
барғини шу сәвәп.
4-топ.
Булғанған суни әлвәттә ичишкә болмайду, һәтта чомулишқиму болмайду. Суни қоғдашқа барлиғимиз күч чиқирип, қатнишимиз керәк. турватқан йеримизниң көл, өстәң, ериқлар, қудуқ сүйиниң булғанмаслиғини назарәт қилайли.суниң булғанғанлиғини көрсәк,
дәрру шәһәрлик мәмурийәткә яки саламәтликни сақлаш
мәһкимилиригә хәвәр қилайли.
Тахта билән ишләш.
Дәптәр билән ишләш.
Видео көрситиш.
ҮІ. Йеңи мавзуни пишшиқдаш. Постер ясаш, уни қоғдаш.
ҮІІ. Өйгә тапшурма бериш. 61-бәтни оқуп, 62-бәттики соалларға жавап йезип келиш.
Баһалаш варақлирини жиғивелип, оқуғучиларниң билимини баһалаш.