С?з в? бо?ум. Ч?ч?кни о?уп, м?змунини ейтип бериш


2-Синип. Умумий сөзләш қабилийити төвән оқуғучиларға , топ билән иш.
Дәрис мавзуси: Сөз вә боғум. Чөчәкни оқуп, мәзмунини ейтип бериш.
Дәрисниң мәхсити: 1) Сөз вә боғум тоғрисида оқуғучиларниң билимини мустәһкәмләш.
2) Тил байлиғини ашуруш, ой пикирини дурус, толуқ , ениқ ейтиш қаблийитини риважлануруш.
3)Әмгәкчанлиққа, достлуққа тәрбийиләш.
Қоллинид. дид. материал: уйғир тили, оқуш китави, сөзләр, боғумлар карточкилири,мевиләрниң сүрәтлири.
Дәрисниң берилиши
І Уюштуруш қисми. Саламлишиш.
Оқуғучиниң диққитини дәрискә жәлип қилиш
II Дәрис мавзуси б/н тонуштуруш
Сөзләрни оқуғанда, қисимларға бөлүп оқуймиз. Бөлүнүп оқулған қисимни боғум дәймиз: ша-мал, ас-ман, бу-лут.
Сөздә қанчә созуқ тавуш болса, шунчә боғум болиду: бәл, буғ-дай, тәр-хә-мәк.
Күн атлирини боғумға бөлүп йезиңлар
Дүшәнбә, сешенбә, чаршәнбә, пәйшәнбә, жүмә, шәнбә, йәкшәнбә
Күн атлирини ядқа елиңлар.
III Боғум б/н ойнайли
Муәллим үзүк тавушлар йезилған карточкиларни көрситиду, оқуғучи өзиниң исми башлинидиған һәрип билән боғум қураштириду.
IV Сүрәттики мевиләрниң намлирини боғумға бөлүп ,чавақ арқилиқ ениқлап, қанчә боғум бар екәнлигини ейтип бериңлар.
V «Бағвән вә униң оғуллири» - чөчәкни оқуп, мәзмунини сөзләп бериңлар.
VI Төвәндики мақалларни қандақ чүшинисиләр.
Әмгәк-бәхит булиғи
Әмгәктин кәлсә байлиқ Өмрүң өтәр чирайлиқ
Әмгәк-әрниң һиммити, һосул-йәрниң зенити
Әмгәк қилсаң еринмә ,һорунлуққа берилмә
Бугинки ишни әтигә қойма
Иш устидин қорқар
Дәптәргә көчирип 3 мақални йезиңлар.
VIII Дәрисни иәкүнләш.
IX Оқуғучиларни баһалаш.(еғизчә