Презентация по уйгурскому языку на тему Сан ????ид? билимини пишши?даш
Пән: ана тили Күни: 18.02.2016 Синипи: 4 "А"
Алмута шәһири М.Һәмраев намидики умумий билим беридиған мәктәпниң башланғуч синип муәллими-
Ильясова Гульвера Нурлановна
Мавзу: Сан һәққидә билимини пишшиқдаш
Дәрис түри: билимини пишшиқдаш
Формиси: топлуқ, синиплиқ
Усуллар: өз ара һәмкарлишиш, топта, жүптә иш, оюн элементлири.диалог арқилиқ оқутуш, тәнқидий ойлашқа тапшурмилар.
Технология: конструктивлиқ оқутуш технологияси.
Талантлиқ вә қабилийәтлик балилар билән иш:
Қуддус Ғожамияров ролида тәржимә һалини сөзләп бериш тәклип қилиниду. Үлгирими төвән балилар билән иш:
1. Йениклитилгән тапшурмилар-карточкилар
Пәнләр ара бағлиниш: математика, дуниятонуш, рус тили, қазақ тили, музыка
Асасий чүшәнчиләр:
сан, рәт, мөлчәр,бәстикар Өткән мавзу билән бағлиниши:
сөз түркүмлири, исим, сүпәт вә пеил. Баһалаш:
критериаллиқ, формативлиқ.
Мәхсити: Сөз түркүмлири һәққидә чүшәнчисини кәңәйтишкә вә нәзәрийәвий билимини әмәлиятта нәтижилик пайдилинишқа шараит яритиш.
Вәзипиләр:
1.Сан һәққидә чүшәнчисини толуқтуруп, башқа сөз түркүмлиридин пәрқини ажритиш үгитиш.
2. Мавзу бойичә издинишкә, әқлий әмгәктики төзүмчанлиққа, мәхсәтлик түрдә топ билән ишләшкә, өзиниң вә өзгиләрниң әмгигини адил баһалашқа тәрбийиләш, пәнгә болған қизиқишини ашуруш; эстетикилиқ тәләпләргә мувапиқ ишләшкә адәтләндүрүш, в.б.
3. Тонуп-билиш, қобул қилиш, тәнқит нуқтисидин ойлаш қабилийитини вә әс, диққәт, тәпәккүр, зеһин қатарлиқ психологиялиқ жәриянлириниң хизмитини, еғизчә вә язмичә нутқини, оқуш вә йезиш маһаритини риважландуруш.
Материаллиқ тәминлиниши: интерактив тахта, карточкилар, сүрәтләр, баһалаш тахтиси, кластер, маркер, фломастерлар.
Күтүлидиған нәтижиләр:
-проблемини көрүп, ениқлап, йешиду; -тәнқидий ойлайду, тәпәккүр қилиду;
- сөз түркүми-сан һәққидә билимини толуқтуриду; -өзини вә өзгиләрни адил баһалайду.
-сөз түркүмлирини ажритиду; -һәрқандақ шараитта өзини әркин тутушни үгиниду
-мавзу бойичә әхбарат топлайду; өз пикрини әркин баянлайду; -алған билимини үнүмлүк пайдилиниду. в.б.
Этап вә вақит Ишниң түри Ресурс вә әмәлгә ашуруш формиси Баһалаш критерий-
лири Муәллим билән оқуғучи һәрикити
І Уюштуруш 2 минут
1. Түгәлләш
2. Оқуғучиларниң дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш
а) материаллиқ тәминлиниши
ә) психологиялиқ вәзийәтни ениқлаш Нөвәтчиләр билән иш жүргүзүлиду.
Тренинг+топқа бөлүш
Синипта һәммиңларниң һөрмитигә лайиқ оқуғучилардин иккисини сайлап бәрсәңлар.
Икки командирға соал: синипта кимгә дәристә көп ярдәм қилғуңлар келиду?
Достуң билән орманда ялғуз қалдиң дәйли. Шу достуң ким болғинини халар едиң?
Сән синипта кимни тәсадипи рәнжитип алған едиң?
Кимниң өйигә күндә меһманға барар едиң?
Кимниң қолини елип, қучағлиған болар едиң?
Балилар, биз мана һазирқидәк уюл болушимиз керәк. Биз һәммимиз синипта бир биримизгә һажәт.
Қени, мошу инақлиғимизға көз тәгмисун дәп, топ билән олтурайли. Кимни чақирса, шу бала униң топиға қошулиду.
Балилар
топларға бирикип, топ қаидисини
әскә алиду.
Һәр топ өзлири бир санни нам қилип таллап алиду вә намини қоғдайду
Дәрисниң мавзуси билән
мәхситини хәвәрләш Тахтиға диққәт ағдуруңлар. Һазир чиқидиған икки сүрәт арисида қандақ бағлиниш бар екәнлиги һәққидә ойлинайли. Пикриңларни ениқ ейтиңлар.
Биз силәр билән исим, сүпәт вә пеилни өтүп болдуқ. Чаққан қаидилири вә соаллирини есимизға елип өтүп кетәйли.
Демәк, бүгүн дәристә сан һәққидә билидиғинимизни есимизға елип, билимимизни толуқтуримиз, қизиқ мәлуматлар алимиз. Санни яхшилап үгинивалғандин кейин, башқа сөз түркүмлирини үгинимиз.
Қени, светофорниң сериқ рәңги буйруқ бәргәндәк тәйяр турайли! 102870177165Слайд № Қаидә-
1 балл
Пикир-
1-2балл Пеилниң үч замани билә селиштуриду
ІІ Билимини актуаллаштуруш №1 тапшурма Синип билән иш
Конвертлардики сөзләрни оқуп көрүңлар.
Сөзләр исим, сүпәт, пеил вә санға берилгән. Уларниң ичидин бизгә йеқимлиқ тәсир қилидиған сөзләрни ажритип, топи билән бириктүрүш керәк. Дәсләп қизлар келип таллавалсун, андин жигитләр.
Конверттики сөзләр: утуқ, муһәббәт, гүл, жаңжал, тамака, һарақ, оғри, чирайлиқ, зерәк, қопал, юмшақ, қаттиқ, қәйсәр, йерим, пүтүн, көтирилди, жиқилди, ярдәмләшмәк, қачмақ, икки, үч, бәш, төрт, йүз, гугол.
Сөз түркүмлирини пәқәт ана тили дәрисидила әмәс, бәлки қазақ вә рус тили дәрислиридиму өтүватисиләр. Атап берәләмсиләр? Сөзләр кәсмилири селинған конверт,
сөз түркүмлири "халтилири"
магнитлар 1 балл Балилар конверттики сөзләрни бирдин елип, сөз түркүмини ениқлап, тегишлик халтиға салиду
Балилар, қедимий грек пәлсәпичиси, сәясий әрбап, математик Пифагор Самосский "Аләм санлар қудритигә асасән қурулған" дәп ейтқан екән. Һәқиқәтәнму, нәгила бақмайли, һәммә йәрдә сан көрүниду. Силәр қайси санларни яхши көрисиләр?
Қайси санлар һазирқи вақит билән беваситә бағлинишлиқ болуватиду?
Мәсилән:2016, 18, 3 в.ш.о. Силәр давамлаштуруңлар
Әң ушшақ, көзгә көрүнмәйдиған жисимлардин тартип, каинат бошлуғи һәммиси санлар билән бағлинишлиқ.
Слайд №2
Балилар бир-бириниң дәптиридики ишниң сапасиға қарайду.
Муәллим: Санларсиз бирму көнүкмә орунланмайдиған, Санлар падишалиғи дәп атиғили болидиған пән қайси, балилар?
Математика
Санларни пәқәт математикидила әмәс, ана тили пәнидиму сөз түркүми ретидә оқуп үгинимиз. Бүгүн силәргә санлар һәққидә қизиқ мәлуматлдарни беримән. Бирақ һәққигә силәр тапшурмиларни толуқ орунлишиңлар керәк.
Дәптәрлириңларни жиғиветиңлар. Слайд №3
Дәптәрләр авуштурилиду
Қени, балилар, бүгүнки күн ретини йезип алайли.
Он сәккизинчи февраль.
Сан
Таза хәт
миллион миллиард триллион
квадрилион квинтиллион секстиллион
Муәллим:Сан һәққидә немә билисиләр?
Сан-адәм вә нәрсиләрниң санини, ретини билдүридиған сөз түркүми. Сан қанчә? нәччә?қанчинчи? нәччинчи? дегән соалларға жавап болуп келиду. Слайд №4
Интерактив тахтида мошу санларниң рәқәмләр билән йезилиши көрситилиду Балиларниң каллиграфиясигә диққәт қилиш.
Өзара тәкшүрүш вә балл бериду. Хатасиз, таза вә чирайлиқ язған балиға 1 балл
1-қизиқ мәлумат
Центильон – это самое большое число, которое выглядит как 1 с 600 нулями. Это число было записано еще в 1852 году.
№2 тапшурма
1-топ 377-көнүкмидики, 2-топ 379-көнүкмидики санларни терип, дәптириңларға көчирип язисиләр. Баһалаш икки өлчәм билән жүргизилиши һажәт. Хатасиз-1балл,
Чирайлиқ-1б.
Умумий 2балл Өзара тәкшүрәш
1-қизиқ мәлумат : 666 – это сумма всех чисел на рулетке казино.
Физминутка Слайд
№3 тапшурма Викторина"Ассоциация"
Топ билән иш Ассоциация-латин-бириктүрүш
1-топ мән ейтқан санға даимий бағлинидиған чүшәнчини ейтиду. Мәсилән: "икки" десәм, көз, қол в.ш.о
2-топ болса, мән ейтқан сөзгә бағлинип келидиған санни ейтиши керәк Жребий ташлаш.
Вақитқа қарап 20, 10, 5 тәңгә беримән.
Ахирида бай оқуғучи ениқлинип, "Зерәк" дегән медаль тақилиду.
1-топқа
5-бармақ 12-ай 141- автобус
7-күн 1000-тәңгә 21-әсир
24-саат 40-қарақчи 1.6 -контр-страйк
32-чиш 4-пәсил 33-рус алфавити
3-булуң 365-жил 1941-Улуқ Вәтән Уруши 2-топқа
Жүрәк-1 Океан-4 Айфон-5
Материк-6 Сәйярә-9 ЭКСПО-2017
Панфиловчи -28 Чөмүч юлтуз-7 Йәрдики су- 4/3
Виндоуз-8 Қанат -2 Самолет-154
Әла-5 Твикс-2 Уйғур алфавити-41
У сороконожек совсем не 40 ножек, их может быть от 30 до 400.
№4 тапшурма
Нөвәттики тапшурма һазир силәр аңлайдиған музыка билән бағлинишлиқ.
Тоғра. Бу Қуддус Ғожамияровниң симфониялик поэмиси-"Ризвангүл"
Қени, тапшурмини орунлаш үчүн китавиңларниң 134-бетини ечиңлар.
Мәтин билән иш: "Кубик-сорақчиға жавап берисиләр".
Чүшкән соалниң жаваплири китаптин тепилиду. Балилар тапиду, муәллим тахтиға тик қур шәклидә язиду.
Балиларға пәйда болған тирәк сөзләр арқилиқ мәтинни сөзләп бериш тәклип қилиниду.
Халиғучилар болса, Қ.Ғожамияровниң сүритини елип, униң намидин сөзлисә болиду. "Ризвангүл" симфониялик поэмиси қоюлиду.
Қ.Ғожамияровниң сүрити илиниду. кубикниң һәр бетидә "инчикә вә қелин" соаллар берилгән.
1 балл
1-3 балл
1-4 балл Балилар симфонияни аңлап, өйиға пәйда болған сөзләрни атайду: атлар чепип кетиватиду, уруш болуватиду, Қ.Ғожамияров, "Ризвангүл".
/Балилар бу мавзу вә симфониялик поэма билән оқуш дәрисидә тонушқан\
Дәрисни йәкүнләш
Қошумчә материаллар: №1
Адәм вә нәрсиләрниң билдүридиған
сөзләрни дәймиз
Намини пеил қанчә? көрди
Иш-һәрикитини сан қандақ? тағ
Бәлгү-хусусийитини исим немә қилди? миллион
Санини сүпәт немә? қаттиқ
Оқуғучи № Исми:
Өз баһаси: Өзгә баһаси: Муәллимниң баһаси:
№2 Күн системиси жисимлириниң сүрәтлири тарқитилиду.
Балилар, мону сүрәтләрни бир талдин таллап елиңлар.
Уларни бир сөз билән умумлаштуруп немә десәк болиду?
Артуқ жисимларни ажритип көрүңлара.
Сәяриләр күндин саниғанда қандақ тәртип билән орунлишатти?
Биринчи, иккинчи, ..., тоққузинчи дегән санларниң алаһидилиги билән әндики дәристә тонушимиз. Орунлашқа-1 минут, өз ара тәкшүрүшкә-1 минут, муәллимниң тәкшүрүшигә-1-2 минут.
Күн системиси жисимлириниң сүрәтлири Өйгә тапшурма бериш 378-көнүкмә 133-бәт Баһалаш
Рефлексия