К тавуши в? ??рипи


Тәкшүрүлди Бәкитимән
оқуш ишлири бойичә мәктәп мудири
мудир орунбасари
--------------- С. Садирова ----------------- Б.Юлдашева
К тавуши вә һәрипи
Мәктәп алди тәйярлиқ топ тәрбийичиси: Русулова Г
2014-2015 оқуш жили
Мавзу: К тавуши вә һәрипи
Мәхсити: 1) Балиларни К тавуши билән тонуштуруш вә толуқ чүшәнчә
бериш
2) Сөзләрни ойлитиш арқилиқ нутқиниң раван чиқишини
риважландуруш, тил байлиғини ашуруш. Шундақла берилгән соалға
тоғра, ениқ вә толуқ жавап беришкә үгитиш
3) Балиларни сәрәмжанлиққа диққәт қилип тиңшашқа, ойлирини
чапсан йәткүзүшкә тәрбийиләш.
Д. усули: көрситиш, чүшәндүрүш, оюн, соал – жавап
Көрнәклик: Сүрәтләр, тепишмақлар, интерактивлиқ тахта, кәсмә һәрипләр
Пән ара бағлиниш: Әтрап билән тонушуш

Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш қисими
Балиларниң диққитини дәрискә жәлип қилип олтарғузуш
Психологиялиқ тренинг
Қени балилар турайли
Меһманларға қарайли.
Қарши елип уларни,
Иллиқ салам берәйли
Тахтида немә есиқлиқ туриду?
Күн бизгә немә бериду?
Жүрүгүмизгә салайли,
Бир алқинини өйдики,
Ата – ана, меһманларға берәйли.
Балилар, бизниң Вәтинимиз?
Қазақстан
Вәтәнни ким башқуриду?
Президент
Бизниң Президентимиз ким?
Нұрсултан Назарбаев Әбиш оғли
Балилар, бизниң пайтәхтимиз қайсу шәһәр?
Астана
Бүгүн бизниң дәрисимизгә меһманлар келип олтириду. Шу меһманларниң ичидә тийинму бар. Тийин мана бизниң пайтәхтимиз Астана шәһиридин жирақ йәрдин, бизгә меһманға келип олтириду. Тийин силәрниң қандақ оқуватқиниңларни көргили кәпту.
Тийинниң қешидики севәтни көрүватамсиләр?
Һә – ә
Мана шу севәттә тийин йеңилиқларни елип кәпту бизгә.
ІІ. Өткән мавзу үстидә иш
Қени, балилар , әнди һәммимиз өткән мавзуни әскә алайли.
Қандақ тавуш билән тонуштуқ?
Ң тавуши
Ң тавуши сөзләрниң қайсу жайлирида келиду?
Оттурида, ахирида.
Қени ң тавуши бар сөзләрни ейтип бериңлар
Таң, сәрәңгә, ләңмән, чаң, мәң.
Ң тавушиға шеир ейтип бериду
«Ким чапсан ойлайду» дегән оюнни ойнаймиз.
Тахтида турған һәрипләргә сөзләрни ойлаймиз
А, М,Т, Ш, О.
ІІІ. Йеңи мавзу:
/Муәллимниң сөзи/
Тапқур болсаң тепип көр,
Тепишмақни йешип көр.
Қап – қара топа
Сәрәңгә яқса
Пишиду шова /көмүр/
Ақ сандуғум ечилди
Ичидин ипәк чечилди /күн/
Өз етини өзи чақириду
Шундақ қилип күнни патқузиду /Каккук/
Тикинчи әмәс, өмүр бойи,
Жиңниләр билән жүриду. /Кирпә/
Рәңги һәр яңза
Гүлләргә қониду. /Кепинәк/
Адәмниң тилсиз, жансиз әң йеқин дости у немә? /Китап/
Қени, ким ейтиду, қайсу тавуш көп ейтиливатиду.
Дурус к тавуши
К һәрипини тахтида үлгисини көрситиш
К к – басмичә түри
К к – язмичә түри
Қени һәммимиз К дәп көрәйличу
К – к – к – к
-Балилар, биз тавушларни нәччигә бөлгән?
- Дурус, иккигә.Созуқ тавушлар вә үзүк тавушлар
- Үзүк тавушлар өзи нәччигә бөлиниду?
- Иккигә
- Жараңлиқ вә жараңсиз үзүк тавушлар
- Демәк, балилар, к тавуши қандақ тавуш?
- Үзүк тавуш, һаваға тез чиқмайду.
Әнди боғумларни оқайли
Ка, ко, ку
ІV. Сәгәһлик минути
Қояным, қояным.
Орныңдан туршы.
Бетіңді жұшы,
Айнаға қарашы.
Шашыңды тарашы,
Ойнашы, ойнашы
V. Дәптәр билән иш
К һәрипини һавада йезиш
Бир бала тахтиға чиқип йезип бериду
К һәрипини чирайлиқ қилип язимиз
Сәрәңгиниң уруғидин К һәрипини қураштуруш



VІ. Дәрисни йәкүнләш
«Гүл» сунуш оюни
К тавушиға сөзләрни ейтқузуш
Тавушлар нәччигә бөлүниду?
К тавуши қандақ тавуш?
Үзүк тавушлар нәччигә бөлүниду.
К тавуши қандақ үзүк тавуш?